Лагер шаһитлири: “мәһәллә кометити” уйғур дияридики назарәт вә бастурушни әмәлий иҗра қилидиған мәмурий органдур

Мухбиримиз меһрибан
2022.06.09
ramazan-mehelle-tekshurush.jpg Мәһәллә башқуруш комитети вә сақчиларниң уйғурларни тәкшүрүп кәлгән көрүнүши. 2018-Йили 6-авғуст, қәшқәр.
AP

Хитайниң “тәңритағ тори” 7-июн күни, уйғур аптонум районлуқ хәлқ қурултийи мақуллиған 65-номурлуқ һөҗҗәтни, йәни “хәлқ қурултийиниң мәһәллә кометитлиридики хизмәт бәлгилимиси” ни елан қилған.

Мәлум болушичә, мәзкур “бәлгилимә” уйғур аптонум районлуқ 13-қетимлиқ хәлқ вәкилләр қурултийиниң бу йил 5-айниң 27-күни ечилған 33-новәтлик йиғинида мақуллуқтин өткән. 12Маддилиқ бу “бәлгилимә” дә, җайлардики мәһәллә кометитлири хизмәтлириниң әң алди билән хитай компартийәсиниң бивастә рәһбәрликидә болидиғанлиқи алаһидә тәкитләнгән. Андин мәһәллә кометитлириниң мудирлиқи вә башқа вәзипиләрни үстигә алған хәлқ қурултийи вәкиллириниң мәһәллә кометитлиридики хизмәт вәзиписи, мәһәллә кометитлиридин хәлқ қурултийиға йоллинидиған доклатларниң мәзмуни, мәһәллә комитетлири хадимлирини хизмәткә бәлгиләш вә вәзиписидин елиш, мәһәллә кометитлириниң малийә кирим-чиқим мәнбәсини назарәт қилиш қатарлиқ көп тәрәплимә мәзмунлар бирму-бир оттуриға қоюлған.

Мәзкур “бәлгилимә” ниң 5-маддисида, “хәлқ қурултийиниң мәһәллә кометитлиридики конкирет хизмәт бәлгилимиси” 10 нуқта бойичә оттуриға қоюлған. Буниңда мәһәллә кометитлириниң хитай мәркизий һккүмитиниң “шинҗаң сиясити” вә асасий қанунини тәшвиқ қилиштики ядролуқ ролини җари қилдуруш, мәһәллә кометитлириниң өз тәвәликидики аһалиләрниң конкирет әһвалини игиләп архип турғузуш, аһалиләрниң паалийәтлири вә пикир-қарашлирини тәпсилий игиләш, мәһәллә кометитлиридики хәлқ вәкиллириниң назарәт қилиш хизмитини яхши орунлаштуруш, мәһәллә кометитлар қәрәллик һалда хизмәт доклатлирини хәлқ һөкүмитиниң мунасивәтлик органлириға йоллаш, мәһәллә кометитлири хәлқ қурултийи чиқарған қанун-бәлгилимиләрниң иҗра қилиниш әһвалини мәхсус тәкшүрүп тәтқиқ қилиш қатарлиқлар алаһидә тилға елинған.

Уйғур аптонум районда немә үчүн “хәлқ қурултийиниң мәһәллә комитетлиридики хизмәт бәлгилимиси” намлиқ бундақ бир мәхсус “бәлгилимә” мақулланди? мәһәллә кометитлири немә үчүн хитай һөкүмитиниң уйғур районида бу қәдәр җиддий тутуп назарәт қилидиған орунларға айлинип қалди? аталмиш мәһәллә кометитлири хитай һөкүмитиниң 2017-йилидин кейин йолға қоюлған “қошмақ туғқан” намидики хитайлаштуруш сиясити, уйғур аилилириниң нуқтилиқ нарарәт обйеиктиға айлиниши, милйонлиған уйғурниң лагирларға қамилиши вә хитай ширкәтлиридә ишләшкә мәҗбурлиниши қатарлиқ бир йүрүш ирқий қирғинчилиқ иҗрасида қандақ ролларни ойниди? хитай һөкүмити тәкитләватқан “мәһәллә комитетлири” да хәлқ қурултийи вәкиллириниң ролини җари қилдуруш” немидин дерәк бериду?

Лагер шаһитлиридин америкидики зумрәт давут ханим билән шиветсийәдики сайрагүл саутбай ханим, америкадики уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқатчиси, дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси зубәйрә шәмсидин ханим вә германийәдики мустәқил анализчи әнвәр әхмәт әпәндиләр йоқуриқи мәсилиләр һәққидә өз қарашлирини оттуриға қойди.

Йоқуриқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.