Уйғурларниң роһий азаблири германийә писхологлириниң омумий қурултийида оттуриға қоюлди
2024.12.02
Германийәдики “писхикилиқ давалаш вә писхика илмий җәмийити” ниң йиллиқ омумий қурултийи 27-ноябир германийә пайтәхти берлинда башланған. 30-Ноябирғичә давамлишидиған бу йиғинға д у қ сабиқ рәис долқун әйса әпәнди тәклип билән қатнишип “чегра һалқиған бастуруш вә униң уйғур дияспорасиға көрситиватқан тәсири” дегән темида нутуқ сөзлигән.
У нутқида мундақ баянларға орун бәргән: “хитай һакимийитиниң уйғурларға қаратқан бастуруш һәрикәтлири пәқәт хитайниң чеграси биләнла чәклинип қалмиди. Хитайниң чегра һалқиған бастурушлири назарәт қилиш, паракәндичилик туғдуруш, тәһдит селиш, бесим қилиш вә вәтәндики аилә-тавабиатлирини гөрүгә еливелиш қатарлиқ қаратмилиқи болған истратегийә шәклидә иҗра қилинип, дияспорадики уйғурларға қорқунч вә тәһликә пәйда қилмақта” .
Долқун әйса әпәнди “чегра һалқиған бастуруш вә униң уйғур дияспорасиға көрситиватқан тәсири” намлиқ нутқи арқилиқ муһаҗирәттики уйғурларниң роһий җәһәттин тартиватқан азаб-оқубәтлирини 9 миңдин артуқ дохтур, психолог, сиясәтчи, җәмийәтшунас вә кишилик һоқуқ паалийәтчиси қатнашқан бу хәлқаралиқ чоң йиғинда әтраплиқ йорутуп бәргән.
У бүгүн 29-ноябир күни бу һәқтә зияритимизни қобул қилғанда хитайниң ирқий қирғинчилиқ җинайәтлириниң дияспорадики уйғурларниң роһий сағламлиқиға һәқиқәтәнму еғир зәрбиләр елип кәлгәнликини тилға алди.
Долқун әйса әпәнди мәзкур нутқида, муһаҗирәттики уйғурларниң азаб-оқубәтлирини өзиниң бешиға кәлгән күлпәтләр вә өз аилә-тавабиатиниң бешиға кәлгән паҗиәләр һәмдә д у қ йеқинда елип барған уйғур аяллири учраватқан роһий бесимлар тоғрисидики тәкшүрүш доклати арқилиқ ипадиләп бәргән болуп, у бу һәқтиму қисқичә тохтилип өтти.
У нутқида, шәрқий түркистанда давам қиливатқан ирқий қирғинчилиқларниң қурбаниға айлиниватқан уйғурларниң дәрд-әләмлирини баян қилиш билән биргә, муһаҗирәттики уйғурлар учраватқан вәйранчилиқ, роһи бесим, түрлүк вәһимиләрни тилға елип: “шундақ болушиға қаримай, уйғурлар йәнила наһайити қәйсәр бир хәлқ, биз өзимизниң мәдәнийити вә диний етиқадиниң панаһи астида яшаватимиз. Мәдәнийитимиз бизниң үмидлиримизни сақлап қелишқа түрткә болмақта. Бизниң еҗил мунасивәтлиримиз дәрдлиримизни ортақлишиш пурсәтлири билән тәминлимәктә. Булар бизниң коллектип җараһәтлиримизгә дава болуш ролини ойнимақта” дегән ибариләргә орун бәргән.
Мюнхен лудвиг максимилиян университетиниң һәмдә америкадики җонс хопкинс университети вә ню-йорк сйракус теббий университетиниң пирофессори, роһий кесәлликләр мутәхәссиси томас шулзә әпәнди бу һәқтә зияритимизни қобул қилғанда уйғурларниң роһи азаблири тоғрилиқ тохтилип мундақ деди:
“мән бирқанчә йилдин буян америка вә явропадики уйғур дияспораси билән алақидар болуп келиватимән. Мән 1990-йили шәрқий түркистанда зиярәттә болған чағлиримда, тәклимакан қумлуқиниң шималидики йипәк йолиниң түгүнидә кишини һәйран қалдуридиған аҗайип мәдәнийәтләрни, у қәдәр гүзәл шәһәр вә йезиларни, толиму алийҗанаб вә пикри очуқ инсанларни көргәнидим. Әмма өткән 10 йиллардин буян мән хитайниң уйғурларға қиливатқан зиянкәшликлиригә шаһит болуп келиватимән. Нәтиҗидә, мән тәбиий һалда уйғур дияспораси билән учришип, уларниң азаб-оқубәтлирини чүшинишкә, уларниң қандақ дәрдләргә муптила болуватқанлиқини ениқлашқа, уларниң кәчмишлирини өгинишкә башлидим. Буниң биләнла қалмай, нерва кесәлликлири илми, писхологийә вә роһий сағламлиқни тәтқиқ қилидиған башқа тәтқиқатчилар, мутәхәссисләр билән бирлишип бир проҗекитни башлаттим. Бизниң бу проҗекитниң (лайиһәниң) нишани хитайниң қабаһәтлик зораванлиқлири уйғурларда пәйда қилған еғир роһий азабларни тәкшүрүш вә давасини издәш иди. Биз бу хизмитимизни йеңила башлап, хитай һакимийитиниң уйғурларниң роһий дунясида пәйда қилған бу җараһәтләрниң нәқәдәр йүксәк бир дәриҗигә йәткәнликини һес қилдуқ”.
Томас шулзә әпәндиниң уйғурлар дуч келиватқан ирқий қирғинчилиқлар вә муһаҗирәттики уйғурларниң азаблиқ турмуши һәққидә көп мәлумати бар болуп, у, уйғурларниң тилидин, мәдәнийитидин, өрп-адәтлиридин, асарә-әтиқилиридин мәҗбурий айриветилип, миллий кимликиниң йоқилишқа йүз тутуватқанлиқини яхши билидикән.
Долқун әйса әпәнди сөзиниң ахирида, хитайниң чегра һалқиған бастурушлири вә униң муһаҗирәттики уйғурларда пәйда қиливатқан роһий бесимлирини кәспий писхологлар вә мутәхәссисләр җәм болған бундақ бир йиғинда оттуриға қоюшниң зор әһмийәткә игә икәнликини тәкитлиди.