“вухән вируси” ниң уйғур дияриғиму йетип кәлгәнлики әндишә қозғимақта

Мухбиримиз гүлчеһрә
2020.01.23
wuxen-Wirus.jpeg “вухән вируси” билән юқумланғанлар давалиниватқан “вухән давалаш мәркизи” дин бир көрүнүш. 2020-Йили 22-январ. Вухән.
AP

Сарс тин кейин дуняни иккинчи нөвәт сарасимигә салған вә охшашла хитайдин тарқалған “вухән вируси”, йәни таҗисиман өпкә яллуғи вируси, 2019-йили 12-айниң 12-күнидин башлап вухәндә тарқилишқа башлиған.

Дуня сәһийә тәшкилати вә башқа хәлқарлиқ ахбаратларда бу вирусниң һайвандин адәмгә вә адәмдин адәмгә юқудиған бир хил әҗәллик юқумлуқ кесәллик вируси икәнлики җәзимләштүрүлгән. 

Мутәхәссисләр билдүришичә, бу вирустин юқумланғандин кейин юқумланғучида икки һәптә әтирапида йошурун мәзгил болидикән. юқумланған дәсләпки мәзгилләрдә адәттики зукам вә юқумлуқ зукам билән охшаш аламәтләр көрилидикән. Кесәл еғирлашқанда болса өпкә яллуғиниң кесәллик аламәтлири көрүлидикән. 

1-Айниң 22-күни саәт 24 кә қәдәр хитайда юқумдарлар сани 571 нәпәргә, өлгәнләр 17 гә йәткән. Гәрчә бу вирусниң 2003-йили хитайда тарқалған сарс кесили билән охшишип китидиғанлиқи илгири сүрүливатқан болсиму, әмма “күндилик почта” гезитиниң 23-январдики хәвиридә “вухән вируси” ниң елип келидиған апәтлириниң сарс тин нәччә 10 һәссә еғир болуш еһтималлиқи агаһландурулған. 

Хубей өлкисиниң вухән шәһиридин таралған бу кесәллик вирусиниң һазир хитайдики 25 өлкә-шәһәргә ямриғанлиқи мәлум. Бу вирус хитайдин башқа йәнә хоңкоң, тәйвән, тайланд, корийә, японийә вә амирикаға тарқалған. 

Бу вирусниң нопуси көп, учурларниң ашкарилиқи төвән дөләт болған хитайдин, болупму чаған мәзгилидәк инсанларниң саяһәт қилиши әң юқири долқун һасил қилидиған бир мәзгилдә тарилиши пүтүн йәр шари характерлик сарасим пәйда қилған. Униң бу қәдәр күчлүк әндишә һасил қилишидики әң муһим амил бу вирусқа нисбәтән һазир һечқандақ ваксина вә дора йоқ болушидур. Вирус кәлтүрүп чиқарған типик болмиған өпкә яллуғиға нисбәтән һечқандақ давалаш болмиғачқа, бимарниң өлүп кетиш нисбити юқири дәп қарилидикән. Шу сәвәбтин у кесәллик һазир инсанлар арисида алаһидә җиддийчилик пәйда қиливатқан бир пәйттә 1-айниң 23-күни уйғур аптоном районлуқ сәһийә-сағламлиқ комитети уйғур диярида “вухән вируси” билән юқумланған икки бимарни җәзимләштүрүлгәнликини елан қилди.

“җуңго уйғурчә радийо тори” ниң хәвиригә қариғанда, уйғур диярида байқалған икки бимарниң бири ли фамилилик 47 яшлиқ әр болуп, у 1-айниң 15-күни вухәнгә берип 1-айниң 20-күни уйғур дияриға қайтқандин кейин қизишқа башлиған, мағдурсизланған, мускуллири ағрип дохтурханиға кирип даваланған.

Иккинчиси гу фамилилик бимар болуп, 52 яш, узун мәзгил вухәндә хизмәт қилған, 1-айниң 19-күни уйғур дияриға қайтқандин кейин кесәллик аламәтлири көрүлүп дохтурханида даваланған. Униң “вухән вируси” билән юқумланғанлиқи җәзимләштүрүлгән.

Һазир бу икки бимар билән қоюқ алақидә болған йәнә 3 киши айрип көзитилмәктә икән. 

Һазирға қәдәр бу хил өлүмгә апиридиған кесәлни кәлтүрүп чиқарған бу әҗәллик йеңи вирусниң инсанларға шәпәрәңдин юққанлиқи тәхмин қилинған болсиму, бирақ униң қандақ юққанлиқи вә униңдин қандақ сақланғили болидиғанлиқиға аит бәк көп мәлумат йоқ икән. Бу һәқтә америкадики тиббий илим тәтқиқатчилардин доктор мәмәт имин тәпсилий мәлумат бәрди. 

Хитайдин тарқилип дуняви сарасимә пәйда қиливатқан “вухән вироси” ниң юқум әһвалини көзитип туруватқан уйғурлар бу қорқунучлуқ вирусиниң өзлири хәвәр алаламайватқан ата-ана вә уруқ-туғқанлири туруватқан уйғур дияриғичә йетип барғанлиқи һәққидики хәвәрләрдин қаттиқ әндишә қилмақтикән. Мубада бу әҗәллик вирусниң тарқилиши уйғур диярида яхши контрол қилинмай, һәтта лагерларға тарқалған тәқдирдә униң ақивитини тәсәввур қилиш тәс болидкән.

Һазир қазақстанда яшаватқан лагер шаһитлиридин бақитәли нур “вухән вирусиниң уйғур дияриға йетип барғанлиқини аңлиғандин кейинки әндишисини баян қилип, мундақ деди: “әгәр бу юқумлуқ вирус лагерларға тарқилип кәтсә у йәрдики инсанларниң униңдин қутулуши мумкин әмәс. Һәммиси қирилип кетиду, һәтта хитай һөкүмити үчүн лагердикиләрни йоқ қиливетишниң баһаниси болуп қелишиму мүмкин.” 

Лагердин чиққили узун болмиған қазақстандики йәнә бир шаһит турсунай бавудун илгири сестира болған. У лагердин қоюп берилгәнләрниң қийин-қистақ вә начар шараит, мәҗбурий берилгән намәлум дора окуллар тәсиридин лагердин тени аҗизлиған һалда чиқип “вухән вируси” ниң қурбаниға айлиниши мумкинликини билдүрди. У: “лагерға бу вирус тарқалса, һәммиси өлүп кетидиғанлиқини дуняға җиддий аңлитиш лазим,” деди.

Уйғурлар вәзийити һәққидә тәтқиқат елип бериватқан нопузлуқ мутәхәсисләрдин җеймис милвард, адриан зенз қатарлиқларму бу һәқтики күчлүк әндишилирини өзлириниң тивиттердики һесаблирида оттуриға қоюп, бәлгилик инкас пәйда қилди. 

Америка җорҗи тавн унверстетиниң тарих пәнлири проффесори җеймес милвард бу һәқтә зияритимизни қобул қилди. У гәрчә өзи бир медитсина кәспй хадими болмисиму, әмма өзиниң илгири бир мәзгил тәтқиқат үчүн вухәндә туруп баққан бири икәнликини, уйғур диярида “вухән вируси” билән юқумланғанларниң байқалғанлиқини аңлиған һаман 3 милйондин артуқ инсанлар қамалған лагерларни көз алдиға кәлтүргәнликини, тарқилишчан кесәлләрниң алдини елиш шараитлиридин сөз ечиш мммкин болмиған лагерларда бу вирусниң тарқилишидин қаттиқ әндишиләнгәнликини баян қилди. 

У лагерлардики тутқунларниң бу вирусниң әң аввал һуҗум қилидиған нишаниға айлиниш еһтимали күчлүкликини, шуңа хитай һөкүмити лагерларда бу әҗәллик вирус тарқилишиниң алдини алмиғанда, буниң ақивитиниң уйғурларларға вә яки хитайларғила әмәс, бәлки пүтүн дуняға һалакәтлик бир апәт болидиғанлиқини агаһландурди.

Тиббий пәнләр мутәхәссиси доктор мәмәт имин әпәндиму юқириқи әндишиләрни асассиз дәп қаримайдиғанлиқини билдүрди. 

Биз униңдин мушу хилдики хәтәрлик кесәллик вируслири тарқалған мәзгилдә инсанларниң вирустин юқумлиништин сақлиништа немиләргә диққәт қилиши керәкликини соридуқ. Униң чүшәндүрүшичә, бәдинидә “вухән вируси” мәвҗут болған һайван, инсан вә яки бу кесәлгә гириптар болған бимар билән бивастә учришиштинһ сақлиниш керәкликини, бу вирусниң нәпәс, өз-ара учришиш, бимардин чиққан бәдән суюқлуқи қатарлиқлар арқилиқ юқуши мумкинликини илгири сүрди. Униң тәкитлишичә, мәзкур вирус болған һайван яки адәмләрдин яки буу кесәлгә гириптар болғанлардин йирақ туруш арқилиқ бу вирустин юқумлиништин сақлиниш мумкин икән. Кесәллик аламәтлири көрүлгән һаман вақитни созмай дохтурға көрүнүш лазим икән. Шундақла сирттин киргәндә тамақ йейишниң алдида чоқум қолни сопунлап ююш, бактерийиләргә қарши өзимизни қоғдашни адәткә айландуруш интайин муһим икән.

Мәмтимин әпәнди йәнә кишиләрни өткүр юқум әһваллири көрүлгән мәзгилдә бу вирус тарқалған дөләт һәм районларға саяһәт қилмаслиқни тәвсийә қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.