Қазақистандики уйғуршунаслиқ илими бүгүн мурәккәп җәрянларни баштин кәчүрмәктә
2021.12.30
Қазақистан уйғурлириниң өтмүшигә мураҗиәт қилидиған болсақ, болупму өткән әсирниң 70-90-йиллири қазақистанда уйғур мәдәнийитиниң, әдәбиятиниң, мәтбуатиниң, шу җүмлидин уйғуршунаслиқ илиминиң өз тәрәққиятидики әң юқири пәллигә йәткәнлики мәлум. Болупму уйғуршунаслиқ илми 1986-йили қазақистан пәнләр академийәси тәркибидә қурулған уйғуршунаслиқ институти иш елип барған дәвирдә чоң утуқларға йәткән иди. Уйғуршунаслиқ пәниниң буниңдин кейинму раваҗлиниши илмий хадимлар мәсилисигиму бағлиқ болди. Онлиған йиллар давамида уйғуршунаслиқ йөнилишидә һәл қилғучи рол ойнап кәлгән илмий хадимлар мәсилисидә көзгә көрүнәрлик өзгиришләр йүз бәргән иди. Мәзкур институтта паалийәт елип барған уйғур, қазақ, рус, туңган, татар вә башқиму милләт вәкиллиридин тәркиб тапқан уйғуршунаслар коллектипи көплигән илмий әмгәкләрни нәшир қилди, җумһурийәт вә хәлқара дәриҗидики илмий муһакимә йиғинлирини өткүзди. Бу җәһәттә институтниң башқиму хәлқара илмий-тәтқиқат мәркәзлири билән болған алақилири раваҗлинишқа башлиди. Лекин 1996-йили уйғуршунаслиқ институтиниң бир мәркәзгә айлинип, униң хдимлириниң кәскин дәриҗидә қисқириши, уйғуршунаслиқ илиминиң тәрәққий етишигә сәлбий тәсир қилди.
Ундақта, илим илим саһәсигә тонулған уйғуршунаслиқ институтиниң йепилишиға немә сәвәб болди?
“туран” университетиниң профессори, тарих пәнлириниң доктори абләт камалоф әпәнди зияритимизни қобул қилип, мундақ деди: “уйғуршунаслиқ бөлүми, андин болупму 1986-йили қурулған уйғуршунаслиқ институтиниң һөкүм сүрүшигә вә униң паалийитигә шу вақиттики совет иттипақи мәнпәәтдар болған. Сәвәби бу институт асасий җәһәттин шинҗаң уйғур аптоном райониниң сиясий, иқтисадий, мәдиний вә иҗтимаий мәсилилирини, у йәрдики гео-сиясий җәрянларни, шу земинда яшиған хәлқләрниң, биринчи новәттә уйғурларниң тилини әдәбиятини, өтмүш тарихини тәтқиқ қилишни мәхсәт қилған. Бу, әлвәттә өткән әсирниң 50-йиллиридин тартип совет иттипақи вә хитай оттурисидики қариму-қаршилиқтин келип чиққан иди. Кейин совет иттипақи ғулап, қазақистан мустәқиллиққа еришкәндин кейин, қазақистан билән хитай оттурисида өзара қошнидарчилиқ мунасивәтлири, сода-иқтисадий алақиләр орнитилди. Кейинки йилларда, йәни уйғуршунаслиқ институти йепилғандин кейин уйғуршунаслиқ мәсилилири алаһидә тәтқиқ қилиш обйекти болуш әһмийитини йоқатти.”
Абләт камалофниң ейтишичә, уйғуршунаслиқ институти қайта тәшкиллинип, униң орниға кәлгән шәрқшунаслиқ институти қармиқидики уйғуршунаслиқ мәркизи қазақистан вә шәрқ әллири мунасивәтлириниң тарихий-мәдиний, иҗтимаий-иқтисадий, сиясий, диний, шуниң билән бир қатарда, дуня мәдәнийәтлири мәсилилирини системилиқ рәвиштә тәтқиқ қилиш бойичә иш елип барған. Көплигән қийинчилиқларға қаримай, алий оқуш орунлири, шундақла уйғур мәктәплири үчүн оқуш қораллирини, шундақла илмий кадирларни тәйярлаш ишлириғиму паал арилишип кәлгән. Улар қазақистанниң башқиму илмий дәргаһлири вә алий оқуш орунлири, мәтбуат һәм нәшриятлар, мәдәнийәт, маарип вә сәнәт мәркәзлири билән һәмкарлишишта, асия, явропа вә а қ ш ниң йетәкчи илмий мәркәзлири билән бирликтә илмий лайиһиләрни орунлашта, хәлқара илмий муһакимә йиғинлирини башқиму илмий паалийәтләрни уюштурушта вә өткүзүштә алаһидә паалийәтчанлиқ көрситип, уйғурлар тарихи вә мәдәнийитини дуняниң һәр хил мәмликәтлиридә тонуштуруп кәлгән икән.
Абай намидики қазақ миллий педагогика университетиниң чоң оқутқучиси, филологийә пәнлириниң намзат доктори шаирәм баратова ханим 1996-йилдин тартип паалийәт елип барған уйғуршунаслиқ мәркизи һәққидә мундақ деди: “уйғуршунаслиқ мәркизи мәркизий асия, һәтта дуня бойичә хәлқимизниң тарихи һәм тил-әдәбиятини тәтқиқ қилидиған бирдин-бир илмий тәтқиқат мәркизи болуп кәлгәнлики ениқ. Әмма кейинки йилларда бәзи обйектип сәвәбләргә көрә мәркәз өзиниң бу маһийитини йоқитишқа қарап йүзләнди. Буниң асасий сәвәблириниң бири кадир мәсилиси дәп ойлаймән. Йеқинда билим вә пән министирлиқи тәрипидин илим-пән саһасигә алаһидә диққәт бөлүнидиғанлиқи тәкитләнгән иди. Демәк, кәлгүсидә тарих, әдәбиятшунаслиқ һәм тилшунаслиқ саһәлиридә йеңи кәшпиятларни барлиққа кәлтүридиған яшлар мәркәз тәркибигә қайта җәлп қилиниду дегән сөз. Лекин буниң барлиқини вақит көрситиду, дәп ойлаймән.”
Игилишимизчә, һазир уйғуршунаслиқ мәркизидә аз адәм ишләватқан болсиму, әмма мәмликәтниң һәр хил тәтқиқат мәркәзлиридә тил, әдәбият вә тарих мәсилилири билән шуғуллиниватқан алимлар йетәрлик икән. Уйғуршунас алимларниң мундақ чечилип кетиши бүгүнки күндики қазақистан уйғуршунаслиқ пәниниң өзигә хас бир алаһидилики дәп қаралмақта. Униң йәнә бир алаһидилики шуниңдики уйғуршунас алимлар дуня илим җәрянлириғиму йеқиндин арилишип кәлмәктә. Мәсилән, шуларниң бири абләт камалоф болуп, у явропа, а қ ш вә японийәгә охшаш чәт әллик уйғуршунасларниң паалийитигә актип арилишип келиватмақта. Абләт камалоф һазирқи вақитта явропа мәркизий асия тәтқиқатчилири бирләшмисиниң президенти, көплигән хәлқара илмий жорналлар тәһрират коллектипиниң әзаси. Пәқәт мушу йили униң бир қатар әмгәклири америка вә явропаниң нәшрлиридә йоруқ көргән.”
Радийомиз зияритини қобул қилған мухтәр әвезоф намидики әдәбият вә сәнәт институтиниң баш илмий хадими, филологийә пәнлириниң доктори, профессор алимҗан һәмрайеф әпәнди мундақ деди: “кейинки пәйтләрдә вәзийәт яхши тәрипигә өзгиришкә башлиди дәп ойлаймән. Чүнки шәрқшунаслиқ институтиниң рәһбәрлири йеқинда чоң йиғин өткүзүп, униңда бүгүнки уйғуршунаслиқни тәрәққий қилдурушниң наһайити муһим мәсилә икәнликини тәкитлиди. Алимлиримиз йеңи лайиһәләрни суниду дәп ойлаймән. Асасий мәсилә бизниң уйғур алимлири мушу ишқа қанчилик дәриҗидә бәллирини бағлап киришиду, мана шуниңда. Уйғур хәлқиниң бешиға чүшкән синақлар наһайити җиддий. Мушундақ бир шараитта бизму һәрикәт қилишимиз керәк.”
Алимҗан һәмрайеф илгирики уйғуршунаслиқ институти дәвридә илмий лайиһәләрниң көпинчә һөкүмәт тәрипидин тәвсийә қилинған болса, кейинки йилларда, йәни қазақистан мустәқиллик алғандин кейин бу җәһәттә көплигән өзгиришләрниң йүз бәргәнликини, болупму илмий лайиһәләрни тәстиқлаш қаидилириниң өзгәргәнликини тәкитлиди.
Мәлуматлардин игилинишичә, ахириқи йилларда уйғуршунас алимлар паалийитиниң хелә җанланғанлиқи илгири сүрүлмәктә. Бу биринчи новәттә қазақистанниң йетәкчи уйғуршунас алимлири рисаләт кәримова вә абләт камалофларниң рәһбәрликидә түзүлгән илмий лайиһәләрниң қазақистан билим вә пән министирлиқи тәрипидин тәстиқлинип, хираҗәт бөлүнгәнлики билән бағлиқкән.