Гәнсуниң вувей түрмисидики 4 түрмә районида 1000 әтрапида уйғур тутқунниң барлиқи дәлилләнди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2019.04.08
wuyi-turmisi.jpg Гәнсуниң вуйи түрмисидики җинайәтчиләргә йиғин ечиливатқан көрүнүш.
Social Media

Италийәдики “зимистан” тори ‏4-апрел күнидики хәвиридә гәнсуниң вувей шәһиридики бир түрмидә уйғур районидин йөткәп келингән 1000 әтрапида уйғур тутқунниң барлиқи йезилған иди. Мухбиримизниң бу йип учиға асасән елип барған ениқлашлири давамида вувей түрмисиниң бир хадими уйғур районидин йөткәп келингән уйғурларниң 4 түрмә районида барлиқи вә һәр бир түрмә районида 200-300 чә уйғур тутқунниң барлиқини, йәни бу түрмидә аз дегәндә 800, көп болғанда 1200чә уйғур тутқунниң барлиқини дәлиллиди.

“зимистан” ториниң мәзкур хәвиридә баян қилинишичә, бултур күз айлирида гәнсуниң вувей шәһиридә түрмигә баридиған бир йол икки күн тосуветилгән. Бу йолдин машиниларниң меңишила әмәс, һәтта пиядиләрниң меңишиму чәкләнгән. Шәһәрдики аһалиләрниң “зимистан” тори мухбириға ашкарилишичә, йол тосулған биринчи күни қораллиқ қисим сақчилири 10 нәччә аптобусни һәйдәп, түрмә қорусини бир қур айлинип чиққан. Йәни пәрәз қилинишичә, сақчилар бу күни мәһбус йөткәшниң мәшиқини елип барған. Иккинчи күни сәһәр саәт икки мәзгилидә уйғур мәһбуслар бесилған 10 нәччә аптобус вувей пойиз истансидин икки күндин бери башқиларға тосуветилгән йол арқилиқ вувей түрмисигә қарап йолға чиққан. Йолниң икки яқиси қораллиқ сақчилар билән толған. Һәр аптобусниң арқисидин 3 сақчи машиниси назарәт қилип маңған. Телефонимизни қобул қилған гәнсудики бир түрмә хадими һәр хил баһаниләрни көрситип, соалимизға җаваб бериштин өзини қачурди. Мәһбусларниң аптобусиға чиқирилиш вә чүшүрүлүш җәрянини көргән бир гуваһчиниң “зимистан” тори мухбириға баян қилишичә, һәр бир мәһбус қоли койзиланған, пути кишәнләнгән һаләттә икки нәпәр сақчи тәрипидин ялап елип меңилған. Хәвәрдә дейилишичә, бу мәһбуслар түрмигә әкирилгән вә айрим-айрим соланған болсиму, уларниң қолидики койза вә путидики кишәнләр еливетилмигән.

Әһвалдин хәвәрдар бир кишиниң “зимистан” ториниң мухбириға ашкарилишичә, уйғур районидин гәнсуниң вувей түрмисигә йөткәлгән бу уйғурларниң сани 1000 әтрапида болуп, улар 20 йиллиққа қәдәр узун муддәтлик кесиветилгәнләр икән. Телефонимизни қобул қилған вувей түрмисиниң бир хадимидин бу түрмидә уйғур районидин йөткәлгән қанчилик уйғур тутқунниң барлиқини сориғинимизда, у өзиниң бу һәқтә ениқ мәлумати йоқлиғини вә бу соални гәнсу өлкилик түрмә башқуруш идарисидин соришимизни тәвсийә қилди. Биз униңдин уйғур районидин йөткәлгән мәһбусларниң бу түрминиң қанчә түрмә районида икәнликини сориғинимизда, у уйғур районидин әкелингәнләрниң төт түрмә районида икәнликини ашкарилиди. Биз униңдин бу төт түрмә райониниң һәр биридә қанчилик уйғур тутқунниң барлиқини сориғинимизда у һәр биридә 200 билән 300 арисида уйғур тутқунниң барлиқини ашкарилиди. Униң бу сөзлири “зимистан” тори хәвәр қилған мәзкур түрмидә 1000 әтрапида уйғур тутқунниң барлиқи һәққидики учурниң тоғрилиқини дәлиллиди.

Өткән айлардики ениқлашлиримиз давамида гәнсудики түрмә хадимлири уйғур районидин йөткәлгән мәһбусларниң адәттики иҗтимаий җинайәтчиләр әмәслики, уларниң алаһидә мәһбуслар икәнлики, шуңа уларниң һечқандақ бир киши билән көрүштүрүлмәйдиғанлиқини ашкарилиған иди. “зимистан” ториниң бу қетимқи хәвиридә мәһбусларниң күн бойи койза-кишәнләнгән һаләттә туридиғанлиқи, сақчиларға әгәр бу мәһбуслар қаршилиқ көрситипла қалса нәқ мәйданда етиветиш буйруқи берилгәнлики, шуңа мәһбуслар һәр қетим исми чақирилғанда чөчүйдиғанлиқи вә алақзадә болидиғанлиқи йезилған.

Радийомиз хитайчә бөлүминиң бир хәвиридә өткән йили хитай бойичә 34 түрминиң кеңәйтилип қурулғанлиқи тилға елинған. Хәвәрдә йәнә хитай даирилириниң уйғур районида түрмә вә лагерға патмай қалған уйғурларни бир тәрәп қилиш, барғансери хәлқара күнтәртипкә келиватқан лагер мәсилисини дунядин йошуруш үчүн уйғур районидин хитай өлкилиригә мәһбус йөткиливатқанлиқи тилға елинған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.