“4-май яшлар байрими” мунасивити билән хитай яшлири “шинҗаңға бериш” қа чақириқ қилинған

Мухбиримиз җәвлан
2023.05.04
“нопус мустәмликиси” дин туғулған пикирләр: украина вә уйғурлар Тарим нефитликигә көчүрүлгән хитай көчмәнлири әтигәнлик бәдән чениқтурушта. 2003-Йили 14-сентәбир, тәклимакан.
REUTERS

5-Айниң 3-күни, хитайниң яшлар байрими һарписида “шинҗаң гезити” баш обзурчи мақалиси елан қилип, хитай яшлирини өткән әсирниң 50-, 60-йиллиридики хитай пидайилириниң роһидин өгинип, “шинҗаңға берип шинҗаңни гүлләндүрүшкә” чақирған вә буни хитайниң кәлгүси тәрәққиятиға мунасивәтлик бүйүк вәзипә дәп атиған.

Обзурда мундақ дейилгән: “алдинқи әсирниң 50- вә 60-йиллирида бир түркүм хитай яшлири ‛шинҗаңға барайли, вәтән әң еһтияҗлиқ болған җайға барайли‚ дегән йүксәк ирадә билән, йүк-тақилирини елип, юрт-маканидин айрилип, тәңритағниң җәнуб-шималида қумлуқни бостан қилиш, шәһәрләрни бәрпа қилиштәк мөҗизиләрни яратти. Бүгүн җуңхуа милләтлириниң улуғ гүллиниши-хитай чүшини әмәлгә ашуруш үчүн өзиниң яшлиқини пида қилалайдиған ашундақ ирадилик яшлар керәк”.

Дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса әпәнди хитай һөкүмитиниң бу чақириқиға инкас билдүрүп: “хитай һөкүмитиниң буниңдики мәқсити шәрқий түркистандики мустәмликичилик сияситини қайта җанландуруш” деди.

Хитай һөкүмити мәйли 50-, 60-йилларда болсун яки “мәдәнийәт зор инқилаби” мәзгилидә болсун, хитай яшлири вә әскәрлирини түркүмләп уйғур райониға маңдурған болуп, бу мәзгилдә уйғур районидики хитайларниң нопуси шиддәт билән көпәйгән.

Сиясий анализчи илшат һәсән әпәнди, у мәзгилдә хитай яшлириниң өзи халап әмәс, мәҗбурий йосунда вә тәшкиллик усулда уйғур райониға барғанлиқини билдүрди.

Обзурда қилинған чақириқта, 90-йиллардин вә 2000-йиллардин кейин туғулған хитай яшлириниң “шинҗаңға бериш йолида һәргиз арқиға янмаслиқи” күчлүк тәшвиқ қилинған болуп, “шинҗаңниң иҗтимаий муқимлиқи вә әбәдий әминликини ишқа ашуруш вәзиписи һәр қандақ вақттикидин бәк еғир, дуч келидиған қаршилиқ, зиддийәт вә хәтәрләр һәр қандақ вақиттикидин бәк көп” дейилгән һәмдә хитай яшлириниң көкрәк керип чиқип, “муқимлиқ хизмитини яхши ишләп, хитайчә алаһидиликкә игә заманиви шинҗаң қуруп чиқиш” үчүн өзлирини беғишлиши керәклики алаһидә тәкитләнгән.

Долқун әйса әпәндиниң билдүрүшичә, ичкири хитайда җан бақалмиған хитай яшлири уйғур райониға берип пул тапқандин кейин йәнә ичкири хитайға кетиватқан әһвалму мәвҗут болуп, уларни уйғур районида муқим тутуп туруш үчүн хитай һөкүмити уларға хитай милләтчилики идийәсини сиңдүрүшни давамлаштурмақта икән.

Бу обзурда йәнә “шинҗаңни тәрәққий қилдуруш қурулуши” ға төһпә қошқан хитай яшлиридин бәзилири мисал елинған болуп, “шинҗаңниң ениргийә, санаәт, йеза игилик техникиси саһәлиридә техиму көп таянч күчлири, мәмурийәт қатлимида техиму көп яш кадирлар болуши керәк” дегән тәләп оттуриға қоюлған.

Бу обзурда омумән хитай яшлириға “хитайниң истиқбали силәрниң қолуңларда, бу истиқбалниң ачқучи болған шинҗаңниң кәлгүси силәрниң қолуңларда” дегән мәқсәт ениқ билдүрүлгән. Бундақ вәзийәттә уйғур яшлириниң алдиға қоюлған мәсилә немә? улар немә қилиши керәк?

Илшат һәсән әпәндиниң билдүрүшичә, уйғур яшлири аввал бу земинниң һәқиқий игисиниң өзлири икәнликини билиши, вәтәнгә болған игидарчилиқ, һәқдарлиқ туйғусини күчәйтиши, өз миллитини сақлап қелиш вә тәрәққий қилдуруш үчүн күрәш қилиши керәк.

Долқун әйса әпәндиниң қаришичә, вәтәндики уйғур яшлири асарәттә қалған әһвалда, чәт әлдики уйғур яшлири интернет дунясида биһудә талаш-тартиш билән вақтини вә зеһнини хоратмай, уйғурларниң нөвәттики җиддий вәзийитини хәлқараға давамлиқ аңлитиши, бу милләтниң ирқий қирғинчилиқтин қутулуши үчүн әмәлий вә үнүмлүк һәрикәт қилиши керәк.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.