Вашингтондики хитай әлчиханиси “қизил натисизим” ға қарши “инсанлар зәнҗири” билән қоршалди
2019.09.30
Хитайда хитай хәлқ җумһурийити қурулғанлиқиниң 70 йиллиқи тәбриклиниватқанда вашингтон шәһиригә җайлашқан хитайниң америкадики баш әлчиханиси 29-сентәбир күни хитайға қарши партийә вә тәшкилатлардин кәлгән нәччә йүзлигән вәкилниң қоршавида қалди. Әлчихана алдидики йүзлигән иштиракчиларниң әтрапида толуқ қоралланған он нәччә сақчиниң вәзипә өтиши, түрлүк шәкилдики санҗақ-санҗақ байрақлар қатарида ай-юлтузлуқ көк байрақниң мәйин шамалда йәлпүнүп туруши, мәйдандики он нәччә ахбарат оргининиң мухбирлири вә уларниң бәс-бәстә охшимиған шәхсләрни зиярәт қилип филимға елишлири дегәнләр бу қетимқи паалийәтниң бир қетимлиқ адәттики йиғилиш әмәсликидин бешарәт берәтти.
Дәрвәқә, бу қетимқи йиғилиш америкадики пуқравий тәшкилатлардин болған “пуқралар күчи”, “диний зиянкәшликкә қарши туруш бирләшмиси”, “әркин тибәт оқуғучилар һәрикити”, “америка уйғур бирләшмиси”, “чен гуаңчең фонди” қатарлиқ йигирмә нәччә тәшкилат бирлишип уюштурған “хитай әлчиханисини инсанлар зәнҗири билән қоршайли” темисидики аммиви йиғилиш иди. Йиғилиш қатнашқучилириниң қоллиридики пилакатларға йезилған “хоңкоң, биз сән билән биллә”, “уйғурларни қирғин қилишни тохтат!”, “қизил хитай әмәлийәттә қизил натсизимдур”, “ши җинпиңни ағдуруветиш инсанийәткә бәхт елип келиду” дегәндәк инглизчә вә хитайчә хәтләр бүгүнки намайишниң асаслиқ мәзмунини қисмән болсиму әкс әттүргән иди.
Паалийәт башланғанда һәрқайси тәшкилатлар өз байрақлирини егиз көтүргиничә мәйданға топлинип, хитай һөкүмитигә қарши түрлүк шоарларни товлиди вә нутуқларни сөзлиди.
Паалийәт башланғанда “пуқралар күчи” тәшкилатиниң рәиси доктор яң җйәнли алди билән сөз алди: “бизниң бүгүнки паалийитимиз хоңкоңдики демократийә һәрикитини қоллашни мәқсәт қилиду, шуниң билән биргә биз шуниңға шаһит болмақтимизки, хитай компартийәсиниң өткән 70 йиллиқ һөкүмранлиқи маһийәттә қизил рәңлик натсизимниң давам қилиши болди, шу сәвәбтинму бүгүнки паалийәт үчүн лайиһиләнгән байраққа оғақ-болқини ориған юлтузлар арқилиқ гитлер германийәсиниң свастика бәлгиси чүшүрүлди, йәни хитай компартийәсиниң партийә байриқи мушундақ йеңичә лайиһәләнди. Чүнки хитай һакимийити һазир ‛хитайчә алаһидиликкә игә натсизим‚ басқучида турмақта. Хитай һөкүмити 1-өктәбир күни һәйвәтлик һәрбий парат өткүзүш арқилиқ дуняға өзиниң һәрбий қуввитини көз-көз қилмақчи болуватиду, бу әмәлийәттә бир зор аҗизлиқниң бәлгиси. Шуңа бүгүн хитайниң вашингтон шәһиридики баш әлчиханиси хитайға қарши күчләрниң ‛адәм зәнҗири‚ билән қоршалди. Биз бу арқилиқ хоңкоң, тибәт вә уйғурларниң әркинлик һәрикитини қоллайдиғанлиқини билдүрмәкчимиз. Тибәтләргә әркинлик! шәрқий түркистанға әркинлик!”
Арқидин тонулған кишилик һоқуқ паалийәтчилиридин әма адвокат чен гуаңчең, уйғур паалийәтчи зубәйрә шәмсидин қатарлиқ бир қисим вәкилләр қатарида уйғур америка бирләшмисиниң рәиси елшат һәсәнму сөзгә тәклип қилинди. У хитай һөкүмитиниң аталмиш “шанлиқ 70 йил” тәнтәниси өткүзүлүватқанда кишиләрниң бу 70 йиллиқ тарихта һаятидин айрилған милйонлиған кишини унтумаслиқини, шулар қатарида һазир уйғурларниң бу зулумниң әң чоң қурбани болуватқанлиқини тәкитләп “шәрқий түркистанда һазир икки милйондин артуқ уйғур лагерға қамалди, әмди бу һакимийәткә хатимә беришниң ахирқи пәйти йетип кәлди” дәп көрсәтти. Арқидинла у “хитай компартийәсини ағдуруп ташлайли!”, “шәрқий түркистанниң мустәқиллиқи яшисун!” дәп шоар товлиди.
Арилиқта биз бу қетимқи паалийәтни тәшкилләшкә қатнашқан уйғур паалийәтчиләрдин зубәйрә шәмсидиндин бу қетимқи паалийәт тоғрилиқ мәлумат соридуқ. У бу қетимқи паалийәтниң бир қетимлиқ һәмкарлиқ шәклидә оттуриға чиққанлиқи һәққидә мәлумат бәрди.
Паалийәт җәрянида һәрқайси тәшкилатларниң вәкиллири арқиму-арқидин сөзгә чиқип, хитай компартийәсиниң нөвәттики әркинликни бастуруш, демократийәни чәкләш, диктаторилиқни кеңәйтиш қилмишлири һәққидә охшимиған нуқтилардин шикайәт қилди.
Бир қатар нутуқлардин кейин бүгүнки паалийәтниң бир муһим мәзмуни сүпитидә иштиракчилар һалқа болуп, йәргә ташланған “қизил натсизим” байриқини бир-бирләп дәссәп өтти. Шуниңдәк мушу арқилиқ өзлириниң хитай компартийәсиниң һөкүмранлиқини дәссәп-чәйләштәк арзуси вә ғәзивини ипадилиди.
Биз шу қатарда аялиниң ярдими билән байрақни дәссәп өткән әма адвокат чен гуаңчеңни зиярәт қилдуқ. У хитай компартийәсиниң уйғурлар дияридики һөкүмранлиқидин қандақ савақларни елиш мумкинликини сориғинимизда дүшмәнни тонушниң бәкму муһим икәнликини тәкитлиди.
“биз алидиған бир чоң савақ шуки, һәқиқий дүшмәнниң ким икәнликини айдиңлаштурувелиш бәк муһим. Буни айдиңлаштурвалмиғанда туюқ йолға кирип қалидиған гәп. Мәсилән, хитай хәлқи барлиқ уйғурларни бир чоң мәсилә, дәп қариса яки болмиса уйғурлар ‛пүткүл хитай миллити бизниң дүшминимиз‚ дәп қариса бу қарашлар оңайла бизни туюқ йолға башлап қойиду. Бу идийәви җәһәттики бир зор хаталиқ болуп, мәсилиниң нәқ йилтизини туталмиғанлиқ болиду. Биз шуни тонуп йетишимиз лазимки, һазир хитай компартийәсиниң диктатора һакимийити бизниң ортақ дүшминимиз болуп һесаблиниду. Барлиқ миллий зиддийәтләр, қирғинчилиқлар бирдәк хитай компартийәсидин ибарәт мушу қәбиһ һөкүмәтниң миллий өчмәнликкә от қуйруқлуқ қилиши билән шәкилләнгән. Шуңа биз мушу әшәддий ортақ дүшмәнни йоқатқан вақтимизда нурғун мәсилиләр өзлүкидинла һәл болуп кетиду. Шуңа һәрқайси милләтләр, мәйли хитайлар болсун яки уйғурлар болсун яки тибәтләр болсун сәвәбни бир милләттин әмәс, бәлки диктатора хитай компартийәсидин ибарәт мушу ортақ мәнбәдин излиши лазим.”
Уйғур тәшкилатлириму бу қетимқи паалийәтни уюштурушқа йеқиндин күч чиқарған иди. Шулардин америка уйғур бирләшмисиниң рәиси елшат һәсән бу һәқтики зияритимизни қобул қилип, бу хил бирләшмә һәрикәтниң һазир уйғур даваси үчүн зөрүр икәнликини билдүрди.
Вашингтондики “уйғур кишилик һоқуқ қурулуши” ниң директори өмәр қанатму өзиниң ашу хил пикиргә майил икәнликини ейтти.
Паалийәтниң ахирида биз бу қетимқи паалийәтни баш болуп уюштурған “пуқралар күчи” тәшкилатиниң рәиси яң җйәнли билән сөзләштуқ. Биз униңдин бу паалийәтниң немә үчүн хитай әлчиханиси ишлимәйдиған һәптә ахириға уюштурулғанлиқини сориғинимизда буниңда бирнәччә сәвәб барлиқи тоғрисида чүшәнчә бәрди:
“бүгүнкиси бу бир йәр шари характерлик паалийәт. 29-Сентәбир күни һоқуқ мәркәзчиликигә қарши туруш вә хоңкоңни қоллаш мәзмунидики бу паалийитимиз ялғуз вашингтон шәһиридила әмәс, бәлки дуняниң башқа җайлиридики 50 нәччә шәһәрдә бирла вақитта өткүзүлүватиду. Бу күнни таллишимизда мундақ икки сәвәб бар: бири, хитай һөкүмитиниң 1-өктәбирдики дөләт қурған хатирә күнни тәбриклишигә қаршилиқ көрситиш, йәнә бири, бүгүн йәкшәнбә болғанлиқи үчүн кишиләр асанрақ йиғилалайду. Бизниң асасий мәқситимиз авазимизни дуня хәлқигә аңлитиш һәмдә уларға хитайниң әлчиханисини бизниң адәмләр зәнҗири билән қоршиғанлиқимизни көрситип қоюш. Ишинимәнки, хитай һөкүмити бу садаларни аллиқачан аңлап болди. Шуңа бүгүн әлчиханиниң очуқ яки тақақлиқ болуши биз үчүн муһим әмәс. Биз бу йәрдә хитай һөкүмитиниң йеңичә шәкилдә натсизим вә фашизим йолиға меңиватқанлиқини дуняға паш қиливатимиз. Немишқа десиңиз әйни вақитта гитлер германийәси қилған бир чоң иш уларниң милйонлиған йәһудийни лагерларға қамиши иди. Һазир шинҗаңда хитай һөкүмити милйонлиған уйғурни лагерға қамап болди. Мушуниң өзи хитайниң наһайити рошән болған хитайчә натсизим шәклини елип болғанлиқини көрситиду. Шуңа биз мушу байрақ арқилиқ дуняға хитайниң һазир ши җинпиңниң һөкүмранлиқида қизил натсизимға меңиватқанлиқини ейтмақтимиз.”
Ахирида паалийәтчиләр бирликтә хитай рәиси ши җинпиңниң рәсими чүшүрүлгән, әмма өлүм лентилири есилған чоң матәм гүлчәмбирикини қолму-қол көтүрүп, әлчихана алдиға тикләп қойди. Улар мушу арқилиқ өзлириниң арзусини, йәни хитай компартийәсиниң йеқин кәлгүсидики һалакитини алдин тәбриклимәктә иди.