Хитай 10милярд йүән мәбләғ аҗритип уйғур райониға “шинҗаңға ярдәм” кадирлири йөткәш пиланини йолға қойған

Вашингтондин мухбиримиз меһрибан тәйярлиди
2023.09.19
uyghurgha-yotkesh-xitay-teshwiqati.jpg Тйәнәнмен мәйданида хитай саяһәтчиләрни қизиқтуруш үчүн уйғур районидики аз санлиқ милләтләрниң байрими көрситиливатқан телевизийә екрани әтрапиға йиғилған хитай саяһәтчиләр. 2014-Йили 1-май, бейҗиң.
AP

Хитай иқтисадида еғир чекиниш болуватқанлиқи илгири сүрүлүватқан бир пәйттә, хитай һөкүмитиниң 10 милярд йүән хәлқ пули аҗритип, хитай өлкилиридин уйғур райониға аталмиш “ихтисаслиқлар” вә “шинҗаңға ярдәм” кадирлирини йәниму көпләп йөткимәкчи болғанлиқи, уйғур вәзийитини йеқиндин көзитип келиватқан вәзийәт анализчилириниң диққитини қозғимақта.

Хитайниң һөкүмәт таратқулиридин “шинҗаң гезити” дә 14-сентәбир күни “ихтисаслиқларни қоллашни күчәйтип, хитайчә заманивилаштурушниң шинҗаң әмәлийитини пухта қәдәмләр билән илгири сүрәйли” сәрләвһәлик обзор мақалиси елан қилинған. Мәзкур мақалидин мәлум болушичә, уйғур аптоном районлуқ партком бу йил 10 милярд йүәнлик “ихтисаслиқларни йетиштүрүш фонди” тәсис қилған болуп, бу мәбләғ хитай өлкилиридин уйғур аптоном райониға йәниму көп “ихтисаслиқлар” вә “шинҗаңға ярдәм” кадирини йөткәп келишни нишан қилған икән.

“шинҗаң гезити” дә елан қилинған бу обзор мақалисидә, “ихтисаслиқлар” қошунини күчәйтиш хизмитиниң муһимлиқи тәкитлинип, “мәйли йезиларни гүлләндүрүшни омумйүзлүк илгири сүрүш яки мәдәнийәт билән озуқландуруш хизмитиниң тәрәққиятини илгири сүрүштә болсун, биз ихтисаслиқларға илгирики һәр қандақ вақиттикидин бәкрәк еһтияҗлиқ” дейилгән.

Ундақта, хитай һөкүмитиниң 10 милярд йүәнлик “ихтисаслиқларни йетилдүрүш фонди” тәсис қилип, уйғур диярида аталмиш “ихтисаслиқлар” вә “шинҗаңға ярдәм кадирлири” ни көпәйтиштики һәқиқий мәқсити немә? хитай һөкүмитиниң бу сиясәтни йәниму күчәйтиши, уйғур райони вәзийитигә йәнә қандақ яман ақивәтләрни елип келиши мумкин?

Ню-йоркта яшайдиған туңган мустәқил анализчи ма җү әпәнди, хитай һөкүмитиниң ахирқи мәқсити уйғурларни хитайлаштуруп йоқитиш икәнликини тәкитлиди. У, мундақ деди: “униң ахирқи мәқсити бу земинни хитайлаштуруш. Йәни бу земинниң өзигә хас йәрлик алаһидиликини пүтүнләй йоқитип, уни хитайниң аталмиш ‛җуңхуа мәдәнийәт чәмбирики‚ниң бир қисмиға айландуруш.”

Ма җү әпәнди, хитай һөкүмитиниң уйғур дияриға техиму көп хитай кадирлирини йөткәш пиланиға қарита хитай җәмийитидики буни қоллаш кәйпиятиға җиддий диққәт қилиш керәкликини билдүрди. У мундақ деди: “һазир хитай иқтисадида вә малийәсидә еғир қийинчилиқ болуватқан бир мәзгилдә, уларниң зор миқдардики мәбләғни бу саһәгә аҗритиши, хитай хәлқини ойландуруши керәк иди. Бу бир тәрәптин, хитай хәлқиниң хитай милләтчиликини асас қилған чоң хитай бирлики вә хитайниң кеңәймичилик сияситини қоллайдиған иҗтимаий кәйпиятиниму көрситип бериду.”

Ма җү әпәнди йәнә ши җинпиңниң йеқинда җәнубий африқа зияритидин кейинки үрүмчидики зияритидә “шинҗаң истиратигийәси” ни қайта тәкитлигәнликини тилға алди. У, 10 милярд йүәнлик ‛ихтисаслиқларни йетилдүрүш фонди‚ниң тәсис қилиниши, ши җинпиңниң шу қетимқи зияритидә районни хитайлаштурушни тезлитиш һәққидә бәргән йолйоруқлириниң биваситә нәтиҗиси икәнликини тәкитлиди.

Ма җү мундақ деди: “ши җинпиң алдинқи мәзгилдә җәнубий африқадин хитайға қайтишида униң биринчи бекити шәрқий түркистандики үрүмчи шәһири болди. У райондики сиясәтләр һәққидә йәнә бир қатар йеңи йолйоруқларни бәрди. Ши җинпиң тәстиқлиған бу мәбләғниң йетип келиши билән бу түр җиддий йолға қоюлди. Биз буниңдин уларниң уйғурларниң сақлинип қалған ахирқи тупрақлирини толуқ ютувелиш, уларниң мәдәнийәт кимликини йоқ қилишни хитайниң фашиштик һөкүмранлиқиниң сиясий нишани қиливатқанлиқини ениқ көрәләймиз.”

Америкадики хитай вәзийити анализчилиридин “чикаго университети” ниң тәклиплик профессори, кишилик һоқуқ адвокати тең бияв әпәндиму бу һәқтә пикир баян қилди. Униң тәкитлишичә, “шинҗаңға ярдәм” намида уйғур райониға әвәтилидиған хитай кадирлириниң җиддий көпәйтилиши, хитай һөкүмитиниң районни хитайлаштуруш сиясити вә уйғурларға қаритилған назарәт системисиниң техиму күчийидиғанлиқидин дерәк беридикән.

Тең бияв мундақ деди: “бу уларниң шинҗаңда хитайчилаштуруш сияситини йәнила давам қиливатқанлиқини көрситиду. Чүнки улар районға йөткәватқан аталмиш ‛ихтисаслиқ‚ лириниң мутләқ көп қисми яки һәммиси дегүдәк хитайлардур. Бу әһвал йәниму илгирилигән һалда райондики уйғурлар вә башқа милләтләрниң чәткә қеқилиш вәзийитини күчәйтиду. Ундин башқа алдинқи йиллардики хәвәрләрдә ашкариланғандәк, нурғунлиған хитай кадирлириниң уйғурларниң өйлиригә қәдәр кирип, уйғурларниң күндилик турмушлиричә назарәт астиға елиши техиму күчәйтилиши мумкин. Шуңа бу йәрдә дейиливатқан ‛ихтисаслиқлар пилани‚ буниң билән мунасивәтлик дәп қараймән.”

“шинҗаң гезити” дә елан қилинған обзор мақалисидә йәнә хитай өлкилиридин “шинҗаңға ярдәм” намида йөткәп келинидиған аталмиш хитай “ихтисаслиқлар” вә кадирлар қошуниниң “гуруппилашқан” һалда йөткәп келинидиғанлиқи, уларниң уйғур районидики һәрқайсий вилайәт-област, наһийә вә йезидин ибарәт үч дәриҗилик асасий қатлам парткомларда “биринчи қол рәһбәр” (一把手) лик вәзиписигә қоюлидиғанлиқи, шундақла уйғур районида “партийәниң сөзини аңлайдиған вә партийәгә садиқ кадирлар қошуни” бәрпа қилидиғанлиқи алаһидә тәкитләнгән.

Тең бияв әпәндиниң билдүрүшичә, мәзкур мақалидә тәкитләнгән “компартийәниң рәһбәрликидә чиң туруш” пиринсипи, хитай компартийәсиниң һөкүмәт кадирлириға вә хитай хәлқигә изчил тәкитләп келиватқан кона тәшвиқат әнәнилиридин икән.

Тең бияв әпәнди, хитай таратқулирида тилға елиниватқан аталмиш “шинҗаңни тәрәққий қилдуруш”, “шинҗаңға ярдәм” дегәнләрниң әмәлийәттә хитай һөкүмитиниң талан-тараҗ сиясити вә райондики ирқий қирғинчилиқ сияситиниң пәрдазлиниши икәнликини тәкитлиди.

Тең бяв сөзини муну сөзләр билән ахирлаштурди: “районда ирқий қирғинчилиқ сияситини давам қиливатқан хитай компартийә һөкүмитиниң маһийитидин елип ейтқанда, у һәргизму өзи дегәндәк ‛шинҗаңниң тәрәққиятиға ярдәм бериш” ни мәқсәт қилған әмәс, шундақла ‛ихтисаслиқлар киргүзүш арқилиқ районни тәрәққий қилдуруш‚ ниму көзлигән әмәс. Чүнки ши җинпиңниң бу йәрдә тәкитләватқан ‛шинҗаңни мәдәнийәт арқилиқ озуқландуруш‚ дегининиң өзила униң уйғурларниң мәдәнийәт кимликини йоқитип, уларни хитайлаштурмақчи болғанлиқини көрситип бериду. Шуңа хитай һазир ‛шинҗаңни мәдәнийәт арқилиқ озуқландуруш‚, ‛вәтәнни сөйүш‚, ‛ши җинпиң идийәси‚ дегәнләр арқилиқ, уйғурларниң мәдәнийәт кимлики, диний кимлики вә миллий кимликини йоқитиш мәқситигә йәтмәкчи болуватиду. Шуңа улар буни әмәлгә ашуруш үчүн мушу хилдики аталмиш ‛ихтисаслиқлар‚ вә ‛шинҗаңға ярдәм кадирлири‚ намида техиму көп хитай көчмәнлирини йөткәп келип, уйғурларниң өз юртидики нопусини азайтмақчи болуватиду. Ши җинпиңниң ‛шинҗаң истратегийәси‚ ниң маһийити дәл шуниңдин ибарәт”.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.