Берлинда ваң йиға қарши кәң көләмлик намайиш елип берилди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2020.09.01
wang-yi-myunxen-namayish-dolqun.jpg Хитай ташқи ишлар министири ваң йиға қарши елип барған кәң көләмлик бирләшмә намайиштин көрүнүш. 2020-Йили 1-сентәбир, берлин, германийә.
RFA/Ekrem

Д у қ берлинда хитай ташқи ишлар министири ваң йиға қарши кәң көләмлик бирләшмә намайиш елип барди.

Хитай ташқи ишлар министири ваң йи италийә, голландийә, норвегийә вә фирансийәдики зиярәтлирини түгитип 1-сентәбир германийәдики зияритини башлиғаниди. У башқа дөләтләрдә охшимиған даиридә түрлүк қаршилиқларға учриғанға охшаш германийәдиму күчлүк қаршилиққа дуч кәлгән.

Д у қ ниң тәшкиллиши билән германийәниң һәрқайси юртлиридин кечичә йол йүрүп 1-сентәбир күни сәһәрдә берлинға йетип кәлгән көплигән уйғурлар германийә ташқи ишлар министирлиқи бинаси алдида бүгүн, йәни 1-сентәбир күни тибәтләр, хоңкоңлуқлар, тәйвәнликләр вә һәрсаһә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң әзалири, уйғурлар вә тибәтләрни һимайә қилғучи йәрлик аһалиләр һәмдә бәзи парламент әзалириниң қатнишиши билән кәң көләмлик бирләшмә намайиш елип барған.

Намайиш муқәддимисидә сөз алған д у қ рәиси долқун әйса әпәнди нутқида хитай һакимийитиниң шәрқий түркистанда ирқий қирғинчилиқ елип бериватқанлиқини, германийә кәби демократик дөләтләрниң җиддий тәдбир қоллинип хитайниң инсанийәткә қарши бу җинайитини дәрһал тохтитиши лазимлиқини тәкитлигән.

Берлиндики намайиш мәйданидин зияритимизни қобул қилған д у қ ниң рәис вәкили турғунҗан алавуден әпәнди бу намайишқа йәнә германийәдики һәрқайси партийиләрниң бәзи әзалириниңму иштирак қилғанлиқини тилға алди. Униң билдүрүшичә, берлинда өткүзүлгән бу намайиш һәрсаһә мухбирларниң күчлүк диққитини тартқан.

Намайишчилар “хитай лагерларни тақа! хитай қанлиқ қирғинчилиқни тохтат! хитай террорист!” дегәндәк шоарларни товлап германийә ташқи ишлар министирлиқи бинаси алдини ләрзигә салған. Мюнхендин берип бу намайишқа қатнашқан яшлардин илияр сидиқ намайишниң толиму һаяҗанлиқ өткәнликини әскәртти.

Биз түрлүк учур қаналлириға қариғинимизда, берлиндики ваң йиға қарши намайишниң бүгүн германийә ахбарат васитилиридин кәң орун елишқа башлиғанлиқини көрдуқ. Д у қ ниң берлиндики шөбә ишханисиниң мудири ғәюр қурбан зияритимизни қобул қилип бу қетимқи намайиш тоғрисида бизни әтраплиқ мәлуматлар билән тәминлиди.

Ваң йиниң германийә зиярити бүгүн таратқуларниң қизиқ нуқтисиға айланди. Хәвәрләрдин мәлум болушичә, хитай ташқи ишлар министири ваң йиниң явропадики 5 дөләттә елип баридиған зияритиниң ахирқи бекити германийә иди. У бүгүн германийә ташқи ишлар министири хайко мас билән көрүшәтти. Хайко мас бирқанчә күндин буян германийәниң парламент әзалири вә германийәдики кишилик һоқуқ органлириниң бу сөһбәттә чоқум уйғурлар вә хоңкоң мәсилисини тилға елиш бесимиға учрап кәлгәниди. Германийә дөләтлик телевизийә қанилиниң бүгүнки бу һәқтики хәвиридә баян қилинишичә, хайко мас болупму уйғурлар вә җаза лагерлири тоғрисида еғиз ечиштин ибарәт интайин қейин бир синаққа дуч кәлгән. Әмма бу сөһбәтниң нәтиҗиси техи мәлум әмәскән.

Д у қ рәиси долқун әйса әпәнди зияритимизни қобул қилғанда, бу қетимқи намайишни уюштуруштики мәқсәт һәққидә тохтилип өтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.