Турпандики бир сақчи хадими: топлишип иптар қилғанлар бирқанчә йиллиқтин кесилиду
2023.03.28

Уйғур елидә 2017-йилдин етибарән уда үч йил рози тутушни қаттиқ чәклигән хитай даирилири 2021- вә 2022-йиллири бу чәклимилирини бираз юмшатқан вә яшта 65 тин чоңларниң рози тутушиға йолға қойғаниди вә рамзан мәзгилидики өй тәкшүрүш вә коча чарлаш ишлириму нисбәтән азайғаниди. Бу йилқи ениқлашлиримиз давамида турпандики сақчи хадимлири, рамзандин бир һәптә бурун йеңидин бир уқтуруш чүшкәнлики вә бу уқтурушниң роһий бойичә, бу рамзанда ким болушидин қәтийнәзәр һәрқандақ кишиниң роза тутушиниң чәкләнгәнликини ашкарилиди.
Инкас вә ениқлашлиримиздин мәлум болушичә, уйғур елидики рамзан чәклимилири хәлқара җамаәт пикириниң бесими, хитай мәркизи һөкүмитиниң өзгиришчан сиясити вә йәрлик даириләрниң шәхсий хаһиши бойичә иш тутуши нәтиҗисидә көп чағларда қаттиқ һаләттә давам қилса, йәнә бәзән қисмән юмшаш аламәтлирини көрсәтмәктә. Биз рамзан чәклимисиниң бу йилқи иҗра қилиниш әһвалини ениқлаш үчүн турпан вилайитидики һәрқайси сақчи органлириға телефон қилдуқ.
Көпинчә сақчи хадимлири, рамзан бәлгилимилири һәққидә еғиз ечиштин өзини қачурди. Бәзиләр болса, өз ишханисидики әһвалларни тилға елиш арқилиқ, рамзан чәклимилириниң қаттиқ һаләттә давам қиливатқанлиқидин шәпә бәрди.
Турпан шәһиридики бир тармақ сақчи идариси хадими, рамзан чәклимисиниң йиллардикигә охшаш давам қиливатқанлиқини баян қилғандин кейин роза тутушқа бу йилму рухсәт йоқлуқини тилға алди.
Турпан шәһәр ичидики бу сақчи хадимниң ашкарилишичә, турпандиму бу йилму, рамзан мәзгилдә өй тәкшүрүш, коча чарлаш вә мәсчит ахтуруш тәдбирлири йолға қоюлған. Бу хадимниң әскәртишичә, чарлаш давамида аһалиләрниң зоһурлуқ үчүн әтигәндә орнидин турған-турмиғанлиқи, кәчлири иптарға йиғилған-йиғилмиғанлиқи тәкшүрүлгән.
Турпан шәһәр ичидики бир сақчиханиниң сиясий йетәкчиси, бу йиллиқ рамзанлиқ бихәтәрлик тәдбирлириниң қануний тәртип бойичә оңушлуқ давам қиливатқанлиқини илгири сүрди. У, өзлири тәкшүрүватқан қанунсиз диний паалийәтләр сүпитидә әтигәндә зоһурлуққа туруш вә ахшамлири иптарға топлинишни санап өтти. Уйғур елидә илгири рамзан чәклимиси бираз юмшиған мәзгилләрдә пәқәт партийә әзалири, дөләт ишчи-хизмәтчилири вә өсмүрләрниң рози тутуши чәкләнгән, қалғанларниң роза тутушиға чәклимә қоюлмиған, әмма роза тутушқа риғбәтләндүрүшму болмиған. Мәзкур сиясий йетәкчиниң баянлиридин мәлум болушичә, бу йил турпанда ким болушидин қәтийнәзәр роза тутуш омумйүзлүк чәкләнгән.
Униң дейишичә, рамзан мәзгилдә қанунға хилап қилғанларға йеникрәк әһвалда тәрбийә бериш, еғир болғанда қануний җазаға тартиш һәққидә уқтуруш чиқирилған. Уқтурушта, топлишип иптар қилиш әң еғир қанунсизлиқ дәп бекитилгән. Мәзкур хадим топлишип иптар қилғанларниң бирқанчә йиллиқ кесилиш еһтималлиқини әскәртти. Мәзкур сиясий йетәкчиниң йәнә ашкарилишичә, бу йеңи уқтуруш, бу йил рамзан башлиништин бир һәптә бурун уқтурулған.
Мәзкур хадим, аһалиләрниң бу түзүмгә “аңлиқ” бойсунуватқанлиқи, өз мәсул тәвәликтин һазирғичә тәкшүрүп сораққа тартилған 40-50 чә киши болсиму, әмма тутқун қилинғанларниң техи болмиғанларни баян қилди.
Юқирида турпанда йолға қоюлуватқан хитайниң рамзан бихәтәрлик тәдбирлири һәққидә мәлумат бәрдуқ.