Җәмил һәсәнли билән сөһбәт: “шәрқий түркистандики хәлқ һәркити” (2)

Мухбиримиз әзиз
2021.05.31
Җәмил һәсәнли билән сөһбәт: “шәрқий түркистандики хәлқ һәркити” (1) Әзәрбәйҗандики баку университетиниң профессори, әзәрбәйҗан парламентиниң сабиқ әзаси, “совет иттипақиниң шинҗаң сиясити: сталин вә шәрқий түркистандики хәлқ һәрикити” намлиқ китабниң аптори җәмил һәсәнли әпәнди. 2014-Йили 12-өктәбир.
wikipedia.org

Әзәрбәйҗан баку университетиниң профессори, әзәрбәйҗан парламентиниң сабиқ әзаси җәмил һәсәнлиниң йеқинда нәшрдин чиққан “совет иттипақиниң шинҗаң сиясити: сталин вә шәрқий түркистандики хәлқ һәркити” намлиқ әсиридә баян қилинишичә, 1930-йилларда дәсләпки қәдәмдә омумий түс елишқа йүзләнгән уйғур миллий ойғиниш һәркити “шинҗаң падишаһи” дәп аталған милитарист шең шисәйниң сиясий орни ситалинниң бивастә һәрбий ярдими арқилиқ муқимлашқандин кейинму тохтап қалмиған. Буниң бир муһим ипадиси 1933-йили 2-айдила бих сүрүшкә башлиған “шәрқий түркистан җумһурийити” ни қуруп чиқиш интилишлиридә әкс әткән. Йәнә келип бу вақитта уйғурлар билән тәңла дегүдәк туңганлар вә хитайларму бу районға болған “игидарлиқ күриши” гә атланған болуп, уйғур диярини мәркәз қилған һалда осман империйәсигә қарашлиқ бир ислам дөлити қурмақчи болған ма җоңйиң вә сталинниң ярдимини қолға кәлтүрүп “мутләқ падишаһ” болушни қәстләватқан шең шисәй бу хил сиясий мунасивәтниң муһим нуқтилиридин болуп қалған иди.

Әнә шундақ әһвалда 1933-йили 27-июн күни сталинниң ишханисида “шинҗаң сиясити бойичә қарар елиш” һәққидә бир қетимлиқ мәхпий йиғин чақирилған. Йиғиндин кейин совет компартийәси сиясий бюроси қармиқидики мәхсус комитет бирнәччә қетимлиқ музакириләр арқилиқ шу йили авғустта “шәрқий түркистанниң хитайдин айрилип чиқишиға қәтий йол қоюшқа болмайду” дегән мәзмунда ахирқи қарарни алған. Москвада әнә шу музакириләр болуватқанда қәшқәрдә “шәрқий түркистан ислам җумһурийити” ни қуруш хизмити тәйярлиқ басқучидин һалқип рәсмий җакарлаш басқучиға өткән. Бу вақитларда болса шең шисәй 1933-йили 12-апрелдики аталмиш “апрел инқилаби” арқилиқ рәсми “дубән” болғандин кейин, бир яқтин “әнглийә вә японийәгә сетилип кетиш еһтимали бар” дәп қариливатқан йәрлик исянчиларни бастурушта сталинниң ярдимигә еришиш һәмдә “алтә бүйүк сиясәт” ни тәшвиқ қилип йәрлик уйғурларниң көзини бояш билән алдираш болған, йәнә бир яқтин қораллиқ күрәштики уйғурларни урушсиз йиғиштурушниң койиға чүшкән.

Шу вақитлардики “уйғур миллий инқилаб комитети” муһәммәд нияз әләм, сабит дамолла, мәмтимин буғра қатарлиқ бир түркүм рәһбирий орундики шәхсләрни муқимлаштуруп болған болуп, сабит дамолла бу һәқтә хоҗанияз һаҗиға йошурунчә киши әвәтип бу ишларни мәлум қилған. Шундақла хоҗа нияз һаҗини рәис җумһур вә армийәниң алий қомандани болушқа тәклип қилған. Бу тәклип қобул қилинғандин кейин, сабит дамолла башчилиқидики милләтчиләр вә инқилабчилар бирликтә 1933-йили 12-ноябир күни қәшқәрдә “шәрқий түркистан ислам җумһурийити” ниң қурулғанлиқини елан қилған. Сабит дамолла баш министир болуп тәйинлиниш билән биргә башқа 13 министирму сайлап чиқилған. Җумһурийәт өзлириниң мустәқиллиқини җакарлаш билән биллә хитайдин пүтүнләй айрилип чиққанлиқиниму елан қилған. Йеңи җумһурийәтниң асасий қанунида “шәрқий түркистан җумһурийити шәриәт қанунини иҗра қилидиған һәмдә җумһурийәт пиринсиплирини асас қилидиған дөләт” дәп бекитилгән.

Җумһурийәт қурулғандин кейин түркийәниң қоллишини қолға кәлтүрүш әмәлгә ашмиған. Буниң билән сабит дамолла вә хоҗанияз һаҗи әнглийәгә йеқинлишиш йолини тутуп, шу арқилиқ советниң искәнҗисидин халас болушни арзу қилған. Бу җәһәттә дәсләпки хизмәтләр ишлиниватқанда сталинниң буйруқи билән совет қизил армийәси чеградин өтүп, шең шисәйгә қарши күчләргә шиддәтлик от ачқан. Шең шисәй билән ситалинниң бу хил һәрбий һәмкарлиқи болса тезла “шәрқий түркистан ислам җумһурийити” ни һалак қилған. Бу һәқтә сөз болғанда җәмил әпәнди мундақ дәйду: “хоҗанияз һаҗи вә сабит дамолла рәһбәр болған биринчи шәрқий түркистан җумһурийити әмәлийәттә совет иттипақиниң бивастә қол тиқиши билән хитайларниң қолида һалак болди. Бу җумһурийәт уйғурларниң хитай асаратидин қутулуп һөрлүккә еришиш тарихидики бәкму шанлиқ бир сәһипә иди. Әмма совет иттипақиниң ярдими болғанлиқи үчүнла хитайлар бу җумһурийәтни йоқ қилалиди. Бу вақиттики ишлар аҗайип бир тәриқидә давам қилди: совет иттипақи қизил армийәни бивастә бу җайға әвәтип қозғилаңни бастурди. Әмма бу қошун чеградин өткәндә ақ орусларниң формисини кийип, чар падишаһниң әскәрлири сияқида ясанди. Шуңа һечкимму уларниң қизил армийә әскәрлири икәнликини билмәй қалди. Шуниң билән тарихта тунҗи қетим ‛қизил‚ билән ‛ақ‚ бирлишип шәрқий түркистандики мусулманларға қарши турди. Шуниң билән маһийәттә совет иттипақи 1930-йилларда әнә шу йосунда шәрқий түркистанда бир қорчақ һакимийәтни бәрпа қилип чиқти. Буниң билән бу вақиттики шиҗаң һөкүмити җяң җешиниң хитай мәркизий һөкүмитигә әмәс, бәлки москваға бәкрәк йеқинчилиқ қилишқа башлиди.”

Апторниң баян қилишичә, әйни вақитта шең шисәй билән сталин барлиқ амалларни ишқа селип, шең шисәйгә қарши чиққан хоҗанияз һаҗи билән ма җоңйиңниң бирлишивелишидин мудапийә көргән. Шундақла совет итипақи тәрәп хоҗанияз һаҗидин 50 килограм алтун елиш бәдилигә 1200 милтиқ “ярдәм” қилмақчи болған. Қирғизистан чеграсидики әркәштамда болған бир қетимлиқ мәхпий сөһбәттә ситалинниң вәкили иван никишов “шәрқий түркистан җумһурийитиниң мустәқиллиқигә хатимә бериш, нәнҗиң һөкүмити билән болған барлиқ алақини үзүш, шәрқий түркистанни совет иттипақиниң ичкий аптономийәлик райониға өзгәртиш, шәрқий түркистан җумһурийитиниң рәһбәрлирини шең шисәйгә тапшуруш” дегән 12 маддилиқ һөҗҗәтни хоҗанияз һаҗиниң алдиға ташлиған һәмдә буниңға шәртсиз бойсунушни буйруған. Шундақла “совет иттипақи йиллардин буян шәрқий түркистанға нәччә милйон рубли мәбләғ салди. Биз бу җайниң иҗтимаий тәртипини қоғдашни халаймиз вә униңға илаҗ қилалаймиз,” дегән.

Әнә шу тәриқидә совет иттипақиниң назарәтчиликидә хоҗанияз һаҗи билән шең шисәй оттурисида келишим түзүлгән һәмдә хоҗанияз һаҗи өлкилик һөкүмәтниң муавин рәиси болуп тәйинләнгән. Шуниң билән совет иттипақиниң “пүтүн күчи билән шәрқий түркистанниң тәрәққиятиға ярдәм беридиғанлиқи, шундақла шәрқий түркистанни нәнҗиң яки манҗурийәдики японлардин ‛қоғдайдиғанлиқи‚, совет иттипақи мәслиһәтчилириниң сиясий вә иқтисадий җәһәтләрдики хизмәтләргә ярдәм беридиғанлиқи” қарар қилинған. Шуниңдин кейин 1934-йили 16-апрел күни “шәрқий түркистан җумһурийити” ниң рәһбәрлири қолға елинип, шең шисәйгә тапшуруп берилгән. Буниң билән совет иттипақиниң бу райондики тәсири ғайәт зор дәриҗидә ашқан.

Өзиниң сиясий орнини муқимлаштуривалғандин кейин шең шисәй “совет иттипақи билән дост болуш вә комунинизимни һемайә қилиш” намида миңлиған уйғур байлирини вә зиялилирини “әнглийәниң вә японийәниң җаһангирлик нийәтлиригә һәмдәмдә болған” дегән бәднамда қолға елип йоқ қилған. Совет иттипақи болса өзлириниң бу райондики сиясий, иқтисадий вә һәрбий контроллуқини техиму күчәйткән. Өзара бир-биригә мәнпәәт йәткүзүш асасидики бу мунасивәткә қарап бир қисим мутәхәссисләр “совет иттипақи пүтүнләй контроллуқ астиға елип болған бу районни ахирқи һесапта ‍өзигә қошувелишни истимигән. Улар пәқәт сиясий вә иқтисадий җәһәттики мәнпәәтнила көзлигән” дәп қарайдиған болуп, шуниңдин кейинки он йилда дәрвәқә бу хил интилиш барлиққа кәлмигән. Бу һәқтә сөз болғанда җәмил һәсәнли әпәнди мундақ дәйду: “ғәрб алимлири вә тәтқиқатчилири совет иттипақи шәрқий түркистанни игиләш койида болмиған дәпла қарайду. Мәсилә әмәлийәттә ундақ аддий әмәс. Чүнки улар земинға қизиққан һәмдә хитай һөкүмитигә бесимму қилған. Чүнки шәрқий түркистан шу вақиттики хитай територийәсиниң ғайәт зор қисмини тәшкил қилатти. Шу вақитта шең шисәй совет компартийәсиниң чәт әллик әзаси иди. 1938-Йили шең шисәй мәхпи һалда москваға келип совет компартийәсигә әза болушни тәләп қилған. 1941-Йили болса у сталин вә молотовқа мәктуп йоллап ‛шинҗаңни совет иттипақиниң 16-республикиси қилип қошувелиш‚ дегән тәклипни сунған. Әмма буниң шәрти сталин җәзмән шең шисәйни бу йеңи республикиниң рәиси қилип тәйинләш һәққидә буйруқ елан қилиши лазим иди. У вақитта совет иттипақи дуняви зор күчләрдин болуп, иккинчи дуня уруши техи башланмиған иди. Шең шисәй болса совет иттипақиға тайинип өзиниң мутләқ нопузини капаләткә игә қилмақчи болған иди. Әнә шундақ пәйттә уруш башлинип кетип, совет иттипақи өзиниң дәрди билән болуп кәтти. 1943-Йилидики молотовниң хатирилиригә қарайдиған болсақ, шу вақитта сталин шәрқий түркистанда бир қетимлиқ бөлгүнчилик һәркити қозғаш һәмдә бу районни хитайдин айрип чиқишни көзлигәнлики ениқ. Буниңда улар һәрқачан мәлум бир районда қозғилаң пәйда қилиду, андин бу җайда бир мустәқил дөләтни яритиду, ахирида бу дөләтни совет иттипақиниң башқуруш даирисигә киргүзиду. Мәсилән, ташқи моңғулийә, әзәрбәйҗан қатарлиқ җайларда ишлар шундақ болди. Шәрқий түркистандиму ишлар шундақ башланған. Әмма уруштин кейин ғәрп дуняси совет иттипақиниң бундақ қилишиға қарши чиқти. Ғәрп қарши чиққан икән, сталинму бу мәсилини қайтидин ойлишишқа мәҗбур болди. Шуниң билән бу ишлар әнә шундақ болди.”

Һалбуки, совет иттипақиниң шең шисәйгә ярдәмлишип униң сиясий орнини хәтәрдин сақлап қелиши совет иттипақиниң бу райондики тәсирини ғайәт зор дәриҗидә ашурған болсиму, шең шисәйниң икки йүзлимилики ахирқи һесапта икки тәрәпниң “полаттәк достлуқи” ни бикар қилип, бу райондики йәнә бир қетимлиқ зор хәлқ һәркитиниң муқәддимисини ачқан.

Бу программиниң давамиға қизиқсаңлар диққитиңлар кейинки программимизда болсун.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.