Уйғур районидики хизмәт гурупплириниң йәрлик аһалиләрни чошқа гөши йейишкә көндүрүш үчүн һәркәт қиливатқанлиқи ашкариланди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2019.11.15
Zumret-Dawut-Qoshmaq-Tuqqini-Bilen.jpg Лагер шаһити зумрәт давут “қошмақ туғқан” и билән биргә. 2018-Йили. Үрүмчи.
Zumret Dawut Teminligen.

Уйғур районидики хизмәт гурупплириниң йәрлик мусулман аһалиләрни чошқа гөши йийишкә көндүрүш үчүн һәркәт қиливатқанлиқи ашкариланди. Мәкит наһийәсидә вәзипә өтәватқан бир хадим өзлириниң аһалиләрни “милләтләр иттипақлиқи тамиқи” намида хитайлар билән бирликтә тамақ йейишкә тәшкилләватқанлиқини баян қилған болса, бу хил паалийәтниң пәйзиваттиму елип бериливатқанлиқини баян қилған йәнә бир хадим бу паалийәткә қатнашқан аһалиләрниң тамаққа селинған гөшниң чошқа гөши яки әмәсликини соришиға болмайдиғанлиқини ашкарилиди.

Өткән йили маралбеишидики бир уйғур кадир көпчиликниң алдида еғизиға чошқа гөшини селиватқан һаләттә башқиларни чошқа гөши йейишкә дәвәт қилған. Әмма бу һәқтики хәвәр қисқа вақит ичидә торлардин өчүриветилгән. Йәнә шу мәзгилидики “милләтләр иттипақлиқи” темисидики бир парчә мақалидә “җоңхуа мәдәнийити” дин һозурлинишниң еғиздин башлинидиғанлиқи оттуриға қоюлған

Хитайниң “диний әсәбийликниң аламәтлири” һәққидики һөҗҗәт вә уқтурушлирида гәрчә уйғур районидики йәрлик мусулманларниң чошқа гөши йейиши ашкара тәшәббус қилинмиған болсиму, әмма турмушта һалал-һарамни айримаслиқни очуқ тәшәббус қилиш вә яки һалал-һарамни айришта мәвҗут өрп-адәтләргә хилап чәк бекитип бериш арқилиқ аһалиләрни йепиқ шәкилдә чошқа гөши йейишкә үндигән. . Биз бу түр чақириқларниң иҗраат әһвали үстидә алақидар хадимлардин мәлумат соридуқ. 

Әслидә сиясий-қанун саһәсидә ишләйдиған, нөвәттә мәкит наһийәисигә хизмәткә чүшкән бир хадим өзлириниң “милләтләр иттипақлиқи” паалийити сүптидә аһалиләрни “милләтләр иттипақлиқи тамиқи” намидики хитайчә тамақларни йейишкә тәшкилләватқанлиқини ашкарилиди. У бу тамақларда чошқа гөши йоқлуқи вә деңиз мәһсулатлири барлиқини тилға алған болсиму, әмма у йәнә сөһбәтләрдә “чошқа гөши һарам” дегән гәпни қилишқиму болмайдиғанлиқини әскәртти. 

“милләтләр иттипақлиқи тамиқи” намидики хитайлар билән бирликтә тамақ йейиш паалийитиниң пәйзиваттиму давамлишиватқанлиқини баян қилған йәнә бир хадим бу тамақни етишкә мәхсус шиәндин му җүн исимлик бир хитай ашпәзни тәклип қилғанлиқини мәлум қилди. Бу хадимму аһалиләрниң чошқа гөши бар-йоқлуқи һәққидә соал сориялмайдиғанлиқини тәкитлиди. У очуқ һалда “милләтләр иттипақлиқи тамиқи” ниң мәқсити қорсақ тойғузуш әмәс, бәлки “мәдәнийәт сиңдүрүш” икәнликини вә өзлириниң мушу җәһәттә вәзипиләндүрүлгәнликини әскәртти. 

Уйғур районидин йеқинда чиққан лагер шаһити зумрәт давут қаидә-түзүмләрниң һәрқайсий орунларда пәрқлиқ икәнликини, шуңа даириләр бәзи җайларда чошқа гөши йейишни йепиқ шәкилдә оттуриға қойса, йәнә бәзи җайларда ашкара вә тәһдит арилаш тәшәббус қилидиғанлиқини баян қилди. Өзиниң бундақ бир тәшәббусқа аит бирәр язма һөҗҗәт яки уқтурушни көрүп бақмиғанлиқини баян қилған зумрәт давут, бундақ бир һөҗҗәтниң қәшқәр вә хотәнләрдә болуш еһтималлиқини илгири сүрди. У йәнә асасий қатламдики хизмәт гуруппилириниң йәрлик мусулман аһалилирини чошқа гөши йейишкә көндүрүш үчүн вәзипиләндүрүлгәнликини тәкитлиди. 

Илгири зияритимизни қобул қилған хотәндики бир кәнт секритари әгәр алдиға әкилинсә, өзиниң чошқа гөши йейишни рәт қилмайдиғанлиқини баян қилған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.