2017-Йилдин кейин шиддәт билән көпәйтилгән хитай оқутқучилар вә хитайлаштурулған уйғур маарипи

Мухбиримиз меһрибан
2022.05.13
Ма шиңруйниң “қанун арқилиқ муқимлиққа капаләтлик қилиш” ни тәләп қилишиниң сәвәби вә мәқсити Уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари ма шиңруй аптоном районлуқ җамаәт хәвпсизлики тармиқиниң алаһидә сақчи қисмини зиярәт қилди. 2022-Йили 15-март.
news.ts.cn

Хитайниң “тәңритағ тори”, “шинҗаң теливизийәси” қатарлиқ таратқулириниң 12-13-май күнидики хәвәрлиридә, җәнубий уйғур районидики оқутқучилар қошунини йәниму күчәйтиш, йеза мәктәплириниң оқутуш сүпитини техиму яхшилаш үчүн, 2022-йили пүтүн мәмликәт миқясидин алий мәктәпни түгәткән оқуғучиларни асас қилған һалда йәнә бир түркүм хитай яшлириниң оқутқучилиққа қобул қилинидиғанлиқи хәвәр қилинған.

“тәңритағ тори” ниң бу һәқтики хәвиридә 2022-йили хитай өлкилиридин оқутқучилиққа қобул қилинидиған яшларниң 16 яштин 24 яшқичә болған яшлар икәнлики, уларниң нуқтилиқ һалда җәнубий уйғур районидики мәктәпләргә оқутқучилиққа вә практика қилишқа орунлаштурулидиғанлиқи билдүрүлгән.

“шинҗаң теливезийәси” ниң 12-май күнидики хәвиридә йәнә, 2017-йили башланған “пидаийлар маарипқа ярдәм бериш”, “маарип арқилиқ намратларни йөләш” йеңи әндизиси бойичә, һәр йили пүтүн мәмликәтниң һәрқайси җайлиридин уйғур дияриниң җәнубиға аталмиш “ярдәм” үчүн кәлгән хитай яшлириниң уйғур диярида “мәңгүлүк йилтиз тартиш” үчүн қилған қәсәмлири алаһидә хәвәр қилинған.

Дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң муавин рәиси илшат һәсән әпәнди, уйғур райониға аталмиш “ярдәм” намида әвәтилип йәрләштүрүлгән хитай көчмәнлиригә, болопму хитай оқутқучилар һәққидики хәвәрләргә йеқиндин диққәт қилип келиватқанлиқини билдүрди.

Илшат һәсән әпәндиниң қаришичә, аталмиш “ғәрбий районға ярдәм” яки “шинҗаңға ярдәм” намида әвәтилгән хитай оқутқучилириниң асаслиқ вәзиписи, хитай һөкүмитиниң уйғур диярини хитай маарипи арқилиқ хитайлаштурушни әмәлгә ашуруп, уйғурларға йүргүзүливатқан “ирқий қирғинчлиқ” ниң муһим парчиси болған “мәдәнийәт қирғинчилиқи” ни ишқа ашуруш үчүн икән.

Хитай таратқулиридин ашкарилинишичә, хитай һөкүмити 2017-йилидин кейин уйғур районида, уйғур оқутқучиларни шаллап, хитай оқутқучиларни көпәйтишни шиддәт билән тезләткән.

“тәңритағ тори” ниң 13-май күнидики хитайчә хәвиридә мундақ дийилгән: “шинҗаңда оқутқучилар қошунини тәрәққи қилдуруш асаслиқ хизмәтләрниң бири қилинди. Җәнубий шинҗаңни нуқта қилип қобул қилинған оқутқучилар йеза мәктәплиригә әвәтилди. Үзлүксиз ислаһат қилип, илгирики нопус вә район чәклимиси бузуп ташланди, сиясий-идийәви сапа мәсилиси оқутқучиларни қобул қилиштики асасий пиринсип қилинди. Мәркизи һөкүмәтниң пилани бойичә, аптонум районида алаһидә хизмәт орни пилани тәсис қилинип, йәрликниң өз алдиға пүтүн мәмликәт миқясидин оқутқучи қобул қилиши әмәлгә ашурулди. 2021-Йилғичә пүткүл аптонум район тәвәсидә биңотуәнни өз ичигә алмиған һалда оқутқучилар сани 377 миңға йәткүзүлди.”

Хитай һөкүмити уйғур елида 2017-йили башлиған чоң тутқунида, һәрқайсий мәктәпләрдә уйғур оқутқучилар тезликтә шалливетилиш билән бирликтә, уйғур оқутқучилар йәнә нуқтилиқ тутқун обейктиға айланған иди.

Лагир шаһитлиридин голандийәдики қәлбинур сидиқ ханим, өзи 1990-йилдин 2018-йилғичә ишлигән үрүмчи сайбағ районлуқ 24-башланғуч мәктәптә, һәр хил баһаниләрдә шалливетилгән вә тутқун қилинип лагерларға қамалған уйғур оқутқучиларниң әһвалини аңлатти.

Америкадики чикаго университетиниң тәклиплик профессори адвокат тең биявниң билдүрүшичә, хитай һөкүмитиниң 2017-йилидин башлап, уйғур оқутқучиларни һәр хил баһаниларда тутқун қилип, уларниң орниға хитай оқутқучиларни шиддәт билән көпәйтиши, хитай мәркизи һөкүмитиниң уйғур милли кимликини йоқитиш, уйғурларни хитайлаштуруш үчүн пиланлиған сиясити икән.

Тең бияв мундақ деди: “мениңчә, бу алдинала пиланланған вә қәдәмму-қәдәм әмәлийләштүрүлгән сиясий пилан. Бу һәргизму туюқсиз оттуриға чиққан сиясәт әмәс. Буниң нурғун йиллар игирила пиланланған сиясәт икәнлики мәлум. Бу йәрдә бу пиланниң ‛йиғивелиш лагирлири‚, йәни аталмиш ‛қайта тәрбийәләш мәркәзлири‚ билән бирлишип кәткән, десәк болиду.”

Тең бияв әпәнди йәнә “мәдәнийәт қирғинчилиқи” мәсилисиниң җиддий диққәт қозғиши керәкликини тәкиткиди. У сөзини давамлаштуруп мундақ деди:

“хәлқара җәмийәт ‛йиғивелиш лагерлири‚ мәсилисигә нуқтилиқ диққәт бәрди. Бәзи дөләт һөкүмәтлири вә парламент әзалири районда ‛ерқий қирғинчилиқ‚ йүз бериватқанлиқини билдүрди. Әмма униңға селиштурғанда, тил, мәдәнийәт җәһәттики йоқитиш һәркәтлири йетәрлик диққәткә сазавәр болалмиди. Бу йәрдики мәсилә пәқәт ‛йиғивелиш лагерлири‚ ға қамалғанларниңла һоқуқидин мәһрум қилиниши болмастин, бәлки йәсли вә башланғуч мәктәпләрдики балиларниң ана тилида сөзлишиш, ана тилида маарип тәрббийәси көрүш, өз мәдәнийитидә яшаш һәқлириниңму йоқитилғанлиқи нәзәргә елиниши керәк.”

Илшат һәсән әпәнди, уйғур оқутқучилирини маарип сепидин шаллаветип, мәктәпләрдә уйғур балилирини хитай оқутқучилириниң тәрбийәсигә тапшуруштики ахириқи мәқсәтниң, уйғурларни тил, маарип вә мәдәнийәт җәһәттә хитайлаштуруш, пиланлиқ ассимилиятсийә қилип түгитиш сияситиниң әмәлий иҗра қилиниши икәнликини тәкитлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.