Уйғур академийәси тәшкиллигән “миллий мәпкурә вә миллий күрәш йоллири бойичә тәрбийәләш курси” ахирлашти
2021.05.10
8-Май күни башланған икки күнлүк “миллий мәпкурә вә миллий күрәш йоллири бойичә тәрбийәләш курси” 9-май күни ғәлибилик ахирлашти. Миллий мәпкурә вә миллий күрәш йоллири бойичә тәрбийәләш курси уйғур академийәси тәрипидин һәр йили тәшкиллинип келиниватқан болуп, мәзкур курс миллий дава сепидики яшларни сиясий җәһәттин тәрбийәләш вә йетиштүрүшни мәқсәт қилидикән.
Уйғур академийәсиниң иҗраийә рәиси абдулһәмид қарахан әпәндим зияритимизни қобул қилип, уйғур академийәси тәшкилләп келиватқан миллий мәпкурә курслири һәққидә тәпсилий мәлумат бәрди.
Мәзкур курсқа дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса, уйғур академийәсиниң рәиси алимҗан инайәт, уйғур академийәси хитай тәтқиқати институтиниң мудири пәрһат қурбан тәңритағли қатарлиқ кишиләр қатнашқан вә дәрс бәргән. Мутәхәссисләрниң қаришичә, бу хил тәрбийәләш курслириниң көпләп орунлаштурулуши уйғур дава сепи ичидики яшларниң тәрбийәлиниши вә сиясий тәҗрибә җуғлиши үчүн муһим рол ойнайдикән.
Уйғур академийәсиниң уйғур яшлирини сиясий җәһәттин тәрбийәләш вә таянч күч йетиштүрүш мәқситидә тәшкиллигән миллий мәпкурә курслири уйғур яшлири тәрипидин қизғин қарши илишқа еришмәктә. Уйғур рәһбәрләр вә зиялийлар мәзкур курслар арқилиқ яшларға уйғурларниң нөвәттики сиясий вәзийити, тәшкилатларниң роли, тәшкилләш вә башқуруш усуллири, һәр хил сиясий вә тарихий мәсилиләр һәққидики тәҗрибиләр үстидә әтраплиқ мәлумат бәрмәктә.
Уйғур академийәсиниң рәиси алимҗан инайәт әпәндим зияритимизни қобул қилип, уйғур яшлирини һәр тәрәплимә тәрбийәләш вә йетиштүрүшниң уйғур тәшкилатлириниң муһим вәзиписи икәнликини, миллий мәвҗутлуқимизни сақлашта бу хил курсларниң әһмийитиниң зор икәнликини тәкитлиди.
Уйғур академийәси тәрипидин орунлаштурулған миллий мәпкурә вә миллий күрәш йоллири бойичә тәрбийәләш курсиға қатнашқан һидайәт мусаҗан әпәндим мәзкур тәрбийиләш курсиниң яшларниң уйғур миллий давасини давамлаштуруш йолидики сиясий тәҗрибиләрни өгиништә муһим рол ойнайдиғанлиқини ейтти.
Уйғур академийәси өткән икки йилда сәккиз қетим охшимиған саһәләрдики уйғур тәтқиқатчи вә мутәхәссисләрни тәклип қилип, 97 нәпәр уйғур яш вә алий мәктәп оқуғучилириға “миллий мәпкурә вә тәшкилатчилиқ”, “таратқу вә тәшвиқат”, “хәлқара вәзийәт вә миллий күрәш йоллири” қатарлиқ мәзмунларда тәрбийәләш курси орунлаштурған болуп, көзәткүчиләр уйғур вәзийити күндин күнгә җиддийлишиватқан бүгүнкидәк күндә уйғур яшлиридин сиясий рәһбәр вә паалийәтчиләрни йетиштүрүшниң муһимлиқини тәкитлимәктә.