Варис абабәкри ким, у қандақ өлди? (1)

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2019.11.28
Waris-ababekri.jpg 1980-Йиллардики уйғур оқуғучилар һәрикитиниң рәһбәрлиридин бири болған варис абабәкриниң албомидин көрүнүшләр.
Oqurmen Teminligen

1980-Йиллардики уйғур оқуғучилар һәрикитиниң рәһбәрлиридин бири болған варис абабәкриниң өлүми ғулғула қозғимақта.

Иҗтимаий учур васитилиридә икки йилдин буян хитайниң мәсулийәттин өзини қачуруш үчүн лагер яки түрмиләрдин пәқәт өлүм гирдабиға келип қалған тутқунларнила қоюп бериватқанлиқи, қоюп берилгән уйғур тутқунларниң бир һәптә билән бир ай арилиқида һаятидин айриливатқанлиқи тоғрисидики учурлар кәң тарқилип кәлмәктә иди. Варис абабәкриниң өлүми буниң йәнә бир дәлили болуп қалди.

1980-Йиллардики алий мәктәп оқуғучилар һәрикитиниң рәһбәрлиридин бири болған варис абабәкриниң 24-ноябир күни үрүмчидә “кесәллик сәвәби” дин қаза қилғанлиқ хәвири ашкариланди. Игилинишичә, варис абабәкри ахирқи қетим бу йил 11-айниң оттурилири лагердин қоюп берилгән вә қоюп берилип бир һәптидин кейинла “кесәллик сәвәби” дин қаза қилған.

Дуня уйғур қурултийи варис абабәкриниң өлүми мунасивити билән 27-ноябир баянат елан қилип, хитай һакимийитиниң шәрқий түркистандики уйғур сәрхиллиригә қиливатқан зиянкәшликлирини қаттиқ әйиблигән.

Алақидар мәлуматларға асасланғанда, варис абабәкри 1966-йили үрүмчидә туғулған. 1983-Йили шинҗаң университетиниң физика факултетиға оқушқа киргән. 1985-Йилидики “12-декабир оқуғучилар намайиши” ни тәшкилләшкә қатнашқан. 1987-Йили долқун әйса, рошән аббас қатарлиқ савақдашлири вә мәктәпдашлири билән биргә “истудентлар пән-мәдәнийәт уюшмиси” ни қуруп мәдәний ақартиш, саватсизлиқни ююш паалийәтлири билән шуғулланған. Мәзкур уюшминиң баш катипи вә бу уюшма нәшр қилған “пән вә мәдәнийәт” журнилиниң муһәррири болған. 1988-Йили 6-айниң 15-күни үрүмчидә өткүзүлгән алий мәктәп оқуғучилар намайишини тәшкиллигәнлики үчүн шу йили 9-айда долқун әйса билән биргә мәктәптин қоғланған. 1994-Йиллири у “йолчилар” пән-техника учур мулазимәт ширкитини қуруп, пән-техника билимлирини йезиларға қәдәр омумлаштуруш үчүн тиришқан. 2000-Йиллардин башлап сенарийәләр йезишқа, филимлар ишләшкә, режиссорлуқ қилишқа, журналлар нәшр қилдурушқа башлиған. Көп қетим сақчилар тәрипидин тутуп кетилип, йәнә қоюп берилгән. Ахирқи қетим 2019-йили 1-айда намәлум сәвәбләр билән лагерға қамалған.

Әлвәттики, уни тониғучилар үчүн варис абабәкри тоғрисидики бу мәлуматлар униң кимликини йорутуп беришкә, униң өлүминиң сирини ечип беришкә йетәрлик материял болалмайдикән.

Ундақта, варис абабәкри зади ким? у зади қандақларчә һаятидин айрилди?

Биз бу соалимизға варис абабәкриниң әйни замандики савақдиши, сәпдиши, дости болған д у қ ниң рәиси долқун әйса, қурултай муһаҗирлар бөлүминиң мәсули мәмәт тохти вә “уйғур һәрикити” тәшкилатиниң рәиси рошән аббас ханимлар җаваб бәрди.

Д у қ рәиси долқун әйса әпәнди варис абабәкриниң 1985-йилидики 12-декабир алий мәктәп оқуғучилар намайишиниң тәшкиллигүчилиридин бири болупла қалмай, шәрқий түркистан тәвәсидә әйни заманда зор тәсир қозғиған “истудентлар пән-мәдәнийәт уюшмиси” ниң қурғучилиридин бири болғанлиқини, хитайни биарам қилған нурғун паалийәтни заманида варис абабәкри билән ортақ пиланлиғанлиқини тилға алди.

Канадада яшайдиған д у қ муһаҗирлар бөлүминиң мәсули мәмәт тохти әпәндиму мәрһум варис абабәкриниң өз заманидики йеқин дости, сәпдиши болуп өткән уйғур зиялийлириниң бири. У варис абабәкри һәққидә тохталғанда “варис абабәкри вәтинимиз йетиштүргән әң есил оғланларниң бири иди,” дегәнләрни тилға алди һәмдә өзиниң варис абабәкри билән болған мунасивити һәққидә мәлумат бәрди.

Варис абабәкриниң өлүмидин қаттиқ қайғурған америкадики “уйғур һәрикити” тәшкилатиниң рәиси рошән аббас ханим бу хусуста тохталғанда, варис абабәкрини оттура мәктәптин тартипла тонуйдиғанлиқини, униң аилә тәрбийәси нәтиҗисидә кичикидинла вәтән-милләт тәқдиригә көңүл бөлүп яшайдиған бир яшқа айланғанлиқини, униң наһайити илғар кишилик пәзиләтләргә игә икәнликини баян қилди.

Һалбуки, 1988-йили 9-айда алий мәктәптин қоғланғандин тартип таки 2019-йили хитайниң җаза лагерлиридин чиқип бир һәптидин кейин һаятидин айрилғанға қәдәр болған арилиқта варис абабәкри хитайниң изчил һалда йоқитиш нишани болуп кәлгән вә көп қетим тутқун қилинған. Униң хитай бесимидин қутулуп, әркин дуняға һиҗрәт қилиш чүши әмәлгә ашмастинла, һаяти җаза лагерлириниң қурбаниға айланған. Бу һәқтә келәрки қетимлиқ программимизда әтраплиқ мәлумат беримиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.