Уйғурсофтниң қурғучиси алим әһәтниң тутқун қилинғанлиқи илгири сүрүлмәктә

Мухбиримиз сада
2019.04.26
Alim-Exet-Uyghur-Soft.jpg Уйғурсофтниң қурғучиси алим әһәтниң тутқун қилинғанлиқи илгири сүрүлмәктә.
Social Media

Йеқиндин буян чәтәлдики уйғур зиялийлири уйғур диярида тутқун қилинған вә йоқап кәткән уйғур сәрхиллирниң тизимликини иҗтимаий таратқуларда елан қилған болуп, бу тизимликниң ичидә уйғурсофтниң қурғучиси алим әһәтниңму исми бар иди. Биз бу учурниң растлиқини дәлилләш үчүн ичкирләп ениқлаш елип бардуқ.

Юқирида ейтип өтүлгән тутқун қилинған зиялийлар тизимликидин мәлум болишичә, алим әһәт 2018-йили январдин кейин тутқун қилинған. Йеқинда радийомизға кәлгән инкаслардин мәлум болушичә, алим әһәт шу йили яздин буян йоқап кәткән.

Биз бу инкасқа асасән шинҗаң университети математика факултитниң тор бетини зиярәт қилдуқ. Нәтиҗидә оқутқучилар қошуниниң тизимлики ичидин алим әһәтниң исми өчүрветилгәнлики мәлум болди.

Биз йәнә мәзкур факултитқа телефун қилдуқ. Телефунимизни алған бир хитай хадим алим әһәтниң нөвәттә хизмәт орнида йоқ икәнликини билдүрди. Һалбуки, бизниң қачандин бери ишлимәйватқанлиқи һәққидики суалимизни җавабсиз қалдурди.

Биз йәниму илгириләп үрүмчидики башқа җайлардин учур елишқа тириштуқ. Бу һәқтә учур бәргән бирәйлән алим әһәтниң бир йилдин буян “көрүнмигәнлики” ни, униң “бейҗиңға гаһида камандропка үчүн, гаһида өгиниш үчүн кетидиғанлиқи”, телефун урған тәқдирдиму, униң бәрибир алалмайдиғанлиқи” ни кодлуқ җүмлиләр билән баян қилди.

Алим әһәтниң тутқун қилинғанлиқини аңлиған норвигийәдики савақдиши, норвигийә уйғур комитетиниң һәйәт әзалиридин хәлчәм мәмтимин ханим радийомиз зияритини қобул қилип, алим әһәтниң уйғур тил йезиқи үчүн төһпә қошқан бир билим игиси икәнликини, униң хитай һөкүмити тәрипидин “тәрбийә” линишкә һеч еһтияҗи йоқлиқини билдүрди.

Чәтәлдики әһвалдин хәвәрдар кишиләрниң радийомизға билдүришичә, алим әһәт 2018-йилиниң башлиридин кейин үндидардики достлар чәмбирикидин ғайип болған. Униң чәтәлләрдики дост-бурадәрлири шуниңдин кейин униң билән һечқандақ алақидә болалмиған.

Алим әһәт 1991-йили шинҗаң университети математика вә система пәнлири иниститути (әслидики математика факолтети) һесаблаш математикиси кәспигә оқушқа қобул қилинған. У математика кәспигә аит билимләрни өгәнгәндин сирт йәнә “компютер қаттиқ вә юмшақ детал техникилири” ни өзликидин өгәнгән. Кейин, программа лайиһәләштә тезла көзгә көрүнүп, 1993-йили 10-айда шинҗаң университетиниң профессори һошур ислам йетәкчиликидики “863 тәтқиқат гурупписи” ға киргән һәмдә хитайниң дөләтлик вә аптонум раюн дәриҗилик тәтқиқат түрлиригә қатнашқан. Бу җәрянда UDOS уйғурчә мәшғулат системиси, көп тиллиқ йезиқ тәһрирлигүч, уйғурчә тавуш бириктүрүш вә тонуш системиси қатарлиқларға қатнишип, коллектип һәмкарлиқ роһини йитилдүргән һәмдә юмшақ детал ечишта мол тәҗрибә вә әмәлий қол селип ишләш иқтидарини пухта йитилдүргән. 1995-Йили 9-айда шинҗаң университети тәрипидин бейҗиң тәбиий пән вә санаәт пәнлири университети компютер қурулуш иниститути (әслидики 9-факолтети) ға компютер билимлиридин билим ашурушқа әвәтилгән. Оқуш пүттүргәндин кейин шинҗаң университети математика факолтетиға оқутқучилиққа елип қелинған.

Алим әһәт шинҗаң университетида оқутқучилиқ қилиш билән биргә америкадики даңлиқ дөләт һалқиған пән-техника ширкити - микрософт (Microsoft) ширкити билән һәмкарлишип, 1998-йили 6-айда уйғур диярида тунҗи уйғурчә, қазақчә вә қирғизчә юмшақ детал ширкити-үрүмчи уйғур софт компютер ширкитини қуруп чиққан.

Ширкәтниң асаслиқ мәһсулатлири төвәндикичә:

1. “уйғурсофт әлкатип”. Уйғурсофт ширкити 1998-йили 10-айда, уйғурчә, қазақчә вә қирғизчә TrueType хәт нусхисини ясап, “уйғурсофт әлкатип (ALKATIP)” ни базарға салған. Бу микрософт (Microsoft) ширкитиниң windows муһитидики тунҗи уйғурчә, қазақчә вә қирғизчә фонт киргүзгүч болуп, уйғур дияриниң учур алмаштуруш саһәсидә йетәкчилик рол ойниған шундақла районниң юмшақ детал саһәсидә “уйғурчә юмшақ детал маркиси” ни яратқан.

2. “уйғурсофт луғити”. Бу луғәттә хитай тили луғити, сөзлүк луғити вә турақлиқ ибарә луғити қатарлиқлар муҗәссәмләштүрүгән. “уйғурсофт луғити” 26 нәпәр хадимниң 2001-йили 4-айдин 2005-йили 4-айғичә болған төт йиллиқ әҗир-меһнәт тәригә пүтүп чиққан универсал луғәт болуп, дөләт ичидә хитай тили өгиништә асаслиқ ишлитилидиған луғәткә айланған.

3. “уйғурсофт корректори”. Бу уйғур районидики бирдинбир, қоллинишчанлиқи күчлүк болған кәспий корректорлуқ юмшақ детали. У ахбарат-нәшрият вә ишхана аптуматлаштуруш саһәсидә қоллинишқа еришип, мақалиниң имла сүпитини юқири көтүрүштә вә хаталиқниң алдини елишта муһим рол ойниған. Униңдин башқа хизмәт үнүмини юқири көтүрүп, хадимларниң әмгәк сиҗиллиқини төвәнләткән.

Игилинишичә, алим әһәт 2008-йили 11-айда хитай мәмликәтлик иттипақ мәркизий комитети, хитай санаәт вә учурлаштуруш министирлиқи, хитай мәмликәтлик яшлар бирләшмиси тәрипидин төтинчи нөвәтлик “җуңго юмшақ детал саһәсидики 10 мунәввәр яш” ниң бири болуп баһаланған.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.