Нурсимангүл абдурешит: “хитай консулханисиниң ‛ата-анаң сот арқилиқ кесилди‚ дегинигә гуманим бар”

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2020.06.18
nursimangul-nurimangul-akisi.jpg Муһаҗирәттики нурсимангүл абдурешит вә иниси мәһкум мәмәтәли абдурешит тоққузақтики қорусида. 2015-Йили, қәшқәр.
Photo: RFA

Мәлум болушичә, хитай консулханиси түркийәдики муһаҗир нурсимангүлгә ата-анисиниң 13 вә 16 йиллиқ кесилгәнликини уқтурған вақтида улар үстидин 2017‏-йили 12‏-айниң 13‏-күни сот ечилғанлиқини билдүргән. Әмма нурсимангүл бултур юртидики тонушлири арқилиқ қолға чүшүргән бир түрмә уқтурушида униң дадисиниң 2019‏-йили 2‏-айниң 1‏-күни тумшуқ шәһиридики гәмилик түрмисигә әкилингәнлики қәйт қилинған. Уйғур көзәткүчиләр буниңға асасән нурсимангүлниң ата-аниси үстидин сот ечилмиғанлиқи, тумшуқтики түрмигә лагердин удулла йөткәлгәнлик еһтималлиқини оттуриға қоймақта.

Хитай консулхана хадими муһаҗир нурсимангүлгә униң ата-анисиниң 2017‏-йили 13‏-декабир күни сот арқилиқ кесилгәнликини уқтурған, әмма у өткән йили қолиға чүшүргән бир түрмә уқтурушида униң дадисиниң 2019-йили 1‏-феврал күни тумшуқ шәһиридики гәмилик түрмисигә әкилингәнлики қәйт қилинған. Бу икки уқтурушта арилиқидики 14 ай вақитта униң ата-анисиниң қәйәрдә турғанлиқи мәлум әмәс. Нурсимангүл бу ениқсизлиққа асасән дадисиниң бу мәзгилдә лагерда турғанлиқи, дадисиниң үстидин сотму ечилмиғанлиқи, пәқәт лагердин түрмигә удулла йолланғанлиқ еһтималлиқини пәрәз қилиду. Мәлум болушичә, консулхана хадими нурсимангүлниң аписи вә инисиниңму дадиси билән бир түрмидә, йәни йеза игилик 3‏-девизийәсигә қарашлиқ тумшуқтики гәмилик түрмисидә икәнликини мәлум қилған.

Нөвәттә норвегийәдә яшаватқан сабиқ адвокат бәхтияр өмәр әпәнди бу икки уқтуруштики бәзи зит вә мүҗмәл мәзмунларға асасән уқтурушта тилға елинған мәһбусларниң түрмидә икәнлики вә узун муддәтлик кесилгәнлики раст болсиму, уқтурушта дейилгән қанун тәртипиниң сахта икәнлики, йәни хәлқара җамаәткә җаваб сүпитидә тоқуп чиқилғанлиқини оттуриға қойиду. Шивитсийәдә яшаватқан сабиқ сақчи хадими йолвас әпәндиму қануний тәртип бойичә сот һөкүми чиқип болғандин кейин мәһкумларниң қамақханидин түрмигә дәрһал йөткилиши керәкликини, әгәр консулхана дегинидәк мәзкур мәһкумлар үстидин 12‏-айда сот ечилған болса, улар 13 айға қәдәр түрмигә йөткәлмигән. Йолвас әпәнди йәнә мәзкур мәһкумларниң тумшуқтики гәмилик түрмисигә башқа түрмидин йөткәп келингәнликигиму еһтималлиқ йоқ дәп қарайду.

Мәлумки, инсандарчилиқ нуқтисидин шумхәвәр тапшурувалғучи үчүнла әмәс, бәлки йәткүзгүчи үчүнму бир азаблиқ иш. Вашингтонда яшаватқан көзәткүчи илшат һәсән әпәнди консулхана хадиминиң шумхәвәрни йәткүзүватқан чағдики интонатсийәси үстидә тәһлил йүргүзүп, мәзкур хадимниң нурсимангүлгә аилисидики 6 кишидин 4 кишиниң түрмидә икәнликини наһайити раһәт йосунда йәткүзгәнликини тилға алиду вә буниңдин бир мәдәнийәт вә бир системидики чүрүклүкни көргили болидиғанлиқини илгири сүриду.

Илшат әпәнди хитай дөлитидә қанун дегән нәрсиниң бурундин болуп бақмиғанлиқи вә һелиму йоқлуқини, пәқәт уйғур районида йүргүзүлүватқан миллий қирғинчилиқни хәлқара җамаәттин йошуруш үчүнла қанунни ниқаб сүпитидә кийиватқанлиқини, шуңа хитай тәрәпниң рәсмий уқтурушлириниң сахтипәзлик билән толғанлиқи вә охшимиған органлириниң охшаш бир мәсилидики уқтурушлирида бир-биригә зитлиқларниң давамлиқ учрап туридиғанлиқини тәкитләйду.

Тапшурувалған уқтурушлиридики юқириқидәк зитлиқларни буниңдин кейин хәлқарадики алақидар органларниң диққитигә сунидиғанлиқини билдүргән нурсимангүл ханим сөһбитимизниң ахирида аилисидики 4 җанниң вә уларға охшаш қисмәттики юртдашлириниң түрмидин қутулуши үчүн ачиси билән бирликтә буниңдин кейин техиму мәзмут қәдәм билән һәрикәт қилидиғанлиқини тәкитлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.