“волкисвагин” башлиқиниң уйғур елидики лагерлардин хәвири йоқлуқини илгири сүрүши байқут чақириқлирини оттуриға чиқарди
2019.04.17
Германийәниң даңлиқ аптомобил маркилиридин болған волксвагин аптомобил ширкитиниң иҗраийә башлиқи һерберт дайес 15-апрел күни, шаңхәйдики аптомобил көргәзмисигә қатнишиватқанда BBC агентлиқиниң мухбириниң зияритини қобул қилип, мухбирниң уйғур елидики инсан һәқлири дәпсәндичилики вә лагерлар һәққидики соаллириға дуч кәлгән. У мухбирниң хитай һөкүмитиниң уйғур елидә “қайта тәрбийә” намида бир милйондин ошуқ кишини қамап қойғанлиқини ейтиши билән “мән униңға баһа берәлмәймән. Мениң әһвалдин хәвирим йоқ” дәп җаваб бәргән.
Һалбуки, хитай билән әң чоң шерик болған вә һәтта уйғур елиниң мәркизи үрүмчидә 6 йил аввал волкисвагин аптомобил ширкитиниң бир тармақ қураштуруш завутини ачқан мәзкур ширкәт башлиқиниң у йәрдики вәзийәттин хәвәрсизликини илгири сүрүши иҗтимаий таратқуларда күчлүк наразилиқ қозғиди.
Уйғурларниң вәзийитидин хәвәрдар нурғунлиған тәтқиқатчилар, кишилик һоқуқ паалийәтчилири “волкисвагин” дин ибарәт бундақ нопузлуқ бир ширкәтниң ноқул пайдини көзләп, кәспий вә тиҗарәт әхлақини чәткә қайрип қоюшини қаттиқ тәнқид қилди. Әнгилийә ноттиңхам университетиниң асия тәтқиқат институтиниң алий дәриҗилик тәтқиқатчиси доктор андирәй фулда әпәнди бүгүн радийомизниң бу һәқтики соаллириға қайтурған язма инкасида һерберт дайәсниң “пайда алдида көзини юмувелиши қобул қилғусиз бир әһвал” дәп ипадә қилди. У елхетидә мундақ дегән:
“волксвагин ширкити иҗраийә башлиқи һерберт дайескә охшаш тонулған бириниң хитайдики базирини кеңәйтиштин ибарәт бир мәқсәт үчүн шинҗаңда йүз бериватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини көрмәскә селивелиши қобул қилғусиз бир әһвал. Униң бу әһвалдин хәвири йоқлуқини илгири сүрүши униң пайдини қоғлишиш бәдилигә әхлақий өлчәмләрдин йирақ қалған бири икәнликини көрситип турмақта. Дуняниң һәрқайси җайлиридики истемалчилар, әгәр волкисвагин ширкити хитай һөкүмитиниң шинҗаң районидики мәдәнийәт қирғинчилиқини мәниви җәһәттин қоллашни давам қиливәрсә униң мәһсулатини байқут қилиши керәк”.
Б б с агентлиқиниң һерберт дайес билән өткүзгән бу сөһбити тарқитилғандин кейин юқирида фулда әпәндим тилға алғанға охшаш волкисвагин ширкити мәһсулатини байқут қилиш чақириқи иҗтимаий таратқуларда кәң тарқилип, бәлгилик тәсир қозғиди. Бүгүн америкадики нопузлуқ гезитләрдин “вашингтон почтиси” гезитиму вәқәни сүрүштүргән. Өз иҗраийә башлиқиниң шаңхәйдә қилған сөзиниң қаттиқ тәнқидкә учрап кәткәнликини көргән волкисвагин ширкити бүгүн “вашингтон почтиси” гезити арқилиқ бир баянат елан қилип, вәзийәтни оңлашқа тиришқан. Улар “вашингтон почтиси” гезитигә бәргән баянатида ширкәтниң уйғур елидә уйғурлар учраватқан муамилидин хәвири барлиқини вә буни өзгәртиш үчүн бәзи актип қәдәмләрни ташлаватқанлиқини илгири сүргән. Улар йәнә баянатида: “волксвагин гурупписи үчүн тиҗарий паалийәтлиридә инсан һәқлиригә һөрмәт қилиш әң асасий пиринсиплиримизниң биридур” дәп көрсәткән.
Һалбуки бу волкисвагин гурупписиниң уйғур елидики лагерлар мәсилисидә биринчи қетим тилға елиниши әмәс. Бундин илгириму, йәни 2019-йили 11-март күни “хоңкоң әркин ахбарати” гезитидиму волкисвагин ширкитиниң бу һәқтики сүкүти сүрүштә қилинған. Гезиттики “хитайдики волкисвагин-германлар йәнә йиғивелиш лагерлиридин хәвәрсизликини илгири сүрәмду?” мавзусида елан қилинған мақалидә көрситилишичә, волкисвагин ширкитиниң чаңчүндики завутлирида ишләйдиған уйғур хизмәтчиләр асасән юртлириға қайтуруветилгән болуп, қайтурулғанларниң лагерға қамалған болуш еһтималлиқи интайин юқири икән. Мухбирниң игилишичә, завуттикиләр германийәлик башлиқларға йүз бериватқан әһвалларни ғәйрий рәсмий йоллар арқилиқ инкас қилған болсиму, бирақ улар мәсилигә нисбәтән бипәрва позитсийәдә болған.
Хәвәрдә германларниң әйни йиллардиму натсистларниң йәһудийларға қаратқан қирғинчилиқидин хәвәрсиз қалғанлиқини илгири сүридиғанлиқи вә тарихи таки натсистлар дәвригә тутишидиған волкисвагин ширкитиниң бүгүнму йәнә шундақ позитсийәни давам қилидиған-қилмайдиғанлиқи муназирә қилинған иди. Бүгүн биз бу соалға җаваб тепиш үчүн валксвагин ширкитиниң америкидики мәркизи билән алақиләшкән болсақму улардин бу һәқтә бир җаваб кәлмиди.
Америкадики уйғур паалийәтчиси рошән аббас ханим болса бүгүн радийомизға қилған сөзидә нөвәттә америкада хитайниң уйғур елидики бастурушлириға васитилик болсиму арилишип қеливатқан ширкәтләргә җаза тәдбири қоюш мәсилиси күчлүк қоллашқа еришиватқан бир шараитта волкисвагин ширкитиниң мәсулийәтсизликигә қарап турушқа болмайдиғанлиқини әскәртти. Рошән ханим тивиттир қатарлиқ иҗтимаий таратқуларда NVW хәштәг арқилиқ һәрикәт қозғап, волкисвагинға сигнал берилиши керәкликини билдүрди.
Нөвәттә волкисвагин ширкитини байқут қилиш чақириқи тивиттир вә фәйсбук қатарлиқ иҗтимаий таратқуларда кәң тарқилишқа башлиди вә қоллашқа еришти. Германийәлик тәтқиқатчи адириян зенз болса тивиттирдики сөзидә һәрбир кишини волкисвагин ширкитиниң хитайдики мәркизигә һәр күни уйғур елидики лагерлар һәққидә бир парчә хәвәр әвәтиш арқилиқ ширкәткә бесим пәйда қилиш керәкликини оттуриға қойди.