Абдувәли аюпниң акиси әркин аюпниң тутқунда икәнлики дәлилләнди
2019.11.22
Мәлум болушичә, хитайниң уйғур районида қурған йиғивелиш лагерлириға әң башта соланғанлар қатарида муһаҗирәттики уйғур паалийәтчилириниң аилә-тавабиатлириму мәвҗуттур. Җәмийәт хәвәрлиридә тәкитлинишичә, һазир норвегийәдә яшаватқан уйғур зиялийси вә паалийәтчи абдувәли аюпниң акиси әркин аюп вә сиңлиси саҗидигүл аюп 2017-йилниң алдинқи йеримида тутуп кетилгән. Мухбиримизниң әркин аюпниң иш орни болған қәшқәр конашәһәр (тоққузақ) наһийәлик парткомға қарита елип барған телефон зиярәтлири давамида униң 3 йилдин буян тутқунда икәнлики вә нөвәттә қәшқәр айрродом әтрапидики бир лагерда икәнлики дәлилләнди
Игилишимизчә, 1987-йили шинҗаң ониверситетиниң җуғрапийә факултитини пүттүргән әркин аюп юрти тоққузаққа келип хизмәткә чүшкән. Хели бир мәзгил дөләт хизмәтчиси болуп ишлигәндин кеийин ташмилиқ йезилиқ парткомниң секритарлиқиға өстүрүлгән әркин аюп2017 -йили тоққузақ наһийәлик партком тәшкилат бөлүми ревизийә ишханисиниң мудири болуп вәзипә өтәватқан мәзгилдә тутуп кетилгән.
Телефонимизни қобул қилған тоққузақ наһийәлик партком тәшкилат бөлүминиң бир хадими әркин аюп исимлик бирсини тонимайдиғанлиқини баян қилди. Биз униңдин бу шханидин лагерға әкитилгән кишиниң ким икәнликини сориғинимизда у бу һәқтә өзиниң җавап бериш мәҗбурийитиниң йоқлуқини ббилдүрүп телефонни қойивәтти.
Тәшкилат бөлүминиң йәнә бир хадими наһийәлик партком ишчи-хизмәтчилиридин лагерға әкитилгәнләрдин 4 кишини тонуйдиғанлиқини билдүрүп, булардин2 нәпириниң исимини тилға алди. Биз униңдин партком кадирлиридин тутулғанлар ичидә әркин аюп исимлик бирсиниң бар-йоқлуқини сориғинимизда, у “әлвәттә бар” дәп җавап бәрди. Биз униңдин әркин аюпниң тутулуш сәвәбини сориғинизмида у өзиниң бу түр делоларда вәзипә өтүмигәнликини баян қилип, бу һәқтә мәлумат йоқлуқини ейтти. Биз униңдин әркин аюпниң қайсий лагерда икәнликини сориғинимизда у өзиниң бу һәқтә мәлумати йоқлуқини тәкитләп, бу әһвални делодин хәвәрдар бөлүм башлиқидин соришимизни тәвсийә қилди. Әмма тәвсийә қилинған хадим әркин аюпниң исмини тилға елишимиз билән тәң қиливатқан сөзини тохтатти.
Тоққузақ наһийәлик партком қоғдаш бөлүминиң бир хадими өзиниң парткомдин лагерға әкитилгәнләрни тәкшүрүш вә сорақ қилиш җәряниниң бир қисмиға ярдәмлишидиғанлиқини билдүрди. Әмма у аманлиқ хадимлириниң хитай тили аҗизлиқи сәвәблик сорақни хатириләшкә қатнашмайдиғалиқи, шуңа уларниң тутулуш сәвәблирини әслийәлмәйдиғанлиқини баян қилди. Мәзкур парткомда 200 чә ишчә-хизмәтчи барлиқи, буниң йеримиға йеқининиң уйғурлар икәнликини тилға алған бу хадим өзиниң булардин лагерға әкитилгәнләрдин 5 кишини тонуйдиғанлиқини билдүрди вә тонуйдиғанлири қатарида әркин аюпниңму исмини тилға алди. У әркин аюпниң тутулғиниға 3 йилчә болғанлиқини баян қилиш арқилиқ униң2017 -йили5 -айда тутулғанлиқи һәққидики җәмийәт учуриниң тоғрилиқини дәлиллиди.
Әркин аюпниң нөвәттә норвегийәдә яшаватқан иниси, тонулған паалийәтчи абдувәли аюп акисиниң бир қисим әһвали һәққидә бир қисим мәлуматларни бәрди.
Һөрмәтлик радийо аңлиғучилар, юқириқи учурлардин паалийәтчи абдувәли аюпниң акиси әркин аюпниң қәшқәр айродром әтрапидики бир лагерда тутқунда икәнлики дәлилләнди, әмма сиңлиси саҗидигүл аюпниң ениқ әһвали техичә мәлум әмәс.