Уйғурлуқниң изаһлиқ луғити

Ихтиярий мухбиримиз абдувәли аюп
2019.04.05
Uyghur-din-mollam-305 Уйғур моллилардин бириниң мәсчиттики көрүнүши.
AFP Photo

1. Мусулманлиқтин уйғурлуққа

Һәр қандақ милләтниң мәдәнийитидә хаслиқ, бирикмилик вә омумийлиққа ятидиған амиллар тәңла мәвҗут болиду. Милләттики хаслиқ шу милләтниң өзидила мәвҗут болған, шу милләтни башқилардин пәрқләндүрүп туридиған вә дуняда өзгичилик сүпитидә етирап қилинидиған амилларға қаритилған болиду. Мәсилән, уйғурларниң тили әң муһим хаслиқ болуп уйғурлуқимизниң ули, қорғанидур. Уйғурниң өрп-адити, әхлақий принсиплири, қиммәт қарашлар, уйғур сәнити вә шуниң тәркибидики әдәбият, музика, уссул, рәссамлиқ, тиятир, оюнлар, дарвазлиқ. . . Қатарлиқлар уйғурлуқ гүлиниң порәклиридур.

Уйғур мәдәнийитидики бирикмилик хусусийәткә игә амиллар туралғу, кийим-кечәк вә йемәк-ичмәктә көпрәк ипадилиниду. Уйғурлуқта яшаватқан һәр биримиз даим уйғурчә тамақ йәп, уйғурчә кийинип, ата-бовилар қалдуруп кәткән тал бараңлиқ һойла сарайларда, очақниң йенида момилар тиккән тәкийләргә йөлинип яшап болалмаймиз. Биз явропалиқлар ясиған юмилақ ширәдә олтуруп, ләңмәнни хитайдин киргән чока билән йәп кәйнидин бир истакан йешил чай буйрутқанға хитай болуп қалмаймиз. Дунядики һәммә милләтләрниң кийим, тамақ, туралғу мәдәнийитидә бизгә охшаш бирикмә хусусийәт вә арилашма һаләт мәвҗут. 

Уйғур мәдәнийитидики омумийлиққа мәнсуп амил ислам диниға аит мәзмунлар йәни бизниң мусулманлиқимиздур. Һалбуки, ислам уйғурларниңла дини әмәс, инсанийәтниң динидур. Уйғур мәдәнийитидики исламға хас мәзмунлар барлиқ инсанларға ортақ болуп, мусулманлиқ уйғурниң һәр бир әзасидики бир ихтияри таллаш, хусусий қарар мәсилиси. Инсан өзиниң қайси милләт болуп туғулушини таллиялмайду, әмма қайси динға етиқад қилишиға өзи қарар бериду. Шуңа инсанлар йоқалмайдикән, дин йоқалмайду. Дуняда хәвптә қалған, йоқитиливатқан милләтләр вә тилларни қоғдашқа чақириқлар бар, әмма хәвптә қалған динлар дегән уқумму мәвҗут әмәс. Шуңа һазир хәвптә қалғини бизниң шәхсий таллишимиз болған мусулманлиқимиз әмәс, бәлки миллий кимликимиз болған уйғурлуқимиздур. 
Уйғур мәдәнийитидики хаслиққа, бирикмиликкә игә мәзмунлар муһаҗирәттә уйғур мәдәнийитини тонуштурушта муһим рол ойнайду вә ойнаватиду. Шуңа хәлқаралиқ паалийәтләрдә, милләткә вәкиллик қилидиған орун вә сорунларда уйғурлуқ хаслиқимизниң сәнәт, кийим-кечәк вә йемәк-ичмәклиримиз билән намаян қилиниши муһим. Әгәр уйғурлуқ хаслиқимизға сәл қаралса хитай һөкүмити шуни аҗизлиқ дәп қарап һуҗумға өтүши мумкин. Мәсилән, 2019-йили 26-январда австралийәниң адилайд шәһиридә қутланған “австралийә күни” дә уйғурниң миллий кийимлирини кийгән хитайларниң алаһидә алқишқа еришкәнлики уйғурларни ойға салди. Өзини “шинҗаңлиқ” дәп ативалған хитайларниң австралийәдә йиллар бойичә уйғур уссулини ойнап уйғурниң хаслиқиға чаңгал селиватқанлиқи әмәлийәт иди, мана әмди байрамларда кийимлиримизни кийип чиқишқа башлапту. Демәк, хитай йөлигән “шинҗаңлиқлар” мәдәнийитимизгә вәкиллик қилишқа башлиди дегән сөз.

Уйғурлар 2014-йилдин кейин муһаҗирәткә кәң көләмлик йүзләнди. Ениқки, һәр қандақ бир инсан вәтинидин айрилғандин кейинла өзиниң кимлики һәққидә кәскин бир ойлинишқа дуч келиду вә пәрқлиқ қарарларни чиқириду. Уйғур муһаҗирлиридики кимлик һәққидә ойлиниш охшимиған шәкилләрдә ипадисини тапти. Бәзиләр уйғурлуқтики хаслиққа бәкрәк әһмийәт бәрсә, бәзиләр өзлири барған әлләрдики мусулман җамаити билән бир гәвдигә айлинип омумийлиққа қарап чоңқурлиди. Һәтта бәзиләр өзиниң мусулманлиқ хусусий таллишиға миллий кимликини қарши қоюп, бирини тәкитләп биридин кәчти яки теңирқап қалди.

Муһаҗирәттики уйғурларниң кимлик һәққидики бундақ таллаш, талаш-тартиш вә теңирқашлири давам қиливатқанда вәзийәт өзгәрди. 2017-Йили апрелдин башланған омумий тутқун уйғурларни хәлқара сәһнигә елип чиқти. Шуниң билән сәһнидә немини намаян қилимиз, қандақ намаян қилимиз дегән соал туғулди. Биз бу соалларға җаваб тепип болғучә хитай бизни мәрипәткә зит хурапатчи, сәнәткә қарши ашқун, тәрәққиятқа қарши җаһаләтчи көрситиш үчүн хитайниң ичи вә сиртида тәшвиқатни башлиди. Чәтәлләрдә хитай гумаштилири норузлуқ сәнәт кечиликлири, уссул фестиваллирини уюштуруп үлгүрди. Һазир шу нәрсә ениқ болдики, әгәр биз сәһниләрдә омумийлиқимизни, мусулманлиқимизнила тәкитләп, хаслиқимизни, уйғурлуқимизни гәвдиләндүрүшкә сәл қарисақ, хитай техиму һәддидин ешип, мәдәнийитимизгила әмәс, бәлки сиясий ирадимизгиму вәкиллик қилишқа башлиши, бүгүни уйғурчә кийинип уссулимизни ойнап чиққан болса әтиси дуня уйғур қурултийиға қарши “дуня шинҗаңлиқлар қурултийи” қуруп чиқиши мумкин. Шуңа уйғурлар милләт бойичә хәвптә қалған бу әснада һәр бир уйғур өзиниң хусусий таллишида миллий бурч билән шәхсий хаһишни арилаштуруп қоймаслиқи керәк.
(Мақалидики көзқарашлар апторға хас болуп, радийомизға вәкиллик қилмайду)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.