Пенсйонер оқутқучи қейюм мәшрәп җүмә намизида “қанунсиз тәблиғ” аңлап қалғанлиқи үчүн 14 йиллиқ кесилгән

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2021.07.05
Рәһимә мәһмут ханим: “ирқий қирғинчилиққа мунасивәтлик ‛сода қануни лайиһәси‚ ниң мақуллиниши үчүн давамлиқ тиришимиз” “қайта тәрбийәләш” намидики “йиғивелиш лагери” ниң темидики сим тикән соруқ вә көзитиш нуқтиси. 2018-Йили 4-сентәбир, даванчиң.
REUTERS

Қарақашлиқ муһаҗирлардин бири радийомизға учур йоллап, юрти қарақашниң ява йезисидики башланғуч мәктәп оқутқучиси, пенсийонер қейюм мәшрәпниң 70 яшқа йеқинлашқан вақтида 14 йиллиқ кесиветилгәнлик учурини мәлум қилди. Мухбиримизниң қарақашқа қарита елип барған телефон зиярәтлири давамида, қейюм мәшрәпниң бир җүмә намизида “қанунсиз тәблиғ” аңлап қалғанлиқи үчүн 14 йиллиқ кесилгәнлиики, қизи патигүл қейюмниң болса намәлум сәвәп билән 10 йиллиқ кесиветилгәнлики дәлилләнди

Қарақашлиқ бир муһаҗирниң инкас қилишичә, униң ява йеза мәркизий башланғуч мәктипидики сабиқ оқутқучиси қейюм мәшрәп 2018-йилниң ахири йеши 70 кә йеқинлашқанда 14 йиллиқ кесиветилгән. Қарақаш наһийә ява йезилиқ бир сақчи хадими бу йезида кесиветилгән яшанғанлар арисида қейюм мәшрәп исимлик бирсиниң бар-йоқлуқи һәққидики соалимизға җавап бәрмиди. Инкаста дейилишичә, 40 йилға йеқин башланғуч мәктәп оқутқучиси болуп хизмәт қилған қейюм мәшрәп 2010-йили пенсийәгә чиққан. У пенсийонерлиқ һаятниң тәбиий бир парчиси сүпитидә мәһәллиниң җамаәт паалийәтлиригә толуқ қатнашқан, той-төкүн, нәзир-чирақлардин қалмиған. 2014-Йили уйғур районида аталмиш “диний әсәбийлик” кә қарши долқун башланғанда, қарақашниң ява йезисидиму әң дәсләптә диний затлар, униңдин кейин уларниң шагиртлири тутқун қилинған болса, 2017-йили әнә шу диний затларниң арқисида сәп тутуп намаз оқуғанлики аһалиләр тутуп кетилгән, 2018-йилиға кәлгәндә қейюм мәшрәпкә охшаш җамаәтчилик йүзисдин диний затлар билән биллә олтуруп-қопуп қалған дөләт кадирлириму тутқун қилинған.

Қарақашниң ява йезилиқ сақчихана башлиқи қейюм мәшрәпниң немә үчүн кесилгәнлики вә нәдә җаза муддитини өтәватқанлиқи һәққидики соалимизға җавап беришни қопаллиқ билән рәт қилди. Әмма у бу йезидин қейюм мәшрәп исимлик бир пенсийонер оқутқучиниң түрмидә икәнликини инкар қилмиди.

Ениқлашлиримизниң ахирида айдиңлишишичә, қейюм мәшрәп 2013-йилларда мәһәллисидики бир җүмә намизида “қанунсиз тәблиғ” қә қатнишип қалғанлиқи үчүн 14 йиллиқ кесиветилгән. Бу йезидики бир кәнт мудириниң паш қилишичә, қейюм мәшрәп нөвәттә қарақаштики бостанкөл түрмисидә җаза муддитини өтимәктикән.

Қарақашлиқ муһаҗир пенсийонер қейюм мәшрәпниң 4 пәрзәнти барлиқи вә уларниң айрим өйлүк-очақлиқ икәнликини билдүргән иди. Ениқлашлиримиз давамида қейюм мәшрәпниң 40 нәччә яшлиқ қизи патигүл қейюмниң 10 йиллиқ кесилгәнлики айдиңлашти.

Юқиридабу йил йеши 70 тин һалқиған, 37 йиллиқ маарипчи қейюм мәшрәпниң бир җүмә намизида аталмиш “қанунсиз тәблиғ” аңлап қалғанлиқи үчүн 14 йиллиқ кесилгәнлики вә қизиниңму намәлум сәвәп билән 10 йиллиқ кесиветилгәнлики һәққидә мәлумат бәрдуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.