Уйғурларниң оттура асияни зиярәт қилишиниң хәтириниң арқа көрүнүши
2024.03.01

Йеқинқи 1-2 йилдин буян америка, австралийә вә явропадики уйғурлар арисида өзбекистанни зиярәт қилиш қизғинлиқиниң хелила әвҗ алғанлиқи, бу йил яз мәзгиллиридә йәнә бир қисим уйғурларниң ташкәнттә зиярәттә болушни пиланлаватқанлиқи мәлум болмақта. Өз вәтинини зиярәт қилиш имканийәтлири болмиған ғәрбтики уйғурларниң тил, мәдәнийәт вә турмуш муһити өзлиригә йеқин болған өзбекләрниң юртида саяһәттә болушни халиши нормал һадисә болсиму, әмма буниң хәтиригә сәл қарашқа болмайдикән.
“новастан” ториниң бу һәқтики мәлуматлириға асасланғанда, хитайниң уйғурларға тақабил туруш үчүн қурулған оттура асиядики әң чоң “терроризмға қарши туруш ишханиси” дәл ташкәнткә җайлашқан. Ташкәнт ғәрб әллиридики уйғурлар үчүн, болупму уйғур сиясий паалийәтчилири үчүн йәнила бихәтәр җай һесабланмайдикән.
29-Феврал күни мәркизи берлин вә парижда болған “новастан” тори “шинҗаңдики бастурушлар оттура асия дөләтлиридә йеник тәнқидкә дуч кәлмәктә” намлиқ бир зиярәт хатириси елан қилди. Мәзкур зиярәтниң асаслиқ мәқсити, хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан бастурушлириниң немидин дерәк беридиғанлиқини айдиңлаштуруш вә қазақистанниң уйғур ирқий қирғинчилиқиға сүкүт қилишидики сәвәбләрни йорутуп бериштин ибарәт болған.
Новастан тори бу һәқтә париж католик дини институтиниң пирофессори, хәлқаралиқ вә истратегийәлик мунасивәтләр тәтқиқат орниниң тәтқиқатчиси, “ғайәт зор оюн: бейҗиңниң оттура асияға йүзлиниши” намлиқ әсәрниң аптори, хитайшунас еммануел линкот (Emmanuel lincot) билән сөһбәт өткүзгән. Еммануел линкот сөһбәттә қазақистанниң уйғур ирқий қирғинчилиқиға сүкүт қилишидики бирқанчә муһим сәвәбләрни оттуриға қоюш билән биргә, нөвәттә муһаҗирәттики уйғурлар үчүн оттура асия җумһурийәтлириниң хәтәрлик бир районға айланғанлиқини илгири сүргән.
Берлиндики вәзийәт анализчиси ғәюр қурбан әпәндиниң қаришичә, хитайниң оттура асия җумһурийәтлиридики тәсир күчи ғайәт зор дәриҗигә йәткән болуп, хитай җасуслири һәммила йәрләрдә қутрап йүрмәктикән вә ғәрб әллиридә яшаватқан уйғурларниң алмута, бишкәк, ташкәнт қатарлиқ шәһәрләргә саяһәткә бериши йәнила зор хәтәргә тәвәккүл қилиш болуп һесаблинидикән.
Еммануел линкотниң баянлиридики уйғурларға мунасивәтлик бәзи диққәткә сазавәр нуқтиларни төвәндики бирқанчә мәзмунға йиғинчақлап ипадиләш мумкин:
Бири, қазақистанниң уйғур ирқий қирғинчилиқиға сүкүт қилишидики әң муһим сәвәбләр, униң сиясий вә иқтисадий җәһәттин хитайға беқинди һаләткә келип қалғанлиқи икән. Назарбайефтин кейин қазақистанға пирезидент болған тоқайеф хитайға техиму йеқинлашқан. У хитайниң “йеңи йипәк йоли” қурулушиниң сайисидә “хитай қарти” ” ни ойнап, қазақистанниң тәрәққияти вә бихәтәрликигә капаләтлик қилиш йолини талливалған. У хитайдин йирақлишишни “хәтәргә йүзлиниш” дәп қарайдикән. Шуңа һазирқи қазақистан һөкүмити уйғур ирқий қирғинчилиқиға давамлиқ көз юмидикән, қазақистандики қазақ лагер шаһитлириниң зарлириға қулақ салмайдикән вә қазақистанда хитайға қарши һәрқандақ паалийәтләрниң әвҗ елишиға йол қоймайдикән.
Иккинчиси, хитайниң уйғурларға тақабил туруш үчүн қурулған оттура асиядики әң чоң “терроризмға қарши туруш ишханиси” ташкәнткә җайлашқан болуп, оттура асиядики “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати” ға әза дөләтләрниң һәммиси хитайниң тәлипигә бинаән “уйғур террористлири” ни тутуп, хитайға тапшуруп бериш әһдинамилиригә қол қоюшқан. Өзбекистан һөкүмитиму бу әһдинамиләргә риайә қилиш мәҗбурийитидә икән. Йәни, хитай тәләп қилса, ташкәнт һөкүмити “уйғур террористлири” ни тутуп бериштин баш тарталмайдикән. Худди әйни вақитта канада пуқраси һүсәнҗан җелилни тутуп хитайға тапшуруп бәргәндәк.
Қазақистандики һөкүмәтниң бесимидин вә хитай тәһдитидин қечип чиқип, голландийәдә сиясий панаһлиқ тиләп яшаватқан лагер шаһити өмәр бекалиниң қаришичә, оттура асия җумһурийәтлири гәрчә явропа паспортидикиләр үчүн анчә хәтәрлик болмисиму, бирақ түркийә қатарлиқ дөләтләрдики уйғурлар үчүн йәнила хәтәрлик район һесаблинидикән.
Мәркизи вашингтондики уйғур тәтқиқат мәркизи 26-феврал күни “хитайниң оттура асияға сиңип киришини ашкарилаш” намлиқ бир доклат елан қилған болуп, мәзкур тәшкилатниң директори абдулһаким идрис әпәндиниң билдүрүшичә, хитай һакимийити оттура асия дөләтлирини гоя өзлириниң бир өлкиси һалида идарә қилмақта икән. Униң қаришичә, ғәрб әллиридә яшаватқан уйғурларниң, болупму уйғур сиясий актиплириниң һазирқи вәзийәттә оттура асия дөләтлиридә саяһәттә болуши йәнила тәһликилик икән.
Еммануел линкотниң баян қилишичә, хитайниң оттура асиядики әң чоң әндишиси хитай мәнпәәтиниң террорлуқ күчләрниң зәрбисигә учришидин ибарәт икән. Хитай өзлириниң оттура асия дөләтлиридики, җүмлидин таҗикистан яки афғанистандики асасий ул әслиһә қурулушлириниң ислам дөлити күчлири, әл-қаидә тәшкилати, пакистандики гвадар портини давамлиқ паракәндә қиливатқан балучилар вә шуларға охшайдиған башқа террорлуқ күчлириниң һуҗумиға учришидин қорқидикән. Оттура асия дөләтлиридә яшаватқан уйғурлар болса, хитайға һазирчә тәһдит болалмайдикән. Шу сәвәбтин 2-айниң 8-күни қазақ лагер шаһитлириниң алмутадики хитай консулханиси алдида тинч шәкилдә өткүзгән намайиши тарқитиветилгән. 2021-Йилидин буян қазақ хәлқлириниң хитайға қарши елип барған түрлүк шәкилдики намайишлири шәписиз җимиқтуруветилгән.