Мутәхәссисләр: ислам дини уйғурларниң хитайға ассимилиятсийә болуп кәтмәсликидики әң күчлүк қалқандур

Мухбиримиз гүлчеһрә
2022.05.09
jume-namaz-saqchi.jpg Хитай алаһидә қораллиқ сақчилириниң җүмә намизидин қайтқан уйғурларни назарәт қиливатқан көрүнүш. 2014-Йили 23-май, үрүмчи.
Yomiuri of AFP

Хитай компартийиси уйғур миллитиниң кимликини, шундақла мусулман түркий милләтләрниң кимликини йоқитиш үчүн уйғур районида ирқий қирғинчилиқ вә мәдәнийәт қирғинчилиқини давам қилмақта.

Хитай бир тәрәптин уларни түрмә вә җаза лагерларға солаш, коллектип җазалаш арқилиқ йоқитиватқан болса, йәнә бир тәрәптин уларниң өрп-адәт, диний етиқад, тил, мәдәнийәт вә қиммәт қараш қатарлиқ һәр җәһәттин ассимилиятсийә қилип, аталмиш “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси” гә қошуветиш мәқситидә шиддәтлик сиясәтләрни қолланмақта. Буниң асаслиқ ипадилириниң бири хитайниң уйғур районида йүргүзиватқан “ислам динини хитайчилаштуруш” сияситидур.

Игилинишичә, хитай һөкүмити 2019-йилиниң бешида исламни кәлгүси 5 йил ичидә пүтүнләй “хитайчилаштуруп болуш” ни оттуриға қойған иди.

Мәзкур лайиһә хитай һөкүмити тәрипидин уйғур районида “диний ашқунлуқни түгитиш” намида 3 милйондәк уйғур вә башқа йәрлик мусулман хәлқләрни йиғивелиш лагериға қамап, дуняда қаттиқ наразилиққа учриған бир мәзгилдә оттуриға қоюлған.

Уйғур районида 2000-йилларниң бешидин башлапла оқуғучилар вә 18 яшқа тошмиғанларниң намаз оқуши, роза тутуши вә мәсчитләргә кириши “қанунсиз қилмиш” дәп бекитилип, йәрлик бәлгилимиләр арқилиқ чәклинип келингән иди.

2016-Йили ноябирдин башлап, хитай “ш у а р қурамиға йәтмигәнләрниң җинайәт өткүзүшиниң алдини елиш низами” вә “ш у а р җәнубий шинҗаң районида толуқ оттура мәктәп басқучидики маарипни омумлаштуруш низами” дин ибарәт икки низамни йолға қоюп, өзиниң йоқириқи чәклимилирини техиму күчәйтишкә башлиған.

Бу икки низамдики йеңи бәлгилимиләрдә мәктәп йешидики өсмүрләргә ата-аниларниң һәрқандақ шәкилдә вә усулда диний тәрбийә беришигә болмайдиғанлиқи, шундақла өсмүрләрни диний тәрбийәгә қизиқтурғучи ата-аниларниң сақчи органлириға мәлум қилинидиғанлиқи агаһландурулған иди.

“ш у а р қурамиға йәтмигәнләрниң җинайәт өткүзүшиниң алдини елиш низами” да йәнә “мәктәп ичидә һәр қандақ шәкилдики диний паалийәтләр чәклиниду” дәп бәлгиләнгән. Униңдин сирт, аталмиш “үч хил күч”, “миллий бөлгүнчилик” яки “диний әсәбийлик” ниң тәсиригә учриған болса, җинайи җавабкарлиқини үстигә елиш йешиға тошмиған қорамиға йәтмигәнләргә қарита мәхсус органларға әвәтип, тәрбийәләп өзгәртишни қобул қилдуруш керәклики бекитилгән.

Б д т “балилар һоқуқи әһдинамиси” ниң 14-маддисида “һәрқайси дөләтләр балиларниң пикир, виҗдан вә дин әркинлики һоқуқиға һөрмәт қилиши керәк, һәрқайси дөләтләр ата-аниларниң һоқуқи вә мәсулийәтлиригә һөрмәт қилиши керәк. Зөрүр тепилғанда, һәрқайсий дөләтләр балиниң йетилиш иқтидариға маслашқан асаста балиларниң юқириқидәк һоқуқлиридин бәһримән болуши үчүн пурсәт яритип бериши керәк,” дәп бәлгиләнгән.

“мирас фонди” ниң тәтқиқатчиси емилий кав 2020-йили өктәбирдә б д т да мәхсус уйғур балиларниң диний кимликидин мәһрум қалдурулуши һәқиқдә ечилған бир муһакимидә, у балиларда кичикидин тартипла өзиниң яритилиши, ярилиши, виҗдан вә ахирәт һәққидә соаллар пәйда болидиғанлиқини, бундақ соалларға қанаәтлинәрлик җаваб тепшниң роһий сағламлиқ үчүн муһим рол ойнайдиғанлиқини билдүргән иди.

У сөзидә “балиларда лаяқәтлик әхлақ, виҗдан вә кишилик пәзиләт турғузуп чиқишта диний тәрбийә интайин муһим рол ойнайду. Хитай коммунист һөкүмити ата-аниларни балилириға диний етиқадини өгитиш һоқуқидин мәһрум қилип, балиларниң яратқучи билән инсан виҗдани арисидики мунасивәтләрни өгинишини чәклиди, уларни кичикидин тартип ялғуз компартийәгә етиқад қилидиған қилип тәрбийәләш арқилиқ өз һакимийитини мустәһкәмләш койида болди. . .” дегәниди.

Дәрвәқә, хитайниң районда барғансери күчийиватқан диний-етиқад чәклимилири уйғурларниң диний тәлим-тәрбийә ишлирини техиму қийинлаштурмақта.

Динниң уйғурларниң миллий мәвҗутлуқи вә әркинлик күришидики ролини толуқ тонуп йәткән бир түркүм пидакар диний зиялийлар, илгирки вақитларда өсмүр-балиларни тәрбийәләшни кичик көләмдики йәр асти диний мәктәпләрдә давамлаштурушқа тиришқан иди. Һалбуки, улар2016-йилидин башлап, хитай һөкүмитиниң әң рәһимсиз вастиләр арқилиқ бастуруш нишаниға айланған.

Йеқинда радийомиз манас наһийәсидики диний муәллимә хасийәт әхмәтниң тутқунда икәнлики тоғрилиқ хәвәр игилиши давамида, хасийәт әхмәтниң бала оқутқанлиқи үчүн 7 йиллиқ, “қуран кәрим” ни сақлиғанлиқи үчүн 7 йиллиқ болуп, җәмий 14 йиллиқ кесилгәнликини дәлилигән иди. Мушуниңға охшаш балиларға диний сават бәргүчи муәллим вә ата-анилар лагерларға елип кетилгәнлики вә еғир кесилгәнлики илгириму радийомиз тәрипидин күп қетим паш болған иди.

Хитай һөкүмитиниң бу хил “меңә ююш” программисидин һәтта кичик балиларму қечип қутулалмиған. Лагерға әкетилгән ата-аниларниң балилири мәҗбурий һалда һөкүмәт башқурушидики дарилетамларға апирип қоюлған. Буниң нәтиҗисидә уйғур балилири аилә муһити, ата-ана тәрбийәси, диний вә миллий өрп-адәтләрдин мәһрум қалдурулуп, роһий җәһәттин еғир киризисларға дуч кәлгән.

Кишилик һоқоқ тәшкилатлири вә мутәхәссисләр, хитайниң бу хил дөләт зораванлиқиниң түп мәқсити, уйғур пәрзәнтлирини өзиниң диний әқидиси вә миллий кимликидин айриветип, уларни хитайлашқан бир әвлад қилип чиқиш икәнликини илгири сүрмәктә.

Уйғур диярида диний тәлим-тәрбийә ишлири чәкләнгән бир вақитта, түркийәдә уйғур әвлатлириниң миллий, диний кимликини сақлап қелиш, уларни тоғра вә мөтидил йолға йетәкләш җәһәтләрдә мәрһум адулһәкимхан мәхсум муһим ролларни ойниған иди. Мәрһум абдулһәкимхан мәхсумниң оғли абдусаллам тәклимакан бу һәқтә зияритимизни қобул қилип, өзиниң күз қарашлирини баян қилип өтти.

Абдусалам тәклимкан, хитайниң бурундин тартипла уйғурларниң диний саһәдә көзгә көрүнгән алимлири вә сәрхиллирини тутқун қилип, уларға зиянкәшлик қилип кәлгәнликини, бүгүнки күндә болса уйғурларни исламий етиқадидин толуқ ваз кәчтүрүш вә пүтүн милләт гәвдиси бойичә хитайлаштуруш үчүн әң рәзил вастиләрни қоллиниватқанлиқини тәкитләп өтти.

Абдусалам тәклимакан сөзидә йәнә хитайниң узун тарихтин буян һәрқандақ зулум вә бесимлар арқилиқму уйғур хәлқини өз диний етиқадидин ваз кәчтүрәлмигәнликини, ислам дининиң уйғурларниң кимликини тәшкил қилған әң муһим мәнивий түврүк икәнликини илгири сүрди.

Хитай дөләт ишлири кабинетиниң ахбарат ишханиси 2019-йили 8-айниң 16-күни елан қилған “шинҗаңдики кәспий маһарәт тәлим-тәрбийә хизмити” намлиқ 49 бәтлик доклатида, уйғур елида “тәлим-тәрбийә хизмитини қанат яйдуруш вәзийәтниң тәқәззаси” дәп көрсәткән. Бу доклатта йәнә “террорлуқ” вә “әсәбийлик” ниң уйғур елида узун тарихқа игә икәнликини илгири сүргән.

Йиллардин буян ислам дини вә ислам чүшәнчилири һәққидә нурғунлиған китаб вә мақалиләрни йезип, муһаҗирәттики уйғур җамаитигә тәқдим қилған сәуди әрәбстандики диний алим муһәммәд йүсүп әпәнди зияритимизни қобул қилип: “дуняда иманниң күчигә йетидиған вә уни йеңип чүшәләйдиған һечқандақ бир күч йоқтур,” деди.

Муһәммәд йүсүп әпәнди, етиқади күчлүк болған адәмдә аллаһ тааланиң рәһмитигә вә ярдимигә болған үмид-ишәнчниң күчлүк болидиғанлиқини, бу хилдики кишиләр қәлбиниң иман билән нурлинидиғанлиқини, уларниң өзлирини күчлүк вә җасарәтлик һес қилидиғанлиқини тәкитләп өтти. У, дәл мушу сәвәбтин хитай уйғурларниң бу сунмас етиқади вә роһи күчини сундуруш үчүн, уларниң исламий етиқадини бәрбат қилишқа уруниватқанлиқини әскәртип өтти

У йәнә уйғурлар тарихитики әң қаттиқ қирғинчилиққа йүзләнгән бу қараңғу дәвридә, уларға күч-қуввәт, үмид вә ишәнч беғишлайдиған күчниң шәксиз ки ислам етиқади икәнликини, исламдин ибарәт бу етиқадқа мәһкәм бағланған уйғур хәлқиниң хитайниң зулумлиридин һаман қутулуп кетәләйдиғанлиқиға ишинидиғанлиқини билдүрди.

Хитай даирилири “террорлуққа қарши туруш вә әсәбийликни түгитиш күришиниң чеки йоқ” дәп җакарлаш арқилиқ, өзлириниң уйғур диярида йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқини йәниму илгирилигән һалда давам қилдуридиғанлиқидин ениқ сигнал бәрмәктә. Түркийә әгә университети түрк дуняси тәтқиқат иниститутиниң профессори алимҗан инайәт әпәнди, гәрчә уйғурлар диний етиқад вә башқа түрлүк җәһәтләрдин тарихита мисли көрүлмигән йоқитишларға учраватқан болсиму, әмма миң йиллардин буян уйғурлар һаятиниң чоңқур қатламлириға сиңип кәткән исламий кимликиниң хитай тәрипидин йоқитилишиға әсла ишәнмәйдиғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.