“уйғур яр фонди” вә пидакарларниң паалийәтлири уйғур пәрзәнтлирини тәбәссумгә чөмдүрмәктә

Ихтиярий мухбиримиз еһсан
2021.02.25
“уйғур яр фонди” вә пидакарларниң паалийәтлири уйғур пәрзәнтлирини тәбәссумгә чөмдүрмәктә “уйғур яр фонди” вә пидакарлар тәрипидин уйғур пәрзәнтлиригә соға қилинған Samsung Galaxy Tab A7 типлиқ таблит.
Social Media

Коруна вируси вабаси түпәйли мәктәпләрдә узундин буян йүз туранә дәрс өтүш мумкин болмай кәлмәктә. Охшимиған дөләтләрдә маарип министирлиқи тәрипидин йолға қоюлған йеңи бәлгилимиләргә асасән оқу-оқутуш паалийәтлири тор арқилиқ елип берилмақта.

Хитайниң бастуруш сиясәтлири түпәйли парчиланған муһаҗирәттики уйғур аилилириниң әслидинла иқтисадий әһвалиниң яхши әмәслики мәлум болуп, ваба түпәйли иғирлашқан ишсизлиқ вә иқтисадий киризис сәвәблик әслидики әһвалниң техиму яманлишиватқанлиқи көзәткүчиләр тәрипидин оттуриға қоюлуп кәлмәктә. Болупму түркийәгә йәрләшкән уйғурларниң иқтисадий бесиминиң күнсери ешип бериватқанлиқи илгири сүрүлмәктә.

Тор арқилиқ оқутуш хизмитиниң омумлишишиға әгишип, иқтисадий йүки еғир муһаҗирәттики уйғур пәрзәнитлириниң оқуш ишлириниң тосалғуға учраватқанлиқи мәлум болмақта.

Абдувәли аюп әпәндиниң “мәһбус роһлар” китабиниң нәшир қилиниши мунасивити билән “уйғур яр фонди” иқтисадий қийинчилиқи болған аилиләрниң пәрзәнтлиригә електронлуқ таблит тәминләп бериш паалийитини тәшкиллигән болуп, мәзкур паалийәт нурғунлиған кишиләрниң қоллишиға еришмәктә.

Мәзкур паалийәтни тәшкилләштә тиришчанлиқ көрситиватқан тиҗарәтчи аминә ваһит ханим бәзи уйғур аилилиридики пәрзәнтләрниң тор арқилиқ оқуш шараитиниң толуқ болмаслиқ әһвали һәққидә тәпсилий тохталди.

“уйғур яр фонди” ниң мәзкур паалийәткә мәсул хадими батур қариханли әпәнди паалийәтниң җәряни вә мәқсити һәққидә тохтилип ундақ деди: “биз уйғур проҗекти тәрипидин нәшр қилинған, абдувәли аюп язған ‛мәһбус роһлар‚ намлиқ китабниң нәшр қилиниш мунасивити билән ‛таблит һәдийә қилиш‚ паалийитини башлидуқ.

Әркин сидиқ әпәндимниң қоллиши, қериндашларниң бу паалийәткә аваз қошуши билән һазирғичә 21 данә таблит сетивелинип, ‛уйғуряр‚ ға мураҗиәт қилған пәрзәнтлиримизниң адресиға заказ қилинди. Һазирғичә 14 данә таблит пәрзәнтлиримизниң қолиға тәгди. Қалғанлири алдимиздики бир-икки күн ичидә тегиду.

Бу паалийәт башланғандин кейин әркин сидиқ әпәндим фейсбукта 5000 доллар ианә йиғиш паалийити башлиғаниди. Икки күн ичидә бу нишанға йәтти. Техиму көп пәрзәнтимизниң еһтияҗини қандуруш үчүн ианә нишани 8000 долларға йүксәлдүргәниди, бу нишанғиму йетәй дәп қалди. Қериндишлиримизниң қоллиши наһайити яхши болуватиду. Буниңдин қериндашлиримизниң маарипқа нәқәдәр әһмийәт беридиғанлиқини көрүвалғили болиду”.

“уйғур яр фонди” ниң мәзкур паалийитидин мәнпәәтләнгән һәбибә турған ханим паалийәтни тәшкиллигән вә қоллиған кишиләргә рәһмитини билдүрди вә мундақ деди: “бәзи бир қисим аилиләрдә үчтин төттин балилар болғанлиқи үчүн бир телефонға бир нәччә бала қарашқа тоғра келәтти. Мениңму үч балам тордин дәрскә қарайтти. Бирси қариса йәнә бирси қариялмайтти. Һәдийәгә еришкән сәбийләрни интайин хушал болди дәп ойлаймән”.

Тор арқилиқ оқутуш муһитида пәрзәнтләргә толуқ шараит яритип бериш муһаҗирәттики уйғурларниң нөвәттики маарип хизмитидә һәл қилиш зөрүр мәсилиләрниң бирси дәп қаралмақта. Мәзкур паалийәтниң кеңийиши үчүн муһаҗирәттики уйғурларниң қоллиши вә әмәлий ярдәмдә болушиниң зөрүрлики тәкитлиниватқан болуп, батур қариханли әпәндим бу һәқтә муһаҗирәттики уйғурларға чақириқ қилип мундақ деди: “мениң дуняниң һәрқайси җайлиридики қериндашлиримиздин түркийәдә яшаватқан пәрзәнтлиримизниң маарип ишиға әһмийәт беришини, бу еғир күнләрдә уларға ярдәм қилишини үмид қилимән. Һәммимизгә мәлум, маарипта мәғлуп болған милләт қәд көтүрүши оңай әмәс. Маарип билән йүзимиз йоруқ болиду.”

Муһаҗирәттики уйғур зиялийлири уйғур пәрзәнтлирини тәрбийәләшниң зөрүрлүкини тәкитләп келиватқан болуп, пәрзәнтләргә нөвәттики маарип әндизисигә уйғун шараит яритип бериш уларниң оқу-оқутуш ишлириниң тәрәққияти үчүн муһим басқуч һесаблинидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.