Вашингтонда хитай һөкүмитигә қарши зор көләмлик бирләшмә намайиш өткүзүлди
2020.10.02
Һәр йили 1-өктәбир күни муһаҗирәттики уйғур җамаити түрлүк паалийәтләр вә намайишлар арқилиқ өзлириниң хитай һөкүмитигә болған ғәзәп-нәпритини вә уйғурларниң әркинликкә болған тәлпунишини ипадиләп келиватқан болуп, бу һал уларниң даимлиқ адәтлириниң биригә айлинип кәткән иди. Әмма бу 2020-йилидики 1-өктәбир күнини америка уйғур җамаити өзгичә болған зор көләмлик намайиш арқилиқ күтүвалди.
Бу қетим дуня уйғур қурултийи, америка уйғур бирләшмиси, “уйғур һәркити” тәшкилати, уйғур кишилик һоқуқ қурулуши қатарлиқ уйғур тәшкилатлири тибәтләр, моңғуллар, хитайлар вә хоңкоңлуқларниң һәрқайси пуқравий тәшкилатлири, шуниңдәк “пуқралар күчи”, “комунизим қурбанлири хатирә фонди” қатарлиқлар билән бирликтә америка дөләт мәҗлисиниң алдида “хитай компартийәсигә дунявий миқяста қарши турайли” темисидики наразилиқ намайиши өткүзди. Дөләт мәҗлиси алдидики кәң мәйдан әтигәндила нәччә йүз кишиниң қоллиридики санҗақ-санҗақ байрақлар билән толған болуп, шулар қатарида ай-юлтузлуқ “шәрқий түркистан байриқи”му алаһидә көзгә челиқатти. Намайишчилар арисидики уйғурларниң көп қисми вашингтон шәһригә анчә йирақ болмиған вирҗинийә вә марийланд шитатлиридин кәлгәнләр болса, йәнә бәзиләр нәччә саәтләп машина һәйдәп башқа шитатлардин кәлгән уйғурлар иди. Қатирисиға тизилип кәткән һәрқайси ахбарат вастилириниң мухбирлар қошуниму бу қетимқи намайишниң вашингтон шәһридики пәвқуладдә әһмийәткә игә бир қетимлиқ йиғилиш икәнликидин бишарәт бәрмәктә иди.
Алди билән пайтәхт тибәтләр бирләшмисиниң рәиси тензин барше сөзгә чиқип хитай хәлқ җумһурийити қурулғанлиқиниң 71 йиллиқ хатирә күнидә хитайниң зулум вә бастурушлириға әң еғир учриған хәлқләрниң чуқанлирини йәнә бир қетим бир йәргә җәм қилиш үчүн бу қетимқи намайишниң тәшкилләнгәнликини тәкитлиди. У сөзидә бу қетимқи намайишниң дуня миқясида тәңла өткүзилидиғанлиқини билдүрүш билән биргә, бүгүнки паалийәтниң баш темиси “хитай компартийәсиниң вәһшиянә зулум сиясәтлиригә қарши дунявий бирликсәп һасил қилиш” керәкликини билдүрди. У сөзидә хитай компартийәсиниң уйғурлар дияридики милйонлиған уйғурни лагирға қамаш һәмдә мәҗбурий әмгәккә селиш қилмишини, шуниңдәк уларниң тибәт вә моңғулларға сиясий, иқтисад вә мәдәнийәт җәһәтләрдә ашкара вә йоқитиш характерлик асмилатсийә тәдбирлирини иҗра қиливатқанлиқини сөзләп өтти.
Арқидин уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәшкилатиниң директори өмәр қанатму сөзгә чиқти. У сөзидә бүгүнки күнниң уйғур, тибәт вә моңғуллар үчүн охшашла бир матәм күни икәнликини, чүнки буниңдин 71 йил илгири хитай компартийәсиниң һакимийәтни қолға елишиға әгишип бу милләтләрниң хитай болмаслиқиниң өзи улар үчүн бир җинайәт болуп қалғанлиқини, мана әмдиликтә болса бу милләтләрниң хитайлардин пәрқлиқ болған миллий алаһидиликлири вә диний етиқадлириниң улар дуч келиватқан түрлүк қирғинчилиқ тәдбирлиригә баһанә болуватқанлиқини, шу қатарда уйғурлар дуч келиватқан лагир вә мәҗбурий әмгәкниң һазир омумийүзлүк һадисигә айлинип пүткүл уйғурларни нишан қиливатқанлиқини, хитай компартийәси баш болуп иҗра қиливатқан бу йоқитиш тәдбирлиригә һазир пүтүн дуняниң шаһид болуватқанлиқини, шу сәвәбтин әмди хитай компартийәсини ағдуруп ташлаш үчүн дуня бойичә бир яқидин баш чиқириш пәйтиниң йетип кәлгәнликини тәкитләп өтти.
Шуниңдин кейин тибәтләр, моңғуллар, хоңкоңлуқлар, хитай демократлири қатарлиқ һәр саһәгә мәнсуп тәшкилатларниң вәкиллири арқиму-арқидин сөзгә чиқип, хитай компартийәсиниң сиясий, иқтисадий, мәдәнийәт вә күндилик турмушқичә болған саһәдә қандақ бастуруш вә қирғинчилиқни вуҗутқа кәлтүргәнлики һәққидә охшимиған нуқтилардин пикир баян қилди. Болупму “пуқралар күчи” тәшкилатиниң рәиси яң җйәнли, америка уйғур бирләшмисиниң рәиси қуззат алтай, “җәнубий моңғулийә кишилик һоқуқ вә учур мәркизи”ниң рәиси енги батур, “комунизим қурбанлири хатирә фонди”ниң вәкили кристян онейл, “тибәт яшлар қурултийи”ниң рәиси тензин юртун қатарлиқлар өз хәлқи учраватқан бастуруш вә қирғинчилиқ һәркәтлирини җанлиқ мисаллар билән баян қилди. Шу җәрянда бу қетимқи бирләшмә намайишни тәшкилләшкә алаһидә күч чиқарған “уйғур һәркити” тәшкилатиниң рәиси рошән аббас зияритимизни қобул қилип, бу қетимқи намайиш һәққидә қисқичә мәлумат бәрди.
Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң директори өмәр қанат зияритимизни қобул қилғанда нөвәттә америка дөләт мәҗлисидә уйғурларға мунасивәтлик икки түрлүк қанун лайиһиси мақулланған болсиму, уйғурлар дуч келиватқан зулум вә қирғинчилиқ үчүн буни йетәрлик, дәп қарашқа болмайдиғанлиқини, шуңа бу җәһәттә мушундақ паалийәтләрни техиму көпләп тәшкилләш зөрүрлүкини билдүрди.
Бу қетимқи бирләшмә намайишқа тәклип қилинған әзиз меһманлар ичидә америка дөләт мәҗлисиниң бир қисим әзалири вә хитай ишлириға мунасивәтлик комитетларниң хадимлириму бар иди. Шулардин авам палата әзаси, “уйғурлардики мәҗбурий әмгәкни чәкләш қануни”ниң авазға қоюлуш хизмитигә йеқиндин иштирак қиливатқан том суазийму сөзгә чиқип, зулум вә бастурушқа учраватқан шунчә көп хәлқниң бир йәңдин қол чиқирип, ортақ арзу вә ирадә билән йәнә бир қетим бир йәргә җәм болғанлиқидин бәкму тәсирләнгәнликини алаһидә сөзләп өтти. Шуниңдәк хитай компартийәсиниң нөвәттә уйғурларни пүткүл милләт бойичә йоқитиш, уларниң тили, мәдәнийити вә башқа барлиқ миллий алаһдиликлирини өзгәртишкә урунуштәк қилмишиниң аллиқачан дуняға кеңйийватқан бир йүзлинишкә айлинип болғанлиқини, шу сәвәбтин хитай компартийәсиниң ялғуз уйғурлар, тибәтләр яки моңғуллар вә яки хоңкоңлуқлар үчүнла әмәс, бәлки дунядики һәр бир инсан үчүнму тәһдит вә хәтәргә айлинип қалғанлиқини, америка һөкүмитиниң “хитай бай болса демократийәгә өтиду” дәйдиған қарашниң хата болғанлиқини ахирқи һесапта тонуп йәткәнликини алаһидә тәкитлиди.
Арқидинла сөзгә чиққан рошән аббасниң уйғурлар дияридики сиясий бастуруш вә ирқий қирғинчилиқ һәққидә қилған сөзлири бүгүнки намайишниң муһим мәзмунлиридин болған “сиясий дирама” көрүнүшидә җанлиқ әкс әтти. Буниңда намайишқа қатнашқан уйғурлардин йүз киши лагир тутқунлириниң мәһбуслуқ кийимигә тәқлид қилинған кийимләр билән пут-қоллири кишәнләнгән, көзлири теңилған һалда йүкүнүп олтуруп, әйни вақитта корла пойез истансисидики уйғур тутқунларниң түрмигә йөткилиш мәнзирисини җанлиқ ойнап чиқти. Һәқиқи лагир тутқунлириниң чоңайтилған сүрәтлири, болупму хитай сақчилириниң кийимлиригә тәқлид қилинған формида кийингән “сақчи”ларниң уйғурларни диний етиқади, чәтәлгә чиққанлиқи, чәтәл билән телефон алақиси қилғанлиқи дегәндәк сәвәбләр билән тутқун қилған көрүнүши, уйғур аяллирини “дохтурхана”ларда мәҗбурий туғмас қилиш, намәлум дориларни ичишкә мәҗбурлаш дегәндәк көрүнүшләр намайиш иштиракчилириға уйғурлар учраватқан зулумниң җанлиқ картинисини нәқ мәйданда бәкму рошән ипадиләп бәрди. Шу қатарда толиму қайғулуқ уйғур музикиси ичидә кичиккинә уйғур қизиниң “дада!”, “апа!” дәп ата-анисини издиши, “хитай сақчи”ниң уни қопаллиқ билән “балилар лагири”ға елип кетиши ата-анилиридин җуда болған сансиз уйғур гөдәклириниң ечинишлиқ тирагидийәсини кишиләрниң көз алдиға намайән қилип, барлиқ намайиш иштиракчилириниң йүрәк тарини чәкти. Нурғунлиған көзләрдин тарамлап яшлар төкүлди.
Америка уйғур бирләшмисиниң һәйәт әзалиридин әлфида илтәбирниң билдүришичә, бу қеимқи намайиш үчүн улар бирнәччә ай тәйярлиқ қилған. Шуниңдәк “миң аңлиғандин бир көргән әла” дегәндәк уйғурларниң бешиға келиватқан зулумларни һәр саһә кишилиригә җанлиқ көрситип бериш үчүн бу қетимлиқ “сиясий дирама” көрүнүшигә лазимлиқ йүз йүрүш кийим-кечәкни мәхсус буйрутқан.
Дуня уйғур қурултийи хитай ишлири бөлүминиң дириктори илшат һәсәнниң қаришичә, бу қетимқи намайиш өткән йиллардики “1-өктәбир хитайға қарши намайиш”лириға охшимайдиған өзгичә бир қетимлиқ сиясий паалийәт икән. Болупму бир-биридин шунчә пәрқлиқ болған көплигән милләтләр вә тәшкилатларниң “хитай компартийәсидин ибарәт ортақ дүшмән” гә қарши бир мәйданға җәм болуши бу қетимқи намайишниң әһмийитини техиму ашуридикән.
Намайиш җәрянида “җәнубий моңғулийә” намидики бир қисим моңғул тәшкилатлириниң вәкиллириму моңғулларниң әнәниви кийимлири билән алаһидә көзгә ташлинатти. Биз микрофонни уларға сунуп уларни бу мәйданға елип кәлгән сәвәбләрни сориғинимизда кичикидин уйғурлар билән ойнап чоң болған моңғул вәкиллири уйғур тилида нөвәттики ортақ зулумниң һәммә кишини бир мәйданға топлиғанлиқини билдүрди.
Намайишта һәрқайси вәкилләр сөз қилғандин кейин хитай һөкүмитигә, хитай компартийәсигә қарши шоарлар товланди. Америка дөләт мәҗлисиниң алдидики йүзлигән кишиниң “шәрқий түркистанға әркинлик!”, “тибәткә әркинлик!”, “җәнубий моңғулийәгә әркинлик!” дегән мәзмундики шоарлири мәйдан асминида узаққичә яңриди.