Зәпәр алип: “диний вә миллий мәсулийитим миниң уйғур даваси сепигә киришимгә түрткә болди”

Вашингтондин мухбиримиз уйғар тәйярлиди
2023.12.22
Zeper-alip-semir-zuberi-1024 “уйғурларни хәлқаралиқ қоллаш” (International Support for Uyghurs) тәшкилати уюштурған “мустәмликичиликниң линзиси арқилиқ уйғур қирғинчилиқини тонуш” сүрәт көргәзмисидин көрүнүш, солдин оңға канадада һакимийәт бешидики либераллар партийәсидин келип чиққан канада парламент әзаси сәмир зубәри (Sameer Zuberi) ,“уйғурларни хәлқаралиқ қоллаш” тәшкилатиниң маслаштурғучиси зәпәр алип. 2021-Йили ноябир, пирага.
Зәпәр алип

Хитай коммунист һөкүмитиниң уйғур елидә елип барған түрлүк бесим вә зулумлири түпәйлидин уйғурлар өзлириниң ана вәтинидин айрилип дуняниң һәр қайси җайлириға көчүшкә мәҗбурланған болуп, һазир дуняда 1 милйондин артуқ уйғурниң муһаҗирәттә яшаватқанлиқи, булардин әң аз дегәндә 50 миң уйғурниң ғәрбтики демократик дөләтләрдә яшаватқанлиқи билинмәктә.

Монтреалдики либераллар партийәсиниң ианә топлаш йиғинидики көрүнүш,  канада баш министири җастин трудо билән “уйғурларни хәлқаралиқ қоллаш” тәшкилатиниң маслаштурғучиси зәпәр алип. 2023-Йили 7-ноябир
Монтреалдики либераллар партийәсиниң ианә топлаш йиғинидики көрүнүш, канада баш министири җастин трудо билән “уйғурларни хәлқаралиқ қоллаш” тәшкилатиниң маслаштурғучиси зәпәр алип. 2023-Йили 7-ноябир
Зәпәр алип

Мәлум болушичә, уйғурларниң оттура асиядики түркий дөләтләргә көчүп олтурақлишиши хели узун тарихқа игә, әмма уйғурларниң ғәрб әллиридә олтурақлишиш тарихи 1980-йилдин кейин башланғанлиқи мәлум. Шундақ болушиға қаримай, уйғурлар муһаҗирәттә көп қатламлиқ мәдәнийәттә түрлүк шәкилләрдә өзиниң мәвҗутлуқини намаян қилип кәлмәктә. Муһаҗирәттә өсүп йетилгән уйғур яшлиридин бир қисми өзлири яшаватқан дөләт вә җәмийәткә төһпә қошуш билән биргә, вәтәндики уйғурларниң дәрдигә дәрман болмақта. Канадада яшаватқан зәпәр алип әнә шу уйғурларниң бир вәкилидур.

“уйғурларни хәлқаралиқ қоллаш” (International Support for Uyghurs) тәшкилати уюштурған “мустәмликичиликниң линзиси арқилиқ уйғур қирғинчилиқини тонуш” сүрәт көргәзмисидин көрүнүш, 2023-йили 27-сентәбир, монтреал
“уйғурларни хәлқаралиқ қоллаш” (International Support for Uyghurs) тәшкилати уюштурған “мустәмликичиликниң линзиси арқилиқ уйғур қирғинчилиқини тонуш” сүрәт көргәзмисидин көрүнүш, 2023-йили 27-сентәбир, монтреал
isupportuyghurs.org

Вәтәндә туғулуп, 3 йешида вәтәндин айрилип германийә вә канадада үсүп йетилгән зәпәр алип, кейинки вақитларда уйғур дәвасиниң алдинқи сепидин урун алған авангарт уйғур яшлиридин бири болуп, өзи чоң болған дөләтниң тилида (инглизчә вә фирансузчә) уйғурларниң әһвалини аңлитип дуняниң, җүмлидин канаданиң диққитини уйғур мәсилисигә тартишқа тиришип кәлмәктә.

Биз бу мунасивәт билән, вәтәндики вә муһаҗирәттики уйғурларниң дәрдигә дәрман болуватқан зәпәр алип билән сөһбәт елип бардуқ.

Сөһбитимизниң тәпсилатини юқиридики улиништин аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.