Адаләт сабит: “қизим әрдәнай ‛ханқиз таҗи‚ кийәлмигән болсиму, әмма уйғур балилириниң авази болди”
2023.11.27
Өткән бир һәптә американиң филорида штати орландо шәһиридә өткүзүлгән 2023-йиллиқ “хәлқаралиқ өсмүр ханқиз” вә “америка дөләтлик ханқиз” таҗини талишиш мусабиқиси 27-ноябир күни ахирлашти. Мәзкур мусабиқиниң өсмүрләр вә балилар гурупписиниң һәл қилғуч мусабиқисигә америкада туғулған, шундақла хитайниң паспорт чәклимиси түпәйли туғулғандин буян дадисини көрүп бақмиған 6 яшлиқ әрдәнай “уйғур ханқиз” бәлгисини тақиған һалда вирҗинийә штатиниң александирийә шәһиридин талланған ханқиз сүпити билән “хәлқаралиқ өсмүр ханқиз” вә “америка дөләтлик ханқиз” таҗини талишиш мусабиқисигә қатнашти. 6 яшлиқ уйғур қизи әрдәнай бу мусабиқә җәрянида қәйсәрлик билән өзиниң җасаритини намаян қилди.
Әрдәнай уйғур ахирқи 12 надир намзат тизимликидин орун алди
Әрдәнай бир һәптә давам қилған мусабиқә җәрянида әтләс көйнәк, чимән доппа кийип, татлиқ күлүмсирәп сәһнигә чиққинида, униң өзгичә турқи тамашабинларни һәйран қалдурған болса; униң “мениң арзуюм дадамни аилимиз билән җәм қилиш үчүн күрәш қилиш” дегән қәйсәранә сөзлири баһалиғучиларни йиғлатқан иди.
25-Ноябир күни 2023-йиллиқ “хәлқаралиқ ханқиз” вә “америка дөләтлик ханқиз” мусабиқисиниң ахирқи һәл қилғуч басқучиға талланған 12 нәпәр надир кандидатниң исми елан қилинди. Кишиләрни һаяҗанға салидиған бу дәқиқиләрдә “әрдәнай уйғур” дегән бу сөйүмлүк исимму 12 нәпәр надир кандидатниң арисидин йәр алған иди. Әрдәнай гүзәл вә мәрданә қияпәттә сәһнигә йәнә бир қетим чиқип, “мән уйғур мәликә әрдәнай” дегинидә миңлиған тамашибинларниң гүлдүрас алқиш садалириғила әмәс, бәлки нәқ мәйданни көрүватқан уйғурларниңму қәлбини ләрзигә салди. Һалбуки, 9 нәпәр баһалиғучиниң омумий аваз сани вә тордики беләт ташлаш нәтиҗилирини бирләштүрүп чиқарған ахирқи баһалишида, балилар гурупписи бойичә 2023-йиллиқ “хәлқаралиқ ханқиз” таҗи бүйүк беританийәдин кәлгән бир “ханқиз” ға кийдүрүлди. Қалған 11 нәпәр надир кандидат ичидә әрдәнай әң кичики санилатти.
Уйғур қизи әрдәнай гәрчә ахирқи һәл қилғуч басқучта “хәлқаралиқ ханқиз” болуп таллиналмиған болсиму, әмма у көзлиридики лиғирлап қалған яшлирини тәсликтә йошуруп, пәстики тамашабинлар арисида өзигә тәлмүрүп қарап турған аписиға күлүмсирәп қариди. Андин баш бармиқини чиқирип бешини йеник лиңшитти. Униң балиларға хас садда вә омақ қарашлирида аписиға тәсәлли бериш туйғулириму әкс әткән иди.
Адаләт ханим: “қизим уйғур балилириниң авази болди”
Адаләт сабит ханим билән қизи әрдәнай мусабиқә аяғлашқанда бир бирини чиң қучақлишип, бир-бириниң көзидики яшлирини сүртүшти. Адаләт ханим қизиниң мәңзигә меһри билән сөйүп “сиз мениң әң қәйсәр мәликәм! мән, дадиңиз вә пүткүл уйғурлар сиздин пәхирлинимиз!” деди.
Адаләт ханим зияритимизни қобул қилип, қизи әрдәнай гәрчә бу йиллиқ “америка дөләтлик ханқиз” вә “хәлқаралиқ ханқиз” мусабиқисиниң ахирқи басқучида чемпийонлуқ таҗини кийәлмигән болсиму, әмма ахирқи 12 надир намзатниң бири болуп талланғанлиқидин хушал болғанлиқини әскәртип өтти. У, бу йил сентәбирдин башланған барлиқ мусабиқиләр җәрянида қизи билән тәң ирадисини чениқтурғанлиқини, қизиниң пүтүн уйғур балилириниң, шундақла пүтүн уйғурларниң авази болалиғанлиқидин чәксиз пәхирләнгәнликини тилға алди.
Әрдәнай, хәлқаралиқ бу түрдики мусабиқигә қатнашқан тунҗи уйғур қизи болуп қалди. Тәкитләшкә тегишлики шуки, у “уйғур мәликә” дегән лентини есип туруп бу мусабиқиләргә қатнашти. У һәр қетим сәһнигә чиққинида, сәһниниң екранида латинчә йезилған UYGHUR дегән чоң хәтләр җулалинип турди.
Игилишимизчә, әрдәнай аписи адаләт ханим билән биллә америка пайтәхти вашингтонда өткүзүлгән намайишларғиму актиплиқ билән қатнишип кәлгән иди. Адаләт ханим қизи әрдәнайниң бир қолида қончиқини, йәнә бир қолида дадисиниң сүритини тутуп чоң болғанлиқини; бу җәрянда қизиниң йеши техи кичик болушиға қаримай уйғурлар пүткүл милләт гәвдиси билән дуч келиватқан бесимлар ичидә тәң тавланғанлиқини; буни ана-бала иккийләнниң йолдишини хитай тутқунидин қутқузуш йолидики йәнә бир нәтиҗилик қәдәм дәп билидиғанлиқини тәкитләп өтти.
Адаләт ханим: “қизим мусабиқигә йәнә қатнишиду!”
Америкада һәр йили барлиқ шитатлардин тәхминән 30 миңдәк маһир йиллиқ ханқиз таллаш мусабиқилиригә қатнишидиған болуп, мусабиқә тәртипи интайин қаттиқ таллаш вә қатму-қат таллинишлардин өтиду. Андин кейин ахирқи һәл қилғуч мусабиқә басқучиға пәқәтла 2000 маһир кирәләйду.
Һәл қилғуч мусабиқиниң әң ахирқи басқучиғичә қәйсәрлик билән риқабәтләргә қатнашқан әрдәнай, өсмүр ханқизларниң талант түридә үчинчиликни қолға кәлтүрди, шундақла 12 нәпәр әң надир кандидатниң бири болди. У йәнә баһалиғучиларниң һәр бири билән айрим-айрим сөһбәтләшкәндә, баһалиғучилар тәрипидинму охшимиған шәрәп медаллириға еришти. “чимән доппа” лиқ әрдәнай өз таланти билән уйғур намини вә уйғурларниң вәзийитини нурғун кишиләргә аңлитишқа муйәссәр болалиди.
Адаләт ханим, бу қизи әрдәнайниң тунҗи нөвәт бундақ бир хәлқаралиқ ханқиз таллаш мусабиқисигә қатнишиши икәнликини, буни пәқәтла тәҗрибә топлаш җәряни дәп қарайдиғанлиқини билдүрди. У ахирида мундақ деди: “қизим әрдәнай техи кичик, алдимизда пурсәтләр көп. У өзини йәниму күчәйтип, кәлгүсидә “ханқиз таҗи‚ни талишиш мусабиқилиригә давамлиқ қатнишиду!”