Хитай даирилири уйғур елидики йеза-кәнтләргә 1486 “сотчи хизмәт ишханиси” қуруп чиққан
2021.01.18
Хитай даирилириниң йеқинқи 10 ай ичидә уйғур елидики һәр қайси йеза-кәнтләргә 1486 сотчи хизмәт ишханиси қуруп чиққанлиқи мәлум болди. Хитай даирилириниң илгири сүрүшичә, бу сотчи хизмәт ишханилириниң вәзиписи нәқ мәйданда мулазимәт қилип, йәр игидарчилиқ һоқуқи, аилә маҗраси, шәхсий қәрз ихтилапи дегәндәк мәсилиләрни бир тәрәп қилиш икән. Бирақ көзәткүчиләр, бу тәдбир хитайниң 2017-йилидики чоң тутқуни билән тәң башланған уйғурларни кәң көләмлик бастуруш һәркитиниң бир парчиси икәнликини билдүрмәктә.
Уларниң қаришичә, райондики сот мәһкимилири чоң тутқунда лагер вә түрмиләргә қамалған милйонлиған уйғурни бир тәрәп қилиш билән алдираш болуп, йәр игидарчилқи һоқуқи, аилә маҗраси, шәхсий қәрз ихтилапиға охшаш адәттики һәқ-тәләп делолирини йеза-кәнтләрдә контрол қилип, рәсмий сот мәһкимилириниң диққитини лагер, түрмиләрдики тутқунларға мәркәзләштүрүшигә қолайлиқ яритип бериш икән.
Хитай һөкүмити уйғур елидики һәр бир йеза-базарға аз дегәндә бирдин “қолайлиқ мулазимәт нуқтиси” яки “сотчи хизмәт ишханиси” қурушни 2020-йили 3-айда башлиған. “шинҗаң гезити” ниң 18-январдики хәвиридә ашкарилишичә, нөвәттә уйғур елидики һәр қайси йеза-кәнтләрдә җәмий 1486 орунда “қолайлиқ мулазимәт нуқтиси” яки “сотчи хизмәт ишханиси” қурулуп болған. Хәвәрдә нийә наһийәсидики 7 йеза-базар вә бир аһалилар башқармиси, чәрчән наһийәсидики 13 йеза-базарниң һәммисидә бу хил орунларниң қурулуп болғанлиқи билдүрүлгән.