Вашингтон почтиси гезити: “америкалиқлар бизниң демократийәмизгә әң чоң тәһдит пәйда қиливатқан хитайға қарши туруши керәк”

Мухбиримиз ирадә
2021.12.28
Бейҗиңдики җиддийчилик, ши җинпиңниң қәсими Хитай рәиси ши җинпиң вә башқа рәһбәрлири хитай компартийәсиниң музейини зиярәт қилғанда компартийәсигә қәсәм қилди. 2021-Йили 18-июн, бейҗиң.
AP

Йеқиндин буян америка вә шу қатарлиқ ғәрб әллиридә хитайниң дәриҗидин ташқири зорийиши вә зорайғансери мустәбитлишиватқан һакимийитиниң дуня тәртипигә пәйда қиливатқан тәһдити көпләп мулаһизә қилинидиған бир темиға айланмақта.

“вашингтон почтиси” гезитиниң тонулған истон язғучиси, тарих вә сиясәткә аит 14 парчә китабниң аптори вә шундақла никсон фонди җәмийитиниң рәиси, чапман университети қанун институтиниң қанун профессори хю хювит язған “америкалиқлар чоқум бизниң демократийәмизгә әң чоң тәһдит пәйда қиливатқан хитайға қарши туруши керәк” мавзулуқ мақалә әнә шуларниң биридур. Мақалида американиң бихәтәрлики вә мәнпәәтини тәһдит қиливатқан бир қисим хирислар мәвҗут болсиму, улар ичидә әң зориниң хитай икәнлики тәкитләнгән.

Аптор хю хювит мақалисини “мәйли сиз түгимәс мәдәнийәт вә сиясий муназириләрдә қарши тәрәп билән мурәссәлишишни халимисиңизму һеч болмиғанда дөлитиңизниң аманлиқи үчүн һәқиқий хәтәрниң хитай икәнликини көрүшкә тиришиң” дегән җүмлиләр билән башлиған вә “америка 2022-вә 2024-йилдики сайламларда мушу көз қараш билән һәрикәт қилиши, ундақ болмайдикән биз толиму кечикимиз”, дегән.

Америкадики хитай ишлири тәтқиқатчиси, доктор андерс кор бизгә қилған сөзидә хю хювит әпәндиниң диагнозини интайин тоғра дәп қарайдиғанлиқини ейтти. У бизгә елхәт арқилиқ қайтурған инкасида мундақ дегән:

“хю хювитниң мақалиси наһайити мукәммәл. У хитай тәһдитигә қарита америкадики һәр икки партийәниң ортақ көз қарашқа моһтаҗлиқини һес қилди. Һәмдә у икки партийәгә тәвә америкилиқларни өзлириниң мәдәнийәт вә сиясий мәсилиләрдики пәрқини бир чәткә қайрип қоюп, униң орниға бейҗиңниң күнсери күчийиватқан тәһдитигә мәркәзләштүрүшкә чақирған”.

Хю хювит әпәнди мақалисда немә үчүн америкалиқларни пүтүн диққитини хитайға мәркәзләштүрүшкә чақирғанлиқини төвәндикидәк изаһлиған: “хитай, русийә вә иран қанунға бойсунмайдиған дөләтләр болсиму, әмма һазирға қәдәр улар ичидә әң хәтәрлик болғини хитай. Чүнки һакиммутләқ рәис ши җинпиңниң рәһбәрликидики интайин рәһимсз компартийә һакимийити пән-техника, һәрбий вә иқтисадий күчи сабиқ совет иттипақиниңкидин көп күчлүк. Америка вә униң иттипақдашлири совет иттипақи пәйда қилған тәһдиткә қарши һошярлиқини давамлиқ сақлап кәлгән. Иттипақдашлар һәммә қитәдә дегүдәк совет иттипақиға қарши 40 йиллиқ соғуқ мунасивәтләр уруши қилди. Униңға нурғун вақит кәтти вә нурғун пидакарлиқлар көрситилди, һәтта узунға созулған әҗәллик тиркишишләр йүз бәрди”.

Аптор мақалисини мундақ давам қилған: “өткән 25 йилда, биз хитайниң күнсери күчийиватқан хирисиға сәл қаридуқ. Биз техи әмди бу тәһдиткә қарши агаһландуруш сигнали беришни башлидуқ. Биз хитайниң хоңкоңниң мустәқиллиқини тармар қилиши, орвелчә моделдики һәр қандақ адәмни һәр қандақ сәвәб билән йоқитиш сияситини, аз санлиқ милләт хәлқигә қиливатқан ирқий қирғинчилиқини, тәйвәнгә тәһдит селишини вә дуняни вирустин агаһландурмай униң пүтүн дуняға тарқилишиға қарап турушини көздин кәчүрүп бақайли. Худди президент ричард м. Никсонниң баш тәптиши җон мичелниң ейтқинидәк бир дөләтниң немә дегинигә әмәс, немә иш қиливатқанлиқиға қараш керәк”.

Аптор американиң исламий радикалларға қарши қилған 20 йиллиқ җеңиниң американи қаттиқ чарчитип, хитайниң русийә вә иран билән бирлишивелиши әмәс, хитай биләнму узун муддәтлик тиркишиш башлашни халимайдиған қилип қойған болсиму, лекин американиң башқа чиқиш йоли йоқлиғини билдүргән.

У мундақ дегән:

“бу йәрдә көп таллаш йоқ: я қәддимизни руслаймиз яки күн тутулуши билән йүзлишимиз. Әлвәттә бу йеқин кәлгүси үчүн вә нәврилиримизниң келәчики үчүн хушаллинарлиқ иш әмәс. . . Биз чоқум қәддимизни руслишимиз керәк”.

Аптор буниң үчүн америкадики һәр икки сиясий партийәниң чоқум бир-бири билән йеқиндин маслишиши керәкликини, хитайдин ибарәт бу пәвқуладдә хәвпкә қарши бирлишиши керәкликини билдүргән.

Андерс кор әпәндиму сөзидә гәрчә бәзи сиясийлар пикир бирликини дәрһал ишқа ашуралмисиму әмма дөләт мәнпәәтини қоғдаш йолида чоқум бирлишишниң зөрүрлүкини билдүрди. У мундақ дәп язған: “кимлик вә синип сияситигә берилип кәткәнләр буни асан қилалмайду. Әмма биз хитай билән йеңи соғуқ урушқа қәдәм қоюватқан бир мәзгилдә уларниң ортақ истратегийәси дуня миқясида американи қоғдаш вә биз наһайити тәстә қолға кәлтүргән пуқралар һоқуқи вә асасий қанун әркинлики асасидики дөләт мәнпәәтини алға сүрүш болуши керәк”.

Хю хювит әпәндиму мақалиси ахирида хитай тәһдитигә ортақ тақабил туруш үчүн қилишқа тегишлик төвәндики тәклипләрни бәргән:

“дөләт бихәтәрлик реализми вә америка дуч кәлгән бу пәвқуладдә хитай тәһдити һәр икки партийәниң қәтий нийәт билән бир-бирини қоллишини тәләп қилиду. Тәйвәнгә қаратқан истратегийәлик мүҗмәл сияситимиз айдиңлаштурулуши керәк. Мудапиә хамчотимиз чоқум деңиз, һава вә аләм бошлуқи саһәсигә йөткилиши керәк. Биз шундақла йеңи бир әвлад язғучилар вә зиялийларниң пикирлириниму худди биринчи соғуқ мунасивәтләр орушини баштин кәчүргәнләрниң пикирлиригә охшаш диққәт қилип аңлишимиз керәк. Мәсулийәтчан вәтәндашлар икки чоң партийәгә рәһбәрлик қилиши керәк. Биз сиясий күришимизниң мәңгү ахирлашмаслиқини үмид қилишимиз керәк-чүнки бу әркинликимизниң ядролуқ бәлгиси. Әмма у нуқтиинәзәргә моһтаҗ. Дәрһал!”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.