Райн сам: “уйғурлар ‛аз санлиқ милләт‚ әмәс!”

Мухбиримиз нуриман
2022.11.10
rayn-sam-uyghurshunasliq-muhakime-yighinida Профессор райн сам муһакимә йиғинида “уйғурлар қандақ қилип ‛аз санлиқ милләт‚ болуп қалди?” дегән темида доклат бәрмәктә, 2022-йили 10-ноябир, җәнвә,
RFA

Шивитсарийәдики җәнвә университетида икки күн давам қилған иккинчи қетимлиқ хәлқаралиқ уйғуршунаслиқ илмий муһакимә йиғини 10-ноябир күни мувәппәқийәтлик ахирлашқан.

Мәзкур муһакимә йеғинини явропа уйғур иниститути, җәнвә университети, берюссел әркинлик университети, фирансийә дөләтлик шәрқ тиллири вә мәдәнийәтлири университети (INALCO) қатарлиқ 4 илмий орун бирликтә уюштурған болуп, һәрқайсий әлләрдин тәклип қилинған мутәхәссисләр мустәмликичилик вә уйғур тарихи темисиға беғишланған мақалилирини оқуп өткән.

Иккинчи қетимлиқ хәлқаралиқ уйғуршунаслиқ илмий муһакимә йиғининиң лозункиси
Иккинчи қетимлиқ хәлқаралиқ уйғуршунаслиқ илмий муһакимә йиғининиң лозункиси

Хитайниң шәрқий түркистандики мустәмликә сиясити вә уйғур тарихи,  бу қетимқи муһакимә йиғининиң асаслиқ темиси қилинған. Йиғинда “мустәмликичилик вә уйғур, хитай тарихиниң йезилиши”, “мустәмликә шәрқий түркистандики җәмийәтләр вә органлар”, “йеңи чеградики иқтисадий мәвҗутлуқ” вә “хитай хәлқ җумһурийитидики уйғурлар вә уларниң кимлики” қатарлиқ төт темида муһакимә елип берилған.

Мәзкур муһакимә йиғинида қатнашқан һәр саһәдики тәтқиқатчилар өзлириниң тәтқиқат мақалилирини оқуп өткәндин кейин, нәқ мәйданда вә торда қатнашқучиларниң сориған суаллириға җаваб бәргән.

Манчестер университетиниң профессори райн сам өзиниң “уйғурлар қандақ қилип ‛аз санлиқ милләт‚ болуп қалди?” намлиқ тәтқиқат мақалисини интайин бай тарихий мәнбәләр вә пакитилар арқилиқ чүшәндүрүп өткән.

У бу мақалисидә уйғурларниң хитайда вә хәлқарада қандақ болуп “аз санлиқ милләт” дәп атилип қилишиниң тарихий арқа көрүнүши һәққидә әтраплиқ чүшәнчә бәргән. У мундақ дегән: “мән һәр қетим уйғурлар ‛аз санлиқ милләт‚ дегән сөзни аңлиған вақтимда һәйран қалимән. Чүнки мениң тәтқиқат даирәм болған шинҗаңда, йәни тарим ойманлиқида уйғурлар һәргизму аз санлиқ әмәс. Бу районда йеқинқи бәш йилдин буян хитай һөкүмитиниң хитайларни йәрләштүрүш сияситиниң нәтиҗисидә, хитай нопуси үзлүксиз ашти. Әслидә уйғурларниң күндилик һаятта учришидиған вә биллә яшайдиған асаслиқ кишилири өз миллитидин болған инсанлар иди. Әлвәттә, хитайниң омумий нопусини көздә тутқанда, уйғурлар хитайда аз санлиқ һесаблиниду, әмма уйғурларниң өз юртида улар ‛аз санлиқ милләт‚ әмәс. Йәнә келип, көп сандики уйғурлар һаяти бойичә көп санлиқ уйғурларниң арисда чоң болған. Шуңлашқа немишқа уйғурлар даим ‛аз санлиқ милләт‚ дәп тилға елиниду? хитай ечидила әмәс, бәлки хитайнң сиртидиму, һәтта мәхсус уйғурларни тәтқиқ қиливатқан тәтқиқатчиларниң арисидиму уйғурларни ‛аз санлиқ милләт‚ дәп атайдиғанлар бар.”

Профессор райн самниң доклатидин көрүнүшләр
Профессор райн самниң доклатидин көрүнүшләр

Бу йиғинда уйғур вә оттура асия тарихи бойичә хәлқарада тонулған тәтқиқатчиларниң муһим темилардики мақалилири күчлүк диққәт қозғиған. Америка җорҗи тавн университетиниң пирофессори җәймис милвардниң “хитай тарихидики империйә вә мустәмликичилик һәққидә кеңийиватқан методлар: уйғур райони әһвали” намлиқ мақалиси, карлетон университетиниң пирофессори  әдиб халидниң “хитай вә русийә арисидики шәрқий түркистан, 1864-1949” намлиқ мақалиси, җорҗи вашингтон университетиниң ярдәмчи профессори ерик шлуселниң “әсир һалқиш мәзгилидики тарим ойманлиқида базарлар, содигәрләр вә азаб-оқубәтләр” намлиқ мақалиси шуниң җүмлисидиндур.

Доктор ерик шлусел мақалисидә муну нуқтиларни алаһидә тәкитлигән: “капитализимниң мустәмликичиликтики роли немә? биз мустәмликичлик вә импириялизм һәққидә тохталғинимизда, муну үч амилни чүшинишимиз зөрүр: содигәрлар, армийә вә дин тарқатқучилар. Мениң бу һәқтики тәтқиқат мақаләмдә чиң сулалисинң ахириқи мәзгиллиридики шәрқи түркистанниң аста-аста мустәмликә җәмийитигә айлиниватқанлиқи вә бу хил мустәмликә асаритиниң кейинки вақитларда техиму чоңқурлишип маңғанлиқи оттуриға қоюлған. Дәсләпки мустәмликичилик сиясити армийә тәрипидин елип берилған болса, кейинки мустәмликичилик тәбиийла содигәрләр тәрипидин давамлаштурулған.”

Икки күн давамлашқан бу муһакимә йиғини наһайити мол мәзмундики тимиларда елип берилған муһакимә вә мулаһизиләр билән қизғин елип бирилған.

Бу қетимлиқ илмий муһакимә йиғиниға қатнашқан тәтқиқатчилар бирдәк, уйғур мәсилиси тилға елинғанда хитайниң мустәмликичилики вә райондики мустәмликә сияситиниң һәмишә нәзәрдин сақит қилинип кәлгәнлики, һалбуки, хитайниң шәрқий түркистандики мустәмликчилик тарихини билишниң уйғурларниң бүгүнки тәқдирини чүшиништә ачқучлуқ рол ойнайдиғанлиқини тәкитләп өтүшкән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.