Хебейда 400 миң адәм қаттиқ чәклимә астиға елиған

Мухбиримиз җүмә
2020.06.28
Korona-Xebei-2020.png “асия хәвәр қанили” ниң көрситишичә, хебейда 400 миң адәм қаттиқ чәклимә астиға елиған.
channelnewsasia.com

Корона вируси бейҗиң вә хитайниң башқа җайлирида қайта баш көтүрүшкә башлиғандин кейин, 28-июн хитай даирилири хебей қатарлиқ җайларда 400 миң адәмни қаттиқ чәклимә астиға алған.

“асия хәвәр қанили” ниң көрситишичә, һөкүмәт даирилири вәзийәтниң “еғир вә мурәккәп” икәнликини билдүргән.

Әң дәсләп хитайниң вухән шәһиридә башланған корона вируси дуня бойичә йәкшәнбә күнигичә 10 милйон адәмни юқумландурған, 500 миңға йеқин адиминиң җениға замин болған.

Һалбуки, хитай даирилири бу вирусниң өзидин башланғанлиқини изчил тән алмиғанниң үстигә вирусни контрол астиға алғанлиқини һәдәп тәшвиқ қилип келиватқан иди.

Әмма шундақтиму мәзкур вирус 11-июн бейҗиң шәһиридә қайта байқалғандин буян пәқәт бейқиңдила һазирқиға кәлгүчә 297 адәмни юқумландурған.

14-Июн бейҗиңдики юқумдарлар дәсләптә байқалғанлиқи мөлчәрләнгән шинфади йеза игилик мәһсулатлири топ тарқитиш базири тақалған. 

Мәлум болушичә, бейҗиңдин 140 километир йирақлиқтики хебей өлкисиниң әншин наһийәси бейҗиң шинфади йеза игилик мәһсулатлирини топ тарқитиш базирини йеңи белиқ билән тәминләйдиған базиларниң бири икән.

“җәнубий хитай сәһәр гезити” ниң хәвәр қилишичә, әншин наһийәсидә корона вируси иккинчи қетим қозғилип һазирға кәлгүчә 13 адәмдә байқалған. Нәтиҗидә даириләр әншин наһийәсини толуқ тақиған.

Хәвәрдә көрситишичә, йәкшәнбә күндики тақаш буйриқидин кейин, наһийәгә кирип-чиқиш пүтүнләй чәкләнгәндин башқа, наһийәгә қарашлиқ йеза-мәһәллиләргә берип-келишму тохтитилған, мәһәллә вә биналарму тақалған. Бир күндә һәр бир аилидин бирла адәмниң сиртқа чиқишиға рухсәт қилинған. 

Бу хилдики чәклимиләрниң қачанғичә давам қилидиғанлиқи намәлум.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.