Явропадики уйғур яшлири вә ханим-қизлирини тәрбийәләш үчүн голландийәниң дәнһак шәһиридә мәхсус курс уюштурулди

Ихтиярий мухбиримиз уйғурай
2022.03.14
явропадики уйғур яшлири вә ханим-қизлирини тәрбийәләш үчүн голландийәниң дәнһак шәһиридә мәхсус курс уюштурулди Уйғур һәрикити тәшкилати билән американиң голландийәдики әлчиханиси бирликтә уюштурған явропадики уйғур яшлири вә ханим-қизлирини тәрбийәләш курсида хатирә сүрәт. 2022-Йили 11-март, голландийә.
RFA/Uyghur'ay

Уйғур һәрикити тәшкилати билән американиң голландийәдики әлчиханиси бирликтә явропадики уйғур яшлири вә ханим-қизлирини тәрбийәләш курси уюштурған. 3-Айниң 11-күни голландийәниң дәнһак шәһиридә рәсмий мурасим билән башланған бу курс 3 күн давамлишип, 3-айниң 13-күни, йәни йәкшәнбә күни ғәлибилик ахирлашқан.

Мәзкур курсқа лагер шаһитлиридин қәлбинур сидиқ, гүлбаһар хативаҗи қатарлиқлар алаһидә тәклип қилинған. Американиң голландийә вә белгийәдики әлчиханисиниң хадимлири вә голландийә ташқий ишлар министирлиқиниң бир қисим хадимлириму бу курсниң ечилиш мурасимиға қатнашқан. Униңдин башқа бу курсқа йәнә явропа америкадики уйғур тәтқиқат мәркизиниң башлиқи абдулһәким идрис, шәрқий түркистан маарип җәмийитиниң рәиси абдураһман абдулла, чихийә өзбәк мәдәнийәт җәмийитиниң вәкили динарә ханим, октагун пикир җәмийитиниң вәкиллиридин улуғбәг әпәнди, прага кишилик һоқуқ мунбиридин евета ханим, голландийә “миллий гөрүш” тәшкилатиниң рәһбәрлиридин мусафа хамурҗи вә кенан арслан, билгийә уйғур җәмийитиниң рәиси абдулмутәллип имир, голландийә кишилик һоқуқ пироҗиктиниң хадими әнвәр мәмәт, уйғур һәркити тәшкилатидин мукәррәм қурбан вә бабур елчи шундақла һәрқайси дөләтләрдин кәлгән яш уйғур ханим-қизлар вә йигитләр булуп, көплигән кишиләр қатнашқан.

Уйғур һәрикити тәшкилати билән американиң голландийәдики әлчиханиси бирликтә уюштурған явропадики уйғур яшлири вә ханим-қизлирини тәрбийәләш курсидин көрүнүш. 2022-Йили 11-март, голландийә.
Уйғур һәрикити тәшкилати билән американиң голландийәдики әлчиханиси бирликтә уюштурған явропадики уйғур яшлири вә ханим-қизлирини тәрбийәләш курсидин көрүнүш. 2022-Йили 11-март, голландийә.
RFA/Uyghur'ay

Бу үч күнлүк паалийәт наһайити қизғин давамлашқан болуп, уйғур һәрикити тәшкилатиниң рәиси рошән аббас ханим радийойимиз зияритини қобул қилди. У бу қетимқи яшларни тәрбийәләш курсиниң голландийәдә ечилиш сәвәби һәққидә алаһидә тохтилип өтти.

Бу қетимқи курсқа қатнашқан лагер шаһиди қәлбинур сидиқ ханимму радийомиз зияритимизни қобул қилип, өз тәсиратлирини баян қилип өтти. У бу қетимқи курс җәрянида уйғур яшлириниң, болупму уйғур ханим-қизлириниң нурғун йеңи учурларға вә билимләргә игә болғанлиқини, буниңдин өзиниң толиму сөйүнгәнликини, бу хилдики курсларниң уйғур яшлирини кәлгүсидики уйғур дәваси йолиға тәйяр қилишта муһим әһмийәткә игә икәнликини билдүрди.

Мәзкур паалийәткә қатнашқан чехийә өзбәк җәмийитиниң вәкиллиридин динарә ханимму бу қетимлиқ тәрбийәләш курси һәққидә өзиниң тәсиратини баян қилип өтти.

Ахирида уйғур һәрикити тәшкилатиниң канадада турушлуқ тәрбийәләш мудири мукәррәм қурбан ханимму зияритимизни қобул қилди. У бу қетимқи тәрбийәләш курсиниң наһайити утуқлуқ ахирлашқанлиқини, курсқа қатнашқан яшларниң лексийәләрни наһайити қизғинлиқ билән аңлиғанлиқини, бу қетимлиқ курсниң алдинқи қетимқидинму әһмийәтлик болғанлиқини тәкитләп өтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.