Хитайниң җаза лагерлиридики вәһший қийнаш усуллири ғәрбликләрни чөчүтмәктә

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2021.10.18
Хитайниң җаза лагерлиридики вәһший қийнаш усуллири ғәрбликләрни чөчүтмәктә Голландийәдә сиясий панаһлиқ тиләп туруватқан лагер шаһити қәлбинур сидиқ ханим җаза лагерлири тоғрисида испат бәрмәктә. 2021-Йили өктәбир.
RFA/Ekrem

Хитайниң җаза лагерлирида уйғурларға йүргүзиватқан инсан қелипидин чиққан қийнаш тәдбирлири ғәрбликләрни қаттиқ чөчүткән.

2017-Йилидин башлап уйғур дияридики кәң көләмлик тутқун қилиш, сорақ қилиш вә җаза лагерлирида тутқунларни рәһимсизләрчә қийнаштәк еғир паҗиәгә хитайниң сақчи хадими сүпитидә бивастә қатнашқан “ваң” фамилилик бир хитай киши 9-айниң 10-күнидин 13-күнигичә лондунда өткүзүлгән “уйғур сот коллегийәси” ниң 2-қетимлиқ испат аңлаш йиғинида гуваһлиқ берип, хитайниң тутқунларға йүргүзгән вәһшийләрчә қийнаш усуллири тоғрисидики мәлуматлири билән һәммини һәйран қалдурған иди. явропада сиясий панаһлиқ тиләп йошурунуп туруватқан бу сабиқ сақчи йеқинқи мәзгилләрдин буян исм-фамилисини өзгәртип, “җяң” дегән намда арқа-арқидин ғәрб мәтбуатлириниң зияритини қобул қилип, хитайниң җаза лагерлиридики уйғурларға қоллиниватқан инсан қелипидин чиққан рәһимсиз қийнаш тәдбирлирини паш қилип, кишиләрни һәйран қалдурмақта вә чөчүтмәктә.

Германийәдики “ахбарат” тори 17-өктәбир елан қилған “шинҗаңдики қорқунучлуқ қийнаш: һәйран қаларлиқ җаза орундуқи вә җинсий зәрбә: хитай һөкүмити қаршилашқучиларға мана мушундақ рәһимсизлик қилиду” намлиқ мақалидә “җяң” фамилилик хитай сақчисиниң баянлириға орун бәргән.

Мәзкур мақалиға: “муштлаш, тепиш вә ток билән соқуш: хитайниң қарши тәрәпкә нәқәдәр рәһимсизләрчә муамилә қилидиғанлиқиниң бир мисали. Буни шинҗаңдики ‛қайта тәрбийиләш лагири‚ да хизмәт қилған бир сабиқ сақчи ашкарилиди. Бу хитай хәлқ җумһурийитиниң йошурун қийнаш тәдбирлири тоғрисида тунҗи қетим ичкий қисимдин чиққан бириниң бәргән испатидур” дегән җүмлә кириш сөз қилинған.

Мақалә мундақ ибариләр билән башлиниду: “биз нөвәттә хитайдин кәлгән кишини чөчүтидиған бир ахбаратқа еришмәктимиз. Бир сабиқ хитай сақчиси шинҗаң дияридики тутқунлар учраватқан рәһимсизләрчә қийин-қистақ һәққидики мәлуматларни ашкарилиди. У әнгилийә ‛сәһәр почтиси‚ гезитиниң зияритини қобул қилғанда, хитай һакимийитиниң мәһбусларға бүгүнгә қәдәр йүргүзүп келиватқан йиргинишлик қийнаш тәдбирлири тоғрисида очуқ мәлумат бәрди.”

Мақалидә 39 яшлиқ сабиқ сақчи “җяң” ниң 2020-йили явропаға қечип чиқип сиясий панаһлиқ тилигәнлики әскәртип өтүлгәндин кейин, униң илгири милйонлиған уйғурлар қамалған җаза лагерлирида ишлигәнлики, мәһбусларниң тасма билән қамчилап өлтүрүлгәнликини өз көзи билән көргәнлики, бәзи хитай сақчилириниң еғир қейин-қистақ ичидики тутқунларниң налә-зарлиридин һозурлинидиғанлиқиға шаһид болғанлиқи, бу “җәбри-зулум дозақи” ға һәтта 14 яшлиқ нарисидиләрниңму қамалғанлиқи вә уларниңму еғир тән җазасиға учриғанлиқидәк паҗиәлик бир һаятни өз бешидин өткүзгәнлики баян қилиниду.

Сабиқ хитай сақчиси “җяң” ниң баян қилишичә, 3 сақчи белидики кәмирини суғуруп елип, бир тутқунни нөвәт билән қамчилайдикән. Терик киргән бир инсан қамчә дәстидин җан берип, өлүк чиқидикән. Сақчилар йәнә тутқунларни уйқусиз қалдуруш усули билән җазалайдикән. Гәрчә бу әң аддий усул болсиму, лекин әң рәһимсиз вә әң вәһший усул һесаблинидикән. Тутқунлар қанчә күнләп уйқусиз қалдурулғандин кейин йиқилидикән. Улар йиқилғанда, әгәр һаят қалған болса, андин дохтурға елип берип әслигә кәлтүридикән. Мушт билән уруш, пут билән тепиш, бешиға пиластик кәйгүзүп яки суға тунҗуқтуруп нәпәс алғузмаслиқ, ток калтәклири билән қийнаш адәттики усуллар һесаблинидикән. Йәнә орундуққа һәптиләп бағлап қоюш җазасидин башқа, әрләр вә аялларниң җинсий йолиға ток өткүзүп қийнаш усуллириму бар икән. Бу хил җаза тәдбирлири бүгүнки мәдәний дуняға мәнсуп болмиған вәһшилик, явайилиқ һесаблинидикән.

Голландийәдә сиясий панаһлиқ тиләп туруватқан лагер шаһиди қәлбинур сидиқниң билдүришичә, “җяң” ниң баянлирида тилға елинғанлар хитайниң җаза лагерлирида йүргүзүиватқан қийнаш усуллириниң пәқәт бир қисми санилидикән. Қәлбинур сидиқниң өзи, лагерлардики ялғуз ток билән қийнашниңла 5 хил усулини билидикән. Мәсилән, ток калтики билән қийнаш, ток қалпиқи билән қийнаш, ток пәлийи билән қийнаш, токлуқ орундуқ билән қийнаш вә әр-аялларниң җинсий әзасиға ток симлирини тиқип қийнаш.

Мәлум болғинидәк уйғур, қазақ, өзбек, татар милләтлиридин болған лагер шаһидлириниң йиллардин буян җаза лагерлиридики қейин-қистақлар тоғрисида берип келиватқан гуваһлиқлири инсанларни һәйран қалдурған иди. Мақалидә әскәртишичә, бу хил инсан қелипидин чиққан қейин-қистақларға шерик болған бир сабиқ хитай сақчисиниң лагер шаһидлири бәргән мәлуматларни тәстиқлиши вә бешидин өткәнләрни өз ағзи билән иқрар қилиши дуняни техиму һәйран қилидикән һәм инсанларни қаттиқ чөчүтидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.