Түрмидә 15 йил йетип аман чиққан қейимахун қари, лагерда икки йил йетип җәсити чиққан
2021.10.15
Лагердики хорлашниң түрмидин нәччә һәссә еғир икәнлики лагер гуваһчилири тәрипидин көп қетимлап тәсвирләнгәниди. Мана мушу сәвәбтин болса керәк, илгири үрүмчи 1 -түрмидә 15 йил җаза муддитини түгитип аман чиққан, диний зат қейимахун қари, 2017 -йили лагерға сабиқ мәһбуслар қатарида солинип икки йил өткәндин кейин, униң җәсити чиққан.
Тоққузақлиқ муһаҗирниң өткән һәптә радиомизға йоллиған инкасида йәнә баян қилинишичә, тоққузақ булақсу 4 -кәнт мәсчитиниң хатиби қейимахун қари, 2017 -йили сабиқ мәһбуслар қатарида тутқун қилинған. Дейилишичә, 1991 -йили бөлгүнчилик билән әйиблинип 15 йиллиқ кесилгән қейимахун қари 2006 -йили түрмидин аман-есән чиққан, әмма бу қетим лагерға әкетилип икки йилдин кейин, униң җәсити аилисигә тапшурулған. Инкаста дейилишичә, 59 йешида иккинчи қетим тутулғинида, униң саламәтликидә һечқандақ мәсилә йоқ болуп, у бамдат намаздин кейин, етизлиқида су тутуватқан мәзгилдә кәнт сақчилири тәрипидин елип кетилгәникән.
Биз бүгүн тоққузақниң опал, арал вә булақсу сақчиханилириға телефон қилип йеқинқи мәзгилләрдә лагерда җан үзгәнләр һәққидә мәлумат соридуқ.
Инкаста әскәртилишичә, қейимахун хатип болғачқа мәсчиткә йирақ-йеқиндин кәлгән көп санда кишини тонуйдиғанлиқи вә той-төкүн вә нәзир-чирағларға көп қатнашқанлиқи үчүн, сақчилар униңдин көп сандики кишиләр һәққидә мәлумат елишни көзлигән вә лагерда әң көп сораққа чиққан, у бир диний зат болуш сүпити билән сорақ җәрянда башқиларни балаға тиқмаслиққа тиришқан; униң бу тиришчанлиқи, униң техиму еғир қейин-қистаққа елинишиға сәвәб болған.
Тоққузақниң опал лагерида 2 йил вәзипә өтигән бир сақчи хадиминиң ашкарилишичә, қейимахун қари, 2018 -йилиниң ахири лагердин җәсити чиққан.
Мәлум болушичә, диний вә иҗтимаий паалийәтләрдики актиплиқи, шундақла етиз-ериқ ишлиридики чәбдәслики билән мәһәллә җамаити ичидә һәвәс қилинип келиватқан қейимахун қариниң уштумтут өлүм хәвири булақсудики аһалиләрни лагердики уруқ-туғқанлириниң һалидин, болупму яшта чоң вә саламәтликидә мәсилә бар уруқ-туғқанлириниң тәқдиридин әндишигә чүшүргән.
Мәзкур лагер сақчисиниң паш қилишичә, қейимахун қари, җан үзүштин бир қанчә саәт аввал, лагер дохтурханисиға апирилған. Әмма у, қейимахун қариниң дохтурханиға қандақ кесәл яки зәхмәт сәвәблик әкетилгәнликидин хәвири йоқлуқини ейтти.
Лагерниң шараитлири, җүмлидин соал-сорақ вә қейин-қистақлири түрмидикигә нисбәтән көп вә еғир болғачқа, көп санда тутқунлар, лагерниң азабидин қутулуш үчүнла өзлиригә артилған гунаһлирини қуруқ-төһмәт болсиму бойниға алған. Һәтта бәзилири өзидин башқиларниңму аталмиш җинайәтлирини паш қилдуруш үчүн, мәқсәтлик һалда лагерда давамлиқ тутуп турулған.
Сабиқ мәһбуслардин мәмәттурсун осман, өзиниң хотән қамақханисида туруватқан мәзгилидә, лагерда “җинайити” ни бойниға алғанларниң қамақханиға йөткилидиғанлиқи вә лагердин қутулуш үчүн қамақханиға йөткилиш вә кесилип түрмигә йөткилишкә рази икәнликини тилға алғаниди.
Юқирида түрмидә 15 йил йетип аман чиққан диний зат қейимахун қариниң лагерда икки йил йетип, җәсити чиққанлиқи һәққидә мәлумат бәрдуқ.