Гермаийә мухбири хитайниң тосалғуси билән уйғур диярида җаза лагери вә мәҗбурий әмгәккә даир йип учиға еришәлмигән

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2021.07.17
lager-sirti.jpg Хитай һөкүмитиниң уйғур дияридики йиғивелиш лагериниң бири. 2019-Йили 31-март, хотән.
AFP

Германийә мәтбуатлирида хитайда вә уйғур диярида тиҗарәт қиливатқан германийәниң даңлиқ ширкәтлиригә болған агаһландуруш садалири күчәйди.

14-Июл америка кеңәш палатасида мақулланған “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қанун лайиһәси” вә униңдин илгири америка чәклигән 14 хитай ширкитигә мунасивәтлик хәвәрләр икки күндин буян германийә мәтбуатлириниң қизиқ темисиға айлинип, һәптиләрдин буян давамлашқан “хитайниң бу йилқи екиспорт соммисиниң германийәдинму ешип кәткән” ликигә даир бәс-муназириләрни көмүп ташлиди.

Германийәниң барлиқ даңлиқ ахбарат вастилири “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қанун лайиһәси” тоғрисида бәс-бәстә хәвәрләр тарқатти. Хәвәрләрдә сенатор марко рубийониң “биз хитай коммунистик партийәсиниң инсанийәткә қарши елип бериватқан җинайи қилмишлириға көз юмалмаймиз, шундақла һәрқандақ ширкәтниң бу дәһшәтлик зулумға шерик болуп пайда елишиға йол қоймаймиз” дегән сөзлири муқәддимә қилинди. Арқидинла сенатор җеф мерклейниң “һичқандақ бир америка ширкити бу зиянкәшликләрдин пайда алмаслиқи керәк. Һечқандақ америкалиқ истималчи билип-билмәй мәҗбурий әмгәк бәдилигә ишләпчиқирилған мәһсулатларни сетивалмаслиқи керәк” дегән сөзлири тәкитләнди. Буниң арқидин американиң уйғур мәҗбури әмгики билән мунасивити болған 14 хитай ширкитини җазалиғанлиқи әскәртип өтүлүп, милйонлиған уйғурниң җаза лагерлириға қамалғанлиқи вә йәнә йүзмиңлиған уйғурларниң мәҗбурий әмгәкниң қуллириға айланғанлиқ қисмәтлири баян қилинди.

Уйғур зиялиси пәрһат муһәммиди әпәнди бу хусуста тохталғанда, америкада мақулланған “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қанун лайиһәси” ниң германийә һәмдә явропа иттипақиға әза дөләтләр үчүнму үлгә болуш ролини ойнайдиғанлиқини, германийә ширкәтлиригә бесим пәйда қилидиғанлиқини тәкитлиди.

Дәл мушундақ бир вәзийәттә ARD, йәни германийәниң дөләтлик радийо-телевизийә қанили 15-июл күни “шинҗаңдики герман ширкәтлири: мәҗбурий әмгәкму? йип учи байқалмиди” намлиқ бир зиярәт хатирисини тарқатти. Бу зиярәт хатирисини ARD ниң шаңхәйдики вакаләтчиси үрүмчидин әвәткән иди.

Мәзкур зиярәт хатирисида баян қилинишичә, ARD ниң шаңхәйдә турушлуқ обзорчиси һәм мухбири болған шитефен вурсел җаза лагерлири вә мәҗбурий әмгәккә алақидар йип учиға еришиш үчүн мушу һәптә уйғур дияриға барған. Бирақ хитай сақчилириниң қәдәмдә бир тосуши, соал-сорақ қилиши, муназирилишиши, родипайдәк чаплишивелиши вә из қоғлап назарәт қилиши нәтиҗисидә улар көзлигән мәқсидигә йитәлмигән. Ақивәт улар германийәниң уйғур дияридики ширкәтлирини зиярәт қилиш нийитигә кәлгән. Буниң билән вәзийәт бирдинла өзгәргән. Хитайларниң муамилиси силиқлишип, уларға қиммәтлик меһманға охшаш позитсийә тутқан

Шитефен вурсел алди билән корлаға берип, 2016-йили қурулған, асия-тинч окян районлирини хемийәик мәһсулат билән тәминләйдиған германийәниң химийә санаәт завути болған BASF ни зиярәт қилған. Бу ширкәтниң шу райондики мәсули бругман уларни қизғин күтивалған вә уларниң мәҗбурий әмгәккә даир соаллириға җаваб берип, бу ширкәттә 120 мутәхәссисниң хизмәт қилидиғанлиқини, һәммисиниң юқири дәриҗилик тәтқиқатчилар икәнликини, мәҗбурий әмгәк мәсилиси мәвҗут әмәсликини билдүргән һәмдә өзлириниң хитай йолға қоюватқан җаза лагерлири мәсилиси, мәҗбурий әмгәк мәсилисини йеқиндин көзитип келиватқанлиқини, ширкәтниң әхлақий пиринсиплири бойичә бу саһәдә қаттиқ диққәт қиливатқанлиқини әскәрткән.

Шитефен вурсел германийәниң корладики химийә санаәт завути болған BASF қа бирқанчә километир йирақлиққа җайлашқан 3 җаза лагериниң исхимисини сүний һәмраһ сүрәтлиридин көргән болғач, бу җайларни көзитиш үчүн йолға чиққан. Әмма йәрдин үнүп чиққандәкла тосаттин пәйда болған хитай сақчилири уларниң йолини кесип, дәрһал бу райондин йирақлишишқа буйруған.

Шитефен вурсел корладин қайтип, германийәниң үрүмчидики волкисваген ширкитини зиярәт қилмақчи болған. Бирақ бу зиярәт волксвагенниң дәрвазиси алдидила ахирлишқан. Ширкәт уларни қарши алмиған, ичигә кирип көрүп беқишқиму рухсәт қилмиған. Заманида һитлер үчүн хизмәт қилған, һазир хитайниң үрүмчидики җамаәт хәвипсизлик органлирини сақчи машиниси билән тәминләп, хитайниң зулумиға шерик болувақанлиқ гунаһи билән әйиблиниватқан волкисваген һечкимниң уйғурлар тоғрисидики зияритини қобул қилишни халимайдиғанлиқини билдүргән.

Нәтиҗә итибари билән, шитефен вурселниң бу қетимқи зиярити хитай һакимийитиниң “шинҗанға келип өз көзүңлар билән көрүп кетиңлар” дегән ялған тәшвиқатиниң сахта маһийитини йәнә бир қетим ашкарилап бәргән. Шитефен вурсел уйғур диярида җаза лагерлири вә мәҗбурий әмгәккә алақидар һичқандақ йип учиға еришәлмәй өз бешидин өткәнләр асасида мәзкур зиярәт хатирисини һазирлап, 15-июл үрүмчидин ARD ға йоллиған.

Германийәдә йеқинда мақуллиған тәминләш зәнҗири қануниға бинаән хитайдики вә уйғур дияридики герман ширкәтлири уйғур мәҗбурий әмгикигә четилип қалмаслиққа агаһландурулмақта. Германийәдики вәзийәт анализчиси әнвәр әһмәт әпәнди бу һәқтә тохталғанда, германийә вә явропада бу җәһәттә иҗабий қәдәмләрниң елиниватқанлиқини илгири сүрди.

Германийәниң тәминләш зәнҗири қануни 2022-йилидин башлап ишчи-хизмәтчилириниң сани 1000 дин төвән болған герман ширкәтлиригә, 2023-йилидин башлап ишчи-хизмәтчилириниң сани 1000 дин юқири болған герман ширкәтлиригә рәсмий тәдбиқлинидикән. Уйғурларниң мәҗбурий әмгикигә алақидар ширкәтләр байқалса, мәзкур қанунға бинаән җазалинипла қалмай, бу ширкәтләрдә хизмәт қилған кишиләрниң шәхсий мәсулийитиму сүрүштә қилинидикән. Һазир хитайда 5 миңдин артуқ герман ширкәтлири тиҗарәт билән шуғулланмақта икән.

Мәлум болғинидәк, явропа иттипақиму 13-июл күни мәҗбурий әмгәккә мунасивәтлик мәхсус низамнамә елан қилип, явропа ширкәтлирини уйғурларниң мәҗбурий әмгәкигә четилип қилмаслиққа агаһландурған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.