Хитайниң уйғур муһаҗирларға давамлиқ қара қолини созуватқанлиқи ашкариланмақта
2023.01.20
Уйғур диярида хитай һөкүмитиниң ирқий қирғинчилиқи башланғандин буян хитай даирилири лагерларға вә яки түрмиләргә қамалған уруқ-туғқанлириниң әһвалини ахбарат вастилириға ашкарилиған муһаҗирәттики уйғурларға һәр хил усулда тәһдит салғанлиқи ашу тәһдитләргә учриғанлар тәрипидин ашкариланғаниди. Әмдиликтә йәнә дуняниң һәр қандақ җайида яшаватқан бирқисим уйғурларниң мәйли у сиясий паалийәтләрдә актип болсун яки болмисун охшашла хитайниң бу хил чәтәлләргиму йейилған чегра һалқиған бастуруш ториниң тәһдити астида икәнликии көрүлмәктә.
Радийомизға бу һәқтә кәлгән инкаслар вә иҗтимаий таратқуларға уйғурлар ашкарилиған пакитлиқ учурларға асасланғанда, хитай истихбарат хадимлири чәтәлләрдә яшаватқан уйғурларға биваситә яки уруқ-туғқанлири арқилиқ телефон қилип, хитай һөкүмити билән һәмкарлишиш тоғрилиқ ашкара бесим ишлитип кәлмәктикән. Бу җәрянда хитайниң мәхсус әвәткән җасуслириму вә шуниңдәк хитай даирилириниң бесим-тәһдитлиригә баш егип, әтрапидики уйғурлар һәққидә учур йәткүзүшкә мәҗбур болуватқанларму ашкарилинип кәлмәктә.
Түркийәниң истанбул шәһири, муһаҗир уйғурлар нопуси бир қәдәр көп вә хитайниң уйғурлар үстидики истихбарат һәрикәтлири техиму мурәккәп болуп келиватқан бир җай. Бу нөвәт зәйтунбурну районидики бир сатирашханида уйғурларниң сүрәт вә учурини хитай сақчисиға йоллаватқан бир уйғур нәқ мәйданда паш болған.
Пайлақчи херидар билән йүзләшкән сатираш
2016-Йили истанбулға кәлгәндин буян, уйғурлар көпрәк олтурақлашқан зәйтунбурну районида сатирашхана ечип, аилисиниң турмушини қамдап келиватқан сатираш ясинҗан радийомизға өзиниң сатирашханисида йүз бәргән вәқәни паш қилди. Униң сөзләп беришичә, зәйтунбурнудики уйғур сатирашханисиниң асаслиқ херидарлири мушу мәһәллә-койдики уйғурлар вә түркләр болуп, ясинҗан устам 11-январ күни чүштин кейин саәт 5 ләрдә дукиниға киргән 30 яшлардики бир уйғур херидарни мулазимәт нөвитини күтүп олтуруп турушқа тәклип қилғандин кейин, йәнә алдираш ишиға киришип кәткән. Бу йеңи меһманниң бир аз ғудуңшиғандин кейин телефонда сатирашханидикиләрни сүрәткә тартиватқанлиқи, арилап йәнә сиртқа чиқип сүрәт тартқанлиқидәк гуманлиқ һәрикәтлири ясинҗан устамниң диққитини җәлп қилған. Бу, сатирашханидики башқа даимлиқ херидарлардиму гуман қозғиған.
Ясинҗан устамниң дукинида мәхпий сүрәт тартқан бу гуманлиқ уйғурниң йенидин икки телефон чиққан болуп, униң исми һүсәнҗан мутәллип икән. У, “өзиниң хотәндики бир сақчиниң буйруқи билән бу дуканға келип телефонда ясинҗанниң дукинини ичи-сиртидин рәсимгә тартқанлиқини, тартқан рәсим вә башқа учурларни у дуканниң өзидә туруп хотәндики хитай сақчисиға әвәткәнлики” ни иқрар қилған.
Пайлақчиниң иқрари
У, өзиниң хитай сақчилири үчүн уйғурларниң учурлирини йиғишқа, хитай сақчилири тәрипидин анисиниң гөрүгә елинип тәһдит селинғачқа амалсизлиқтин шундақ қилишқа мәҗбур болғанлиқи ейтип, әмди һәргиз ундақ қилмаслиқ һәққидә вәдиләрни берип сатирашханидин айрилған.
Хитай сақчилириниң классик тактикиси-аилисини гөрүгә елип тәһдит селиш
Униң телефонида бир хотән сақчисиниң түркийә номури арқилиқ қошқан үндидар алақиси болуп, бу сақчиниң тузаққа чүшкән бу пайлақчиға қандақ вәзипиләрни буйриғанлиқиму паш болған.
Туюқсиз биваситә мәзкур пайлақчи билән йүзләшкән ясинҗан вәқә йүз бәргән пәйтниң өзидә, немә қилишни, тутулған мәзкур пайлақчини қандақ бир тәрәп қиларини билмәй арисалди болған вә башқа уйғурларниң мәслиһәтлири билән уни қоюп бәргән. Әмма ясинҗан хитай сақчилириниң мәхсус өзиниң исмини атап туруп дукиниға “җасус әвәткәнлики” уни “һәр хил әндишиләргә селиватқанлиқи” ни билдүрди.
Ясинҗанниң ейтишичә у түркийәгә кәлгәндин буян мушуниң билән бу, 3-қетим хитай сақчилириниң паракәндичиликигә учриши һесаблинидикән. Алдинқи қетимлирида хитай сақчилири униң өзи вә аялиға туғқанлири арқилиқ тәһдит салғаникән.
Ясинҗанниң аяли хәдичә болса түркийә қануний органлириға бу мәсилини паш қилип, уйғурларниң бешиға келиш хәвпи болған, хитайниң коммунист һакимийитиниң дөләт һалқиған җасуслуқ тәһдитидин агаһландуруш тәрәпдари икән.
Хитайниң уйғурларни нишанлап чәтәлгә салған тори кеңәймәктә
Америка уйғур кишилик һоқуқ қурулуши 2021-йили өктәбирдә “аилиңиз бәдәл төләйду: хитайниң әркин демократик дөләтләрдики уйғурларниң шәхсий учурлирини назарәт қилиши вә уларға қорқунч селиши” сәрләвһилик 65 бәтлик доклатни елан қилғаниди. Мәзкур доклатта, 19 йил ичидә хитайниң 22 дөләттики “1-дәриҗилик дөләт һалқиған бастуруши” ниң зиянкәшликигә учриған 5530 мисал көрситилгән. “1-дәриҗилик дөләт һалқиған бастуруш” шәхсләр вә аилә әзалириға хитай даирилири тәрипидин кәлгән агаһландуруш вә тәһдитләрни, хитай даирилири яки интерпол қатарлиқ хәлқаралиқ тәшкилатлар арқилиқ чиқирилған тутуш буйруқи қатарлиқларни өз ичигә алидикән. Доклатта қорқутуш вә паракәндичилик селиш вәқәлириниң көпинчисиниң хәвәр қилинмайдиғанлиқи вә бу хил паракәндичиликкә учриған уйғурларниң саниниң тәкшүрүп ениқланғандинму көп болуши мумкинлики тәкитләнгән.
Мәзкур доклатта муһаҗирәттики уйғурларниң әһвали мундақ хуласиләнгән: “чәт әлдики уйғурлар аҗиз бир топлуқ, улар пәқәт тор техникалириға тайинип аилиси билән болған алақини сақлашқа тиришиду. Кишини әпсусландуридиғини, уларниң аилиси билән болған алақини сақлап қелиш арзуси сәвәбидин улар хитай дөлитиниң қорқитишиға, тәһдитигә вә һәр түрлүк паракәндичиликигә учримақта”.
Игилишимиз җәрянида, онлиған уйғурлар дуняниң һәр қайси җайлиридин радийомизға учур йоллап, өзлириниң йеқинқи йиллардин буян тохтимай хитай һөкүмитиниң телефон арқилиқ тәһдит қилишиға, өзлири үчүн хизмәт қилмиса уруқ-туғқанлириниң авагәрчиликкә қалидиғанлиқи һәққидики тәһдитлиригә учриғанлиқини билдүргән болсиму, өзи вә башқиларниң бихәтәрликидин әндишә қилғанлиқи үчүн зиярәт қилишимизни рәт қилди.
Бу тәһдиткә учриған уйғурлардики ортақлиқ шуки, улар асасән өзлириниң юртидики ата-аниси вә уруқ туғқанлири билән болған алақини үзүп қоймаслиқ арзусида, янфониға үндидар вә тик-токни қачилиғанлар икән.
Хитай истихпаратиниң рәзил тактикилири
2013-Йилидин башлап түркийәниң әнқәрә шәһиридә яшаватқан, әсли юрти қағилиқлиқ абдукерим түркийә гираждани болуп, өзиниң түркийәгә кәлгәндин буян хитайниң шу хил тәһдит телефонлиридин қутулалмай кәлгәнликини, дәсләп анисини гөрүгә елип, аниси арқилиқ бесим ишләткән болса, 2020-йили аниси өлүп кәткәндин кейинму униңға паракәндичилик селишни тохтатмай қериндашлириниң бихәтәрликини пәш қилип тутуп тәһдит селиватқанлиқини ашкарилиди.
Абдукеримгә қағилиқ дөләт бихәтәрлик идариси сақчисиниң әвәткән тәһдитлири, муһаҗирәттики уйғурларниң вәтинигә қайталмайватқанниң үстигә, уруқ-туғқанлири биләнму мәҗбурий алақиси үзүлүп узун муддәтлик вә чоңқур роһи азабта яшаватқанлиқини хитай сақчилириниң бир аҗизлиқ билип, муһаҗир уйғурларға психикилиқ бесим ишлитиш, психикилиқ хорлаш елип бериш вә тәһдит ишлитишниң васитиси қиливалғанлиқини ениқ көрситип турмақта. Қағилиқтики хитай сақчилири үндидар арқилиқ абдукеримгә униң аниси һаят вақтида вә өлүп кәткәндин кейин мундақ тактикилик тәһдит учурлири йоллиған.
Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң директори өмәр қанат әпәнди зияритимизни қобул қилип, хитай һөкүмитиниң муһаҗирәттики уйғурларға қаратқан бу хил дөләт һалқиған бастуруп вә паракәндичиликиниң түркийәдила әмәс уйғурлар яшаватқан һәр қайси дөләтләрдә охшаш мәвҗут икәнликини, болупму түркийәдә техиму еғир һалда давам қиливатқанлиқиниң бир қанчә хил сәвәблирини чүшәндүрүп өтти.
Өмәр қанат әпәнди йәнә өзлири игилигән мәлуматларға асасән, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қандақ усуллар билән паракәндичилик селиватқанлиқи вә қорқитиватқанлиқиниму көрситип өтти.
Хитайниң чәтәлләргә созулған қара қолини вә тактикилирини ашкарилиған йүсүпҗан әмәт, 2018-йили өктәбирдин башлап түркийәдә мәтбуатларға чиқип, өзиниң хитай тәрипидин аилисиниң гөрүгә елиниши сәвәбидин 2016-йили 6-айниң ахиридин башлап түркийә вә афғанистанда хитайға ишләшкә, йәни уйғурлар үстидин җасуслуқ қилишқа мәҗбурланғанлиқини паш қилған иди. Йүсүпҗан 2020-йили 11-айниң 2-күни кәч саәт 11 әтрапида истанбулда намәлум кишиләр тәрипидин қәсткә учрап мейип қилип қоюлғаниди. Әйни вақитта у түркийә истанбул шәһириниң авҗилар районида арқисидин икки пай оқ тегип яриландурулған. Униңға суйиқәст қилған икки җинайәтчи тутулған болсиму, бу еғир җинайәтни садир қилған җинайәтчиләр өзлириниң шәхсий адавити түпәйли садир қилғанлиқини оттуриға қоюп, пәрдә арқисидики әсли җинайәтчиләрни йошурмақчи болған. Бу дело йәнә давамлиқ тәкшүрүлүватқанлиқи мәлум, әмма бу вәқә түркийәдики уйғурларни техиму зор әндишигә салғанлиқи мәлум.
Хитай һөкүмитиниң дөләт һалқиған бастуруш усуллири хәлқаралиқ қанун-қаидиләрни бузуп ташлап, әркин демократик дөләтләрдә яшайдиған нурғун уйғурларниң асасий қанунлуқ һоқуқи, сөз әркинлики вә тинч намайиш қилиш һоқуқиға дәхли-тәруз қилғанлиқи америка вә башқа демократик дөләтләрниң диққитини тартмақта.
Америка федератсийә тәкшүрүш идариси (FBI) хитайниң чәт әлдики паракәндичилик һәрикәтлиригә қарита тәкшүрүшни күчәйтмәктә. Йеқинда FBI америка иҗтимаий таратқу суписи фейсбукқа елан чиқирип, хитай һөкүмитигә бағлиқ болған америкадики яман ғәрәзлик органларниң паракәндичилик қилиши яки рәқәмлик из қоғлишиға учриған хитай тиллиқ кишиләрниң дәрһал өзлири билән алақилишишини тәләп қилғаниди.
Америкадики уйғур кишилик һоқуқ қурулуши директори өмәр қанат әпәнди, түркийәдики уйғур тәшкилатларниң түркийә һөкүмәт даирилиригә, түркийәдики уйғурларниң учраватқан тәһдитләр тоғрулуқ учурларни мәлум қилип, хитайниң уйғурларға йәниму чоңқурлап қара қолини созушиниң алдини елишниң тәхирсизликини, уйғурларниң түркийәдә бихәтәр вә хатирҗәм яшишиға көңүл бөлүшни тәләп қилишиниң нөвәттики җиддий һәл қилишқа тегишлик мәсилә икәнликини әскәртти. Өмәр қанат әпәнди: “түркийә һөкүмити хитайниң дөләт һалқиған бундақ тәһдит вә ашкара җасуслуқ қилмишлириға зәрбә бериш вә уни тосуш үчүн җиддий тәдбир қоллиниши керәк, чүнки хитайниң бу қилмишлири ялғуз уйғур муһаҗирларға әмәс бәлки түркийә җәмийитиниң бихәтәрлики үчүнму зиянлиқ” деди.