Уйғурлар вә җаза лагерлири мәсилиси 2023-йилиму давамлиқ хәлқаралиқ күнтәртиптә турамду?

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2023.01.03
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
Хәлқара олимпик комитети билән болған уйғур қул әмгики мәһсулатлирини ишләтмәслик тоғрисидики сөһбәт мәғлуп болған Үрүмчи билән турпанниң арилиқиға селинған чоң типтики “тәрбийиләш лагери” ниң бир яндин көрүнүши. 2021-Йили 23-апрел, даванчиң.
AP

Көзәткүчиләр 2023-йилида уйғурлар вә җаза лагерлири мәсилисиниң илгирики йиллардикидәк хәлқаралиқ күнтәртиптә туруш-турмаслиқ мәсилисидә охшаш болмиған қарашларни баян қилишти.

2023-Йили 2-январ германийәдә нәшрдин чиқидиған “меркур” күндилик гезити “йәнә бир бурулуш нуқтиси: германийә-хитай хам хияллири бәрбат болған йилда” намлиқ бир анализ мақалиси елан қилди. Мақалидә германийә дөлитини хитай билән болған иқтисадий һәмкарлиқтин агаһландуруш асасий тема қилинған болуп, гәрчә германийә йеңи хитай истратегийәсини түзүп болған болсиму, германийә-хитай оттурисидики 245 милярд долларлиқ иқтисадий келишимниң бу истратегийәни әмәлгә ашурушқа тосалғу болуватқанлиқи, икки дөләт оттурисидики һәмкарлиқниң бир муддәт һазирқи тәриқидә давам қилидиғанлиқи тилға елинғаниди.

Мақалидә баян қилинишичә, 2023-йилидиму хитай рәиси ши җиниң русийә тәрәптә турушни давамлаштуридикән. Ши җинпиң өз ирадисигә уйғун болған йеңи бир дуня тәртипи орнитиши хиялидин ваз кәчмәйдикән. Тәйвәнгә қарита һәрбий тәһдитини йәниму артуридикән. Дөләт ичидә барлиқ һоқуқни толуқ қолиға мәркәзләштүрүп, мав зедуңға охшаш һаләткә келидикән. Йиллардин буян йүргүзүп кәлгән юқумдин мудапиәлиниш сияситини давамлаштуридикән.

Мақалидә юқириқи 5 тема һәққидики мулаһизиләрдин кейинки 6-тема уйғурлар мәсилисигә беғишланған болуп, бу темиға “хитайниң шинҗаңдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригә әмди сәл қарашқа болмайду” дегән мавзу қоюлғаниди. Мақалиниң бу бөликидә мундақ тәсвирлиниду: “хәйригүл ғоҗи 22 яш. Абдукерим абдурусул 28 яш. Гүлниса әзиз 66 яш. Йүзлигән чирай сизгә ипадисиз тикилип турмақта. 2022-Йили баһарда көплигән ахбарат васитилири бирдәк хитайниң шинҗаң районида тутқун қилинған 3 миңға йеқин инсанниң сүритини ‛шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири‚ арқилиқ ашкарилиди. Хитай һөкүмитиниң бу дөләтниң ғәрбий шималида ‛қайта тәрбийәләш лагерлири‚ ни қуруп чиққанлиқи һәммигә аян. Дәсләптә ашкариланғанлири сүний һәмраһ сүрәтлири билән бәзи бәлгиләр иди, кейин шаһитларниң баянлири қошулди, ахирида бейҗиң һөкүмити лагерларниң мәвҗутлуқини етирап қилди. Хитай һөкүмити изчил һалда ‛кишиләр бу мәркәзләргә өз ихтиярлиқи билән келип тәрбийә алиду‚ дәп кәлгән болсиму, әмма кишилик һоқуқ органлири бу җайларға йүзмиңлиған инсанниң мәҗбурий қамалғанлиқини илгири сүрди. ‛шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири‚ болса җанлиқ көрүнүшләр билән буни испатлиди”.

Мақалидә америка һөкүмити вә бәзи дөләтләр парламентлириниң уйғурларға селиниватқан бу зулумларни “ирқий қирғинчилиқ” дәп атиғанлиқи, б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң алий комиссари мишел бачелет язда елан қилған доклатида “хәлқаралиқ җинайәт вә инсанийәткә қарши җинайәт шәкилләндүрүши мумкин” дегәнлики, америка башлиқ бир қисим дөләтлириниң бу лагерлар билән алақидар хитай әмәлдарлириға җаза йүргүзгәнлики баян қилинғаниди. Мақалидә йәнә германийә дөлитидин ташқи ишлар министири анналина байербокниң “қиммәт қарашлирини асас қилған ташқи сиясәт йүргүзүш” тәшәббусиға етибар бериши тәләп қилинған болуп, буниң хитайни нәзәрдә тутқан бир тәшәббус икәнлики, уйғурлар мәсилисигә 2023-йилиму сәл қарашқа болмайдиғанлиқи илгири сүрүлгән.

 Дәрвәқә, мәтбуатлар 2022-йилидики зор вәқәләр вә муһим шәхсләр һәққидә тохталғанда, русийә президенти путин вә у қозғиған украина урушини тилға елиш билән биргә, хитай рәиси ши җинпиң вә у қурған җаза лагерлиридики уйғурлар мәсилисиниму тәң тилға елишмақта. Бирақ 2023-йили қандақ болиду? уйғурлар вә җаза лагерлири мәсилиси 2023-йилиму давамлиқ хәлқаралиқ күнтәртиптә турамду?

Түркийә һаҗитәпә университетиниң оқутқучиси, истратегийә мутәхәссиси докур әркин әкрәм бу соалға җаваб бәргәндә, 2023-йилида уйғурлар вә җаза лагерлири мәсилисиниң дунядики бәзи зор һадисиләр сәвәблик илгирики йиллардикидәк хәлқаралиқ күнтәртипни игилийәлмәслики мумкинликини ипадә қилди. Униң қаришичә, хитай һакимийити бундин кейинму җаза лагерлирини инкар қилиш тәшвиқатини давамлиқ күчәйтидикән.

Әмма норвегийәдики вәзийәт анализчиси бәхтияр өмәрниң қаришичә, һазирға қәдәр елан қилинған доклатлар вә тәтқиқат мақалилири һәмдә америка башлиқ бәзи дөләтләр елан қилған җаза тәдбирлири 2023-йилида уйғурлар вә җаза лагерлири мәсилисиниң давамлиқ хәлқаралиқ күнтәртипни игилишигә түрткә болидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.