Уйғурлар волкер түрктин вәдисини әмәлий тәдбиргә айландурушни күтмәктә
2024.08.30
Бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) ниң кишилик һоқуқ алий комиссари мишел бачелет (Michelle Bachelet) вәзиписидин айрилишниң алдида йәни 2022-йил 8-айниң 31-күни “шинҗаңниң кишилик һоқуқ әһвали” һәққидики доклатни елан қилғаниди. Доклатта хитайниң уйғур вә башқа түркий хәлқләр үстидики бастурушлири “инсанийәткә қарши җинайәт шәкилләндүргән болуши мумкин” дәп йәкүн чиқирилған. Мәзкур доклат елан қилинип икки йил өткәндә хитайниң уйғур елидики инсанийәткә қарши җинайәтлирини һелиһәм давамлаштуруватқанлиқи б д т ниң һазирқи кишилик һоқуқ алий алий комиссари волкер түрк (Volker Türk) 27-сентәбир күни елан қилған баянатта җәзмләштүрүлди.
Вәдигә тушлуқ тәдбир лазим!
Алий комиссар волкер түркниң бу баянатини кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати, хәлқара кәчүрүм тәшкилати қатарлиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлири қизғин қарши алди. Улар бу бу мунасивәт билән елан қилған баянатлирида б д т ни хитайниң уйғур вә башқа милләтләргә йүргүзүватқан кишилик һоқуқ җинайәтлиригә хатимә бериш вәдисигә әмәл қилишқа, шуниңдәк уйғур ирқи қирғинчилиқиға хатимә бериш үчүн хитайға бесимни күчәйтиш һәмдә мунасивәтлик җиддий тәдбирләрни йолға қоюшқа чақирмақта.
2024-Йили 29-авғуст дуня уйғур қурултийи вә хәлқарадики һөкүмәтсиз тәшкилатларниң ортақ имзалиқида волкер түркниң баянатини қарши елиш мәзмунидики “уйғур районидики вәһшиянә җинайәтләр” намлиқ бирләшмә баянат елан қилинди. Баянатта мундақ дейилиду:
“алий комиссар уйғур районидики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини ‛толуқ тәкшүрүш‚ кә чақирди һәмдә зиянкәшликкә учриғучилар үчүн сөз қилишқа вәдә бәрди. Биз алий комиссар волкер түркниң пүтүн мәмликәт миқясида давам қиливатқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә көңүл бөлгәнлики, җүмлидин б д т билән алақиси барларни халиғанчә тутуп туруш вә өч елиштин тәшвишлиниватқанлиқиға, шундақла униң хитай тәвәсидики кишиләрниң кишилик һоқуқни қоғдашни яхшилашқа ярдәм беришкә қатнашқанлиқиға апирин оқуймиз. ”
Дуня уйғур қурултийи, уйғур кишилик һоқуқ қурулуши, “уйғур һәрикити” қатарлиқ уйғур тәшкилатлиридин башқа йәнә хитайға қарши кишилик һоқуқ тәшкилатлири, хоңкоң вә тибәт тәшкилатлири, хәлқара қийнаққа қарши туруш тәшкилати (OMCT), чеграсиз мухбирлар тәшкилати қатарлиқ 19 тәшкилатниң имзаси билән елан қилинған бу бирләшмә баянатта хитайниң инсанийәткә қарши җинайәтләрни йүргүзүпла қалмастин, йәнә бу җинайәтлирини пүтүн күчи билән инкар қилишқа урунуп кәлгәнлики оттуриға қоюлди. Шуниң билән биргә әгәр хитайға қарши җиддий һәрикәт қолланмиғанда хитайниң инсанийәткә қарши мисли көрүлмигән җинайәтләрни давам қилидиғанлиқи тәкитләнди.
Хитайға бесим қилидиған яхши пурсәт
Мәзкур бирләшмә баянатта б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 9-сентәбир ечилидиған 57-қетимлиқ йиғинида бу мәсилә һәққидә җиддий тәдбир қоллиниш чақириқи оттуриға қоюлған. Шундақла хитай һөкүмитиниң һазирғичә өзиниң инсанийәткә қарши җинайәтлирини инкар қилиш вә җавабкарлиқтин қечиш билән мәшғул болуватқанлиқи, шуниң билән бир вақитта изчил һалда район миқясида бигунаһ кишиләргә зиянкәшлик қилишни кәң вә системилиқ иҗра қиливатқанлиқи, уйғурларға хас мәдәнийәт, диний етиқад вә тилни йоқитишни давам қиливатқанлиқини шәрһлигән. Волкер түркниң өзи бәргән вәдиләрни конкрет һәрикәткә айландуруш үчүн “алий комиссар зиянкәшликкә учриғучилар, һаят қалғанлар вә уларниң вәкиллири билән қәрәллик доклат бериш йиғини ечиш, йоқап кәткән вә наһәқ тутуп қелинған аилә әзалирини издәш һәмдә уларни әркинликкә чиқириштики зөрүр механизмларни орнитиш” дегәндәк конкрет тәләпләрни оттуриға қойған.
Дуня уйғур қурултийиниң дуняви һимайәгәрлик ишлири директори зумрәтай әркин бу һәқтә сөз болғанда б д т ниң һазирқи кишилик һоқуқ алий алий комиссар волкер түрк елан қилған баянатниң б д т кишилик һоқуқ кеңиши 57-қетимлиқ йиғини ечилишниң алдида елан қилинишиниң интайин муһим әһмийәткә игә икәнликини алаһидә әскәртиду. Униң қаришичә, бу бирләшмә баянат арқилиқ һәрқайси тәшкилатлар б д т ға әза дөләтләрни хитайниң уйғур елидики зиянкәшликигә хатимә беришкә вә бу тоғрисида уларға бесим ишлитишкә чақириқ қилған.
Һечқандақ хәвәр йоқ!
Б д т кишилик һоқуқ алий комиссари волкер түрк баянатида хитай һөкүмитигә давамлиқ бесип қилип, халиғанчә тутқун қилинған кишиләрни қоюп беришни тәләп қилидиғанлиқи, шуниңдәк йоқ қиливетилгән кишиләрниң из-дерикини қилидиғанлиқини билдүргәниди. Мәлум болғандәк, хитай даирилири 2016-йилидин кейин “икки йүзлимичиликкә қарши туруш” дегәндәк түрлүк баһаниләр билән уйғур сәрхиллирини нишан қилған чоң тутқунни башлиған болуп, лагер вә түрмиләргә қамалған нурғунлиған кишиләрниң та һазирғичә из-дерики болмай кәлмәктә.
Уйғур елидики шинҗаң университетиниң мудири ташполат тийип хитайниң 2017-йили башланған кәң көләмлик тутқунида ғайиб болған кишиләрниң бири. Кейинчә даириләрниң уни “бөлгүнчилик” билән әйиблигәнлики вә икки йил кечиктүрүп өлүмгә һөкүм қилғанлиқи дәлилләнгән иди. Ташполат тейипниң ғайиб болуши дуняда зор ғулғула қозғап, хәлқара илим саһәси вә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң қаттиқ әйиблишигә учриғаниди.
Һалбуки униң америкидики иниси нури тейип радийомиз зияритини қобул қилип көзгә көрүнгән уйғур зиялийси, пирофессор ташполат тейипниң тәқдири һәққидә һазирғичә һеч қандақ хәвәр йоқлуқини билдүрди. Униң ейтишичә, акиси ғайиб болғандин кейин у б д т ниң мунасивәтлик орунлири билән бир қанчә қетим көрүшкән болсиму, униң қәйәргә қамалғанлиқидәк әқәллий учурғиму игә болалмай бәкму өкүнгән. У “б д т ға әза дөләтләр әгәр хитайға мәхсус қанун турғузуп һәрикәт қилмиғанда йәнила һечқандақ нәтиҗә чиқмайду, хитай һөкүмити көз боямчилиқини давамлаштуриду” дәйду.
Вәдиләр үмид бәрди, әмма…
Хитайниң ғайиб қиливетишигә вә адаләтсиз һалда өмүрлүк қамаққа һөкүм қилишиға дуч кәлгән вәкиллик зиялийлардин бири инсаншунаслиқ вә уйғур фолклор саһәсидә бөсүш характерлик нәтиҗилири билән хәлқарада тонулған тәтқиқатчи, шинҗаң университетиниң пирофессори раһилә давут һесаблиниду. Пирофессор раһилә давут 2017-йилиниң ахири из-дерәксиз ғайиб болғандин буян, хитай һөкүмити униң ақивити һәққидә һечқандақ учур бәрмәй кәлмәктә.
Раһилә давутниң америкидики қизи әқидә ташполат зияритимизни қобул қилип, б д т кишилик һоқуқ алий комиссари волкер түрк елан қилған баянатниң өзигә үмид беғишлиғанлиқини билдүрди. У йәнә аписи раһилә давутқа охшаш адаләтсизликкә учриған милйонлиған уйғурлар үчүн дунядики барлиқ дөләтләр вә инсанларниң хитайға ортақ бесим ишлитиш мәсулийити барлиқини тәкитлиди.
Б д т кишилик һоқуқ кеңиши 2022-йили 31-авғустта елан қилған “шинҗаңниң кишилик һоқуқ әһвали” темисидики доклатта алаһидә орун алған уйғур вә башқа мусулман милләтләр дуч келиватқан җисманий қийнақ, мәҗбурий туғут чәкләш, меңә ююш вә җинси зораванлиқ қатарлиқ инсанийәткә қарши җинайәтләрни дәлилләштә лагер шаһитлириниң гуваһлиқлириниңму интайин муһим рол ойниғанлиқи мәлум. Америкидики лагер шаһитлиридин турсунай зиявудун хитай һөкүмитиниң “тәрбийәләш мәркәзлири” дә аялларға йүргүзүлүватқан қийин-қистақ вә җинсий зораванлиққа охшаш вәһшийликлириниң паш болушида ачқучлуқ рол ойниған иди.
Турсунай зиявудун зияритимизни қобул қилип, өзиниң һәр қетим хитайниң түрлүк тәһдитлиригә қаримастин б д т ға охшаш хәлқаралиқ тәшкилатлар вә хәлқаралиқ мәтбуатларға сөз қилишқа җүрәт қилишида “улар чоқум бизгә ярдәм бериду” дегән бир ишәнчниң йоқалмиғанлиқи муһим рол ойниғанлиқини тәкитләйду. Шуниң билән биргә бу вәдиләр һәқиқий тәдбиргә айланмиғанда зулумға учраватқан уйғур хәлқиниң әмди буниңға бәрдашлиқ берәлмәй қелишидин әндишә қиливатқанлиқини билдүрди.
Хитай ирқи қирғинчилиқ җинайәтлирини япалмиди һәм япалмайду!
Вашингтонда паалийәт қиливатқан уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқатчиси зубәйрә шәмсидин ханим б д т ниң һазирқи кишилик һоқуқ алий алий комиссар волкер түркниң уйғурларниң адалити үчүн һәрикәт қилидиғанлиқи тоғрилиқ бәргән вәдисини “хитайниң ирқи қирғинчилиқи башланғандин буян б д т тәрипидин хитайға берилгән әң күчлүк бир сигнал” дәп тонуйдиғанлиқини билдүрди. Униң қаришичә, буни йәнә өз нөвитидә хитайниң бастурушлириға һечқачан баш әгмигән вәтән ичи вә сиртидики уйғурларниң бир түрлүк ғәлибиси, дәп қарашқиму болиду.
Зубәйрә ханимниң тәкитлишичә, бу һал йәнә бир яқтин хитайниң уйғур ирқи қирғинчилиқини йепиш урунушлириниң мәғлуп болғанлиқини көрситип беридикән. У, бу йеңи илгириләш һәққидә тохтилип “буни уйғурларниң хитайға қарши күрәшлирини давамлаштурушиға илһам болсикән, дегән үмидтимән” дәйду.