Уйғур диярида йүз күндин ашқан юқум қамалиниң давами қәшқәр вә хотәндә күчәйтилмәктә

Мухбиримиз меһрибан
2022.11.23
uyghurda-yuqum.jpg Уйғур дияриниң шималида 100 күндин артуқ давамлашқан “юқумни нөлгә чүшүрүш” қамали давам қилмақта. 2022-Йили ноябир.
Social Media

Хитайниң “шинҗаң гезити”, “тәңритағ тори” қатарлиқ һөкүмәт таратқулиридин мәлум болушичә, бу йил 8-айдин башлап, ғулҗа үрүмчи қатарлиқ уйғур дияриниң шималида 100 күндин артуқ давамлашқан “юқумни нөлгә чүшүрүш” қамали, ноябир ейидин башлап, қәшқәр хотән қатарлиқ җәнубий уйғур диярида күчәйтилгән.

Тәңритағ ториниң 21-ноябирдики хәвиридә дейилишичә, уйғур аптоном райониниң партком секретари ма шиңрүй, 21-ноябир күни қәшқәрдә зиярәттә болуп, “юқумни нөлгә чүшүрүш” тәдбирини қаттиқ йолға қоюшни тәкитлигән.

Ма шиңрүй қәшқәрдә қилған сөзидә, “юқумни тизгинләш хизмитиниң җиддийлики вә мурәккәпликини тонуп йетиш, вабани контрол қилишта җиддий вә әң кәскин тәдбирләрни қоллиниш, күндилик байқалған юқумдарни шу күнниң өзидә бир тәрәп қилиш, юқумдарларни дәл вақтида айриветип көчмә дохтурханиларға йөткәш арқилиқ, хәтәрниң алдини елиш” дегәнләрни алаһидә тәкитлигән. У йәнә “юқумни нөлгә чүшүрүш” тәдбирини иҗра қилишта амминиң күндилик турмушиға капаләтлик қилиш дегәнләрниму тилға елип өткән.

Аптоном районниң рәиси әркин туниязму21-ноябир охшаш бир күндә хотәндә “юқумни нөлгә чүшүрүш” хизмитини тәкшүргән. Әркин туняз хотән шәһири, хотән наһийәси, қариқаш наһийәси вә райондики көчмә дохтурхана, айрип көзитиш нуқтилири, деһқанчилиқ районлирида мәхсус хизмәт зияритидә болған. Әркин туниязму ма шиңрүйға охшашла “юқуми нөлгә чүшүрүш” тәдбирини “қаттиқ вә кәскин иҗра қилиш” ни тәкитлигән. У юқуми тизгинләштә “җиддий, кәскин, тез болуш” дегән ибариләрни хотәндики һәр бир хизмәт нуқтисида алаһидә тәкитлигән.

Ундақта ғулҗа, үрүмчи қатарлиқ шималий уйғур районида ачарчилиқ, һәтта өлүм паҗиәлирини кәлтүргәнлики ашкариланған қамал тәдбирлиридә нөвәттә җәнубий уйғур дияридиму шундақ әһваллар тәкрарлиниватамду?

Хитай һөкүмәт таратқулири “юқумни нөлгә чүшүрүш тәдбирлири” ниң йолға қоюлушида амминиң күндилик йемәк-ичмәк, давалиниш әһвалиниң толуқ капаләткә игә қилинғанлиқини тәшвиқ қилмақта. Әмма қәшқәр, хотән қатарлиқ җәнубий уйғур дияридин иҗтимаий таратқуларда тарқалған, һазирчә биз техи нәқ мәйдан билән алақилишиш арқилиқ испатлимиған син филимлиридә, бу районларда қиш мәзгилидә йолға қоюлған қамал тәдбирлиридә, искилат шәклидики чоң залларға, чедир шәклидики аталмиш көчмә дохтурханиларға елип кетилгән кишиләрниң бу җайларда соғуқ вә ачлиқ азаби тартиватқанлиқи, җәнубий уйғур дияридики шәһәр-йезиларда өйлиригә бәнд қилинған уйғурлар учраватқан түрлүк паҗиәләр ашкариланмақта.

Уйғур диярида юқум қамали йолға қоюлғандин буян тарқалған син филимлирида йәнә районда йолға қоюлған қаттиқ қамал тәдбирлири сәвәблик өз юртлириға кетәлмәй қапсилип қалған хитай көчмәнлириниң ағринишлири ипадиләнгән көрүнүшләрму тарқалмақта.

Бу хил көрүнүшләрниң биридә, қамалдин илгири уйғур дияриға пул тепиш үчүн кәлгән бир хитай көчмән илгири йоллиған учурида, хитайларни‛пул тепиш қолайлиқ, мал баһаси төвән болған шинҗаңға келиңлар, бай болуңлар‚ дәп дәвәт қилған. Әмма у юқум қамалидин кейин йоллиған учурида, районда йолға қоюлған қаттиқ қамал тәдбирлиридин зарлинип туруп шикайәт қилған.

Хитай һөкүмәт даирилири гәрчә “юқумни нөлгә чүшүрүш” намидики қамал тәдбирлирини пүткүл хитайда йолға қоюватқан болсиму, әмма бу хил қамал тәдбирлири уйғур диярида әң узун давамлашқан. Болупму шималий уйғур дияридики бәзи җайларда бу хил қамал давам қиливатқиниға 100 күндин ашқан. Мушундақ бир шараитта даириләрниң‛юқум давамлиқ күчийиватиду‚ дегән баһанида, бу хил қаттиқ қамал тәдбирлирини қәшқәр, хотән қатарлиқ җәнубий уйғур диярида давамлиқ күчәйтип йолға қоюши вәзийәт анализчилириниң җиддий диққитини қозғиди.

Америкадики хитай вәзийити анализчилиридин, чикаго университетниң тәклиплик профессори, кишилик һоқуқ адвокати тең бияв әпәндиниң қаришичә, нөвәттә пүткүл хитайда давам қиливатқан “юқумни нөлгә чүшүрүш тәдбири” әмәлийәттә пуқраларни контрол қилидиған сиясий қамалға айланғаникән.

Тең бияв мундақ деди: “ши җинпиң вә хитай компартийәси йолға қоюватқан‛юқумни нөлгә чүшүрүш тәдбири‚аллибурунла өзиниң юқумниң алдини елиш характерини йоқатқан. Бәлки юқум пурситидин пайдилинип, җәмийәткә болған контроллуқни күчәйтишни мәқсәт қилған”.

Тең бияв әпәнди йәнә мәзкур қамал тәдбириниң ирқий қирғинчилиқ сиясити давамлишиватқан уйғур диярида бу қәдәр узун вә кәң-көләмдә давам қилишида уйғурларни бастуруш мәқсәт қилинғанлиқини билдүрди.

У мундақ деди: “униң шинҗаңда иҗра қилинишида йәнә бир мәқсәтму қошулған. Йәни бундақ бир пурсәттин пайдилинип уйғурларға болған бастурушни техиму күчәйтиш. Илгирики‛йиғивелиш лагерлири‚, ‛етник қирғинчилиқ‚ дегәндәкләргә һазир‛юқумниң алдини елиш тәдбирлири‚ қошулди, бу арқилиқ техиму илгирилигән һалда һәр бир адәм, һәр бир аилигә қәдәр контроллуқ астиға елинмақта”.

Тең бияв әпәнди йәнә юқум қамали һәққидә хитайлар тәрипидин тарқиливатқан син филимлириғиму диққәт қилғанлиқини, әмма хитайлар учраватқан зулумниң уйғурлардин пәрқлиқ икәнликини билдүрүп мундақ деди.

“нурғунлиған хитайларму өзлири учраватқан зиянкәшликләрни ашкарилимақта. Әмма буларни уйғурлар учраватқан зиянкәшликләр билән селиштурғили болмайду. Лекин һазир қәбиһләрчә иҗра қилиниватқан‛юқумни нөлгә чүшүрүш‚ сияситидин һечкимму қечип қутулалмиди десәк болиду. Бу сиясәт һазир һәр бир кишини зиянкәшликкә учриғучиға айландурди”.

Америкадики уйғур паалийәтчилиридин бири, ню-йорктики коломбийә университетиниң теббий тәтқиқатчиси доктур мәмәт имин әпәндиму теббий нуқтидин өз қарашлирини оттуриға қойди.

Доктур мәмәт имин әпәндиниң қаришичә, һазир дуня миқясида “корона вирус юқуми” ға 3 йилдин ашқан, ғәрб демократик дөләтлиридә үнүмлүк ваксинилар әмлинип, юқум дуня характерлик контроллуққа еришкән бир мәзгил икән. Әмма хитайда “юқумни нөлгә чүшүрүш” қамалиниң йәнә давамлишишдики сәвәб, хитайниң хәлқараға нисбәтән өзиниң қамал сияситиниң үнүмини испатлашни мәқсәт қилған болса, дөләт ичигә нисбәтән хәлқни контрол қилишниң вастисиға айландурувалғаникән.

Мәмәт имин йәнә бу хил юқумни қамал қилиш сияситиниң уйғур диярида давамлиқ йолға қоюлушидики мәқсәт һәққидиму тохталди.

Униң қаришичә, хитай һөкүмити хәлқарада “инсанийәткә қарши җинайәт”, вә “ирқий қирғинчилиқ сиясити” дәп қаттиқ тәнқидкә учраватқан уйғурларға йүргүзүватқан бастуруш вә қирғинчилиқ сияситини, нөвәттә “юқумни нөлгә чүшүрүш” намидики қамал вә бастуруш арқилиқ давам қилмақтикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.