Сәһибә сайрамоғли: “мән һаятла болсам таки иним өйгә қайтқучә сөзләштин тохтимаймән”
2023.10.04
Бу йил авғуст айлириниң ахирлири түркийәдә турушлуқ сәһибә сайрамоғли исимлик бир уйғур қиз, X йәни илгирики тивиттер суписида иниси қуддусҗан абдувәлиниң хитай даирилири тәрипидин тутулуп кетилгәнликини ашкарилиған иди. Әйни вақитта радийомиз сәһбә билән алақә қилғанда, у өзиниң борталада яшаватқан аилисиниң хитай һөкүмитиниң бесимиға дуч келиватқанлиқи, сақчиларниң иниси һәққидики һәр қандақ бир учурни хәлқараға ашкарилимаслиқ һәққидә тәһдит селиватқанлиқини ейтқан иди.
Биз бу делониң тәпсилатини йәниму илгирилигән һалда сүрүштә қилиш үчүн, сәһибә сайрамоғли билән қайта алақә қилдуқ. Сәһибә бу қетим радийомизниң зияритини қобул қилип, инисиниң қумулдики түрмигә йөткәп кетилгәнлики, һазирғичә униңдин һечбир хәвәр йоқлуқи, шундақла инисиниң сәвәбсиз һәм қанунсиз тутуп турулуватқанлиқини билдүрди.
Сәһибәниң радийомизға ейтишичә, униң иниси қуддусҗан абдувәли , қарамай кәспий техника институтини бу йил 6-айда пүттүргән икән. У, 7-айниң 12-күни ғулҗадин борталаға қайтиш йолидики тәкшүрүш понкитида йәрлик сақчилар тәрипидин қолға елинған. Үч күндин кейин у қумул сақчилири тәрипидин қумул вилайәтлик түрмигә йөткәп кетилгән. Һазирчә қуддусҗанниң әһвали һәққидә аилисидикиләргә һечқандақ мәлумат берилмигән.
Юқириқи аваз улинишидин мәзкур сөһбитимизниң тәпсилатиға қулақ салғайсиләр.