Деһқан мәвлан сидиқ ғулҗадики қамал мәзгилидә дора вә йемәклик йетишмәслик сәвәбидин қаза қилған
2022.08.31
Қамал сәвәбидин ғулҗада аһалиләрниң ачарчилиққа дуч кәлгәнлики иҗтимаий таратқуларда кәң тарқалғандин кейин, мухбиримиз ғулҗаға телефон қилип, мәхсус бу җәһәттә ениқлаш елип барди. Нәтиҗидә ғулҗа наһийәсиниң қараяғач йезисдики 62 яшлиқ деһқан мәвлан сидиқниң йемәклик йетишмәслик вә давамлиқ ичиватқан дорисиниң вақтида йетип кәлмигәнлики сәвбидин кесили еғирлишип һаятидин айрилғанлиқи дәлилләнди. Алақидар хадимлардин бири наһийә бойичә аз дегәндә 12 кишиниң ачлиқ вә кесәлдин өлгәнликини тилға алди
Иҗтимаий таратқулардики инкаслардин мәлум болишичә, бу қетимқи қамалда иқтисадий җәһәттин еғир қейинчилиқи бар аилиләр билән саламәтликидә мәсилә бар аһалиләр һаятий тәһдиткә дуч кәлгән. Ғулҗаға қарита елип барған телефон зиярәтлиримиз давамида, бәзи кәнт кадирлири өз тәвәликидә намрат аилиләрниң барлиқини йошурмиған болсиму, әмма уларниң қамал мәзгилидә һечқандақ қийинчилиққа дуч кәлмигәнликини илгири сүрди.
Телефонимизни қобул қилған яшанғанлардин бири, өзлириниң дорисиниң вақти-вақтида йәткүзүлүп бериливатқанлиқини тилға елиш билән бирликтә, озуқлуқи үчүн җөриси билән иккисигә аран бәш нан берилгәнлики, буниңғиму үч күн болғанлиқини ашкарилиди. Ғулҗа наһийәсиниң қараяғач йезисидики бир аманлиқ мудири, өз тәвәликидә ачлиқтин өлгән кишиниң ким икәнликини сориғинимизда, у 62 яшлиқ мәвлан сидиқниң исмини тилға алди.
Униң баянлиридин мәлум болушичә, қамал башланғандин кейин мәвлан сидиқниң саламәтликидә еғир мәсилә көрүлүп, дохтурханиға елип берилған вә давалаш үнүм бәрмәй қаза қилған.
Аһалиләрдин бириниң баян қилишичә, мәвлан сидиқ қамал башлинип бир һәптидин кейин озуқ-түлүктин қийнилишқа башлиған вә давамлиқ ичип туридиған дорсиму түгәп кәткән. Мәзкур аманлиқ мудири, мәвлан сидиқниң өлүмигә ачлиқ яки дора йетишмәслик сәвәб болғанлиқи һәққидики соалимизға җавабән, бу һәқтә кәнт мәсуллириниң ениқ мәлумати барлиқини, өзиниң бу һәқтә хәвири йоқлуқини ейтти.
Мәзкур йезидики йәнә бир кәнт кадири, мәвлан сидиқниң дәпнә ишлири һәққидә мәлумат бериш җәрянида, униң әслидә өпкә туберкулюз кесили барлиқини тилға алди. Әмма бу хадимму мәвлан сидиқниң өлүмигә кесәл яки ачлиқ сәвәб болғанлиқи һәққидә мәлумат берәлмиди.
Ахирида телефонимизни қобул қилған бир сиясий-қанун кадири, мәвлан сидиқниң қамал башлинип 10 күндин кейин қаза қилғанлиқини тилға елиш билән бирликтә, униң ахириқи күнләрдә беқишсз қалғанлиқи, мәһәллә әтрапидики “пидаий” дәп аталған вәзипидарларниңму, униң билән чатиқи болмиғанлиқи, һәтта йезилиқ партком вә һөкүмәт рәһбәрлириниңму мәвлан сидиқниң өлүмини кечикип уққанлиқини ашкарлиди.
Кәнт аманлиқ мудири, мәвлан сидиқниң беқишсиз қелишиға уруқ-туғқанлириниң бипәрвалиқи сәвәб болғанлиқини илгири сүргән иди. Әмма мәзкур сиясий-қануни хадими, бу ишта асасий қатламдики хизмәтчи хадимларниң мәсулийәтсизликиниң сәвәб болғанлиқини тилға алди. У йәнә мана мушундақ мәсулийәтсизликләр сәвәбидин наһийә бойичә 20-авғуст күнигә қәдәр, аз дегәндә 12 нәпәр кишиниң ачлиқ яки кесәлдин қаза қилғанлиқини ашкарилиди, әмма у бу 12 кишиниң кимликлири һәққидә мәлумат бәрмиди.