Қәшқәр су идарисиниң кадири турғун асим мәсчит чеқишта актип болмиғанлиқи үчүн лагерға әкетилгән

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2019.03.26
qeshqer-cheqish-boway.jpg Чиқиливатқан қәшқәр кона шәһәр вә мәсчитләргә ечинип қараватқан бовай.
Social Media

Биз өткән һәптиләрдә қәшқәр су ишлири идариси хизмәтчилириниң 15 пирсәнтиниң лагерда икәнлики һәққидә хәвәр бәргән идуқ. Шундин кейин вәзийәттин хәвәрдар кишиләр радийомизға учур йоллап, мәзкур идариниң рәһбәрлик һәйәтлиридин бири, техник мудир турғун асимниң лагерға елип кетилгәнликини, униң мәсчит чеқишта актип болмиғанлиқи үчүн “икки йүзлимичилик” билән әйиблинип, җазалиниватқанлиқини мәлум қилди. Мухбиримизниң бу һәқтики ениқлашлири давамида қәшқәрдики алақидар хадимлар мәзкур учурниң тоғрилиқини дәлиллиди.

Қәшқәр вәзийитидин хәвәрдар кишиләрдин бири өткән һәптә радийомизға инкас йоллап, қәшқәр су ишлири идарисиниң йиғивелиш лагеридики техник мудири турғун асимниң 2016‏-йилдики мәсчит чеқиш долқунида актип болмиғанлиқи үчүн “икки йүзлимичилик” билән әйиблинип, җазалиниватқанлиқини мәлум қилди.

Өткән һәптиләрдики ениқлашлиримиз давамида қәшқәр су ишлири идарисидин 6 хизмәтчиниң лагерда икәнлики, бу 6 кишидин бириниң мәзкур идариниң рәһбәрлик һәйити, техник мудир турғун асим икәнлики мәлум болған иди. Әмма униң немә үчүн тутулғанлиқи айдиңлашмиған иди. Инкаста дейилишичә, турғун асим шу йили қәшқәр бәшкерәмниң 10‏-кәнтигә мәсчит башқуруш гурупписи хадимлири қатарида хизмәткә чүшкән. Хизмәт гурупписидикиләр ‏10‏-кәнттики мәркизи мәсчитини чеқиш үчүн һәрикәткә өткәндә турғун асим мәсчитни чеқиштин аввал мәсчитниң чеқилиши һәққидә аһалиләрни, болупму юрт чоңлирини хәвәрләндүрүвеитиш вә зөрүр тепилса мәсчитни чеқишни бир күн кечиктүрүш һәққидә тәклип бәргән. Әйни чағда у бу тәклипни мәсчит чеқиш давамида амминиң қаршилиқиға учримаслиқ, уштумтут вәқә чиқишниң алдини елиш мәқситидә, йәни хитай һөкүмитиниң мәйданида туруп һөкүмәт мәнпәәти үчүн оттуриға қойған болсиму, аридин икки йил өткәндә бу тәклип униң “икки йүзлимичилик” билән әйиблинишигә сәвәб болған.

Қәшқәрдики сиясий-қанун саһәсидә вәзипә өтәватқан бир хадим турғун асимниң 2016‏-йили 10‏-айда қәшқәр бәшкерәмдә мәсчит башқуруш гурупписида вәзипә алғанлиқи вә шу чағдики хизмәт позитсийәси сәвәблик җазаланғанлиқини дәлиллиди. Вәзийәттин хәвәрдар кишиниң инкасида дейилишичә, турғун асимниң вәқә чиқишниң алдини елиш үчүн оттуриға қойған юқириқи тәклипи әйни чағда хизмәттә сөрәлмилик қилиш, актип вә кәскин болмаслиқ дәп қарилип тәнқидигә учриған вә мәзкур мәсчитниң чеқилишиму шу күнила иҗра болған. Йәнә мәзкур инкаста дейилишичә, турғун асим әйни чағда бу тәнқидкә сүкүт қилип, артуқчә өзини чүшәндүрүш яки ақлаш позитсийәсидә болмиған. Бу тәклип 2018‏-йилиға кәлгәндә мәсчит чеқишқа қарита наразилиқ пикри топлашқа вә вәқә чиқишқа пурсәт яритип беришкә урунуш дәп қаралған. Турғун асим хитай компартийәсиниң әң муһим хизмитидә әң сәзгүр мәйданда “икки йүзлимичилик” қилиш җинайити билән әйибләнгән. Алақидар хадим гәрчә турғун асимниң конкрет интизам яки қанунға хилап қандақ бир сөз-һәрикәттә болғанлиқини дәп берәлмигән болсиму, әмма униң хизмәттә пассиплиқ қилғанлиқи үчүн тутулғанлиқини йошурмиди.

Игиләнгән учурлардин турғун асимниң мәзкур тәклипни инкас йәткүзгүчи дегәндикидәк вәқә чиқишниң алдини елиш үчүн оттуриға қойғанлиқи вә яки миллий вә мәниви байлиқларни қоғдаш вә яки мәһәллә җамаитиниң қәлбини рәнҗитмәсликини ойлиғанлиқи һазирчә мәлум әмәс. Әмма мәлум болғини хитай даирилири 2016‏-йили “мәсчитләрни әлалаштуруш” нами астида елип барған мәсчит чеқиш долқуниниң ялғуз мәсчитләрниң йиқилишиғила әмәс, йәнә бир қатар кишиләрниң җазалинишиғиму сәвәб болғанлиқидур.

Хитайниң түркийәдики баш әлчиси өткән айда нахшичи абдуреһим һейт һәққидә түркийә һөкүмитиниң баянатиға қайтурған инкасида уйғур районида 24 миң мәсчит барлиқи, мәсчитләр саниниң нопусқа нисбәтән ейтқанда түркийә вә ислам дунясидики һәрқандақ бир дөләттинму көплүкини илгири сүргән. Әмма бу мәсчитләрниң йәрлик хәйр-сахавәтчиләрниң һиммити билән селинғанлиқи вә мутләқ көп қисминиң 2016‏-йили “мәсчитләрни әлалаштуруш” нами астида чеқиветилгәнликини шундақла бу җәрянда бир түркүм кишиләрниң җазаланғанлиқини тилға алмиған иди. Әйни чағдики ениқлашлиримизда мәсчит чеқишниң ялғуз қәшқәр тоққузақтила әмәс, бәлки йәнә йеңисар, қағилиқ вә хотәнниң бир қисим наһийәлиридиму елип берилғанлиқи дәлилләнгән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.