Хәлқара әмгәк тәшкилати уйғур районидики зияритидә “мәҗбурий әмгәк тоғрилиқ сөзләшкәнлики” ни билдүргән

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2023.09.06
kokbayraq-xitay-bayraq.jpg Уйғурларниң мустәқил ана юртиниң байриқи болған шәрқий түркистан байриқи билән хитай дөләт байриқи кириштүрүлгән рәсим. 2022-Йили 30-май.
REUTERS

Б д т хәлқара әмгәк тәшкилати (ILO) ниң бир вәкилләр өмики өткән һәптә америка вә бәзи ғәрб парламентлири тәрипидин “ирқий қирғинчилиқ йүз бериватиду” , “уйғур мәҗбурий әмгики кәң омумлашқан” дәп қариливатқан уйғур районида туюқсиз зиярәттә болған. Алдинала елан қилинмиған вә җимҗит елип берилған бу туюқсиз зиярәт, сабиқ б д т кишилик һоқуқ алий комиссари мишел бачелетниң 2022-йили 5-айда уйғур районида елип барған талаш-тартиштики зияритидин буян, тунҗи қетим б д т ға тәвә бир тәшкилат вәкиллириниң мәзкур районда қайта зиярәттә болуши һесаблиниду.

Кишилик һоқуқ тәшкилатлири әйни вақитта бачелетни тәнқидләп, униң мустәқил вә битәрәп тәкшүрүш елип бериш мумкинчилики болмиған уйғур районида зиярәттә болуши, хитайниң өзини ақлаш тәшвиқатидин башқа ишқа яримайдиғанлиқини илгири сүргән иди.

Һалбуки, хәлқара әмгәк тәшкилати әмгәк өлчәмлири башқармисиниң башлиқи корин варга ханим башчилиқидики вәкилләр өмикиниң бу қетимқи зиярити б д т ниң сабиқ кишилик һоқуқ алий комиссари бачилетниң 2022-йили 31-авғуст елан қилинған “шинҗаң доклати” ға нәқ бир йил болған, шундақла хитай өткән йили тәстиқлиған хәлқара әмгәк тәшкилатиниң мәҗбурий әмгәкни бикар қилиш һәм чәкләш тоғрисидики икки әһдинамиси бу йил 12-авғусттин башлап рәсмий күчкә игә болған бир вақитта елип берилған.

Хитай мәмликәтлик хәлқ қурултийи өткән йили 8-айда хәлқара әмгәк тәшкилатиниң 1930-йили чиқарған “мәҗбурий әмгәк һәққидики әһдинамиси” , йәни 29-номурлуқ әһдинамиси билән, 1957-йили чиқарған “мәҗбурий әмгәкни бикар қилиш әһдинамиси” , йәни 105-номурлуқ әһдинамисини тәстиқлиған. Хәлқара әмгәк тәшкилати хитайниң бу икки әһдинамини тәстиқлиғанлиқини қарши алған болсиму, лекин көзәткүчиләр хитайниң уйғурларни кәң көләмлик мәҗбурий әмгәккә селиш билән әйиблиниватқан бир вақитта бу икки әһдинамини тәстиқлишидики мәқситигә қарита соал қойған.

Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң хитай ишлириға мәсул муавин район дериктори сараһ брукс (Sarah Brooks) 5-сентәбир бу һәқтики зияритимизни қобул қилғанда, зиярәтниң буниң билән чәклинип қалмаслиқи, хитайниң б д т кишилик һоқуқ алий комиссари ишханисиниң доклатида оттуриға қоюлған башқа тәвсийәләрниму толуқ орундишини тәләп қилди.

Сараһ брукс мундақ деди: “мениңчә, бу зиярәтниң хәлқара әмгәк тәшкилатиға нисбәтән мәҗбурийәт характерлик бир вәзипә икәнликини етирап қилиш муһим. Шундақла бу йәнә кишилик һоқуқ алий комиссариниң 2022-йили 8-айда елан қилинған ‛шинҗаңниң кишилик һоқуқ вәзийити‚ ни бир тәрәп қилиш һәққидики доклатида оттуриға қоюлған конкрет тәвсийә. Лекин биз буни катәкчиниң пәқәт бир нуқтиси, дәп қараймиз. Бу кишини үмидләндүрсиму, лекин хитай һөкүмитиниң кишилик һоқуқ алий комиссари ишханисиниң доклатида оттуриға қоюлған башқа бир йүрүш тәвсийәләргә диққәт бериши вә униңға әмәл қилишиға техиму әрзийду.”

Сараһ бруксниң ейтишичә, улар хитайниң б д т кишилик һоқуқ алий комиссари ишханиси вә б д т ниң башқа органлириниң уйғур райониға даир тәвсийәлиригә толуқ әмәл қилишини күтидикән. Сараһ брукс мундақ дәйду: “бу тәвсийәләр дөләт бихәтәрликидин тартип, террорлуққа қарши турушқичә болған бир қатар мәсилиләрниң қануний рамкисини қайта көздин кәчүрүшни өз ичигә алған. Хәлқара кәчүрүм тәшкилати (хитайниң) уйғур вә башқа мусулманларни нишан қилишта бу қануний рамкидин пайдиланғанлиқини һөҗҗәтләштүргән. Б д т ниң башқа органлириниң тәвсийәлирини, җүмлидин ирқий кәмситишкә хатимә бериш комитетиниң тәвсийәлирини иҗра қилишта, һәммидин муһими әркинликидин халиғанчә мәһрум қилинған барлиқ шәхсләрни, учур қаналлирини, дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғурларниң аилиси билән болған алақә қаналлирини ечиветиши керәк.”

Хәлқара әмгәк тәшкилати вәкилләр өмикиниң уйғур районидики бу қетимлиқ зияритидә райондики халиған бир завут-карханини әркин тәкшүрүш, бу завут-карханилардики уйғур вә башқа мусулман ишчилар билән әркин сөзлишиш пурситигә еришкән яки еришмигәнлики; әгәр бундақ бир пурсәткә еришкән болса, қайси завут-карханиларни зиярәт қилғанлиқи ениқ әмәс. Хәлқара әмгәк тәшкилати 5-сентәбир мухбиримизға әвәткән язма баянатидиму бу зиярәтниң тәпсилий мәзмуни, зиярәттә музакирә қилинған конкрет темиларға даир тәпсилатларни чүшәндүрмигән. Лекин зиярәттә хитайниң қануни вә (хитай) тәстиқлиған хәлқара әмгәк әһдинамисиниң ишқа орунлишиш җәһәттики кәмситиш вә мәҗбурий әмгәкни чәкләшкә даир мәзмунлирини иҗра қилиш вә әмәлийләштүрүшкә аит техникилиқ музакириләрниң елип берилғанлиқини билдүргән.

Баянатта мундақ дейилгән: “хәлқара кәчүрүм тәшкилати хитай қанунлириниң иҗра қилиниши, (хитай) тәстиқлиған хәлқара әмгәк әһдинамисиниң ишқа орунлишиш вә кәспий җәһәттики кәмситиш, шундақла мәҗбурий әмгәкни чәкләшкә аит техникилиқ музакириләрни елип бериш вәзиписини орундиди” . Һалбуки, вашингтондики уйғурларниң әмгәк һәқлирини көзитип келиватқан мустәқил аммиви тәшкилатлардин “ишчилар һоқуқи бирләшмиси” ниң қаришичә, хәлқара әмгәк тәшкилатиниң һечқандақ бир аммиви тәшкилат билән бирәр мәслиһәттә болмай туюқсиз уйғур районида зиярәттә болуши “тоғра қарар әмәс” икән.

Бу тәшкилатниң мәҗбурий әмгәк пирограммисиниң маслаштурғучи хадими җәвһәр илһам, 5-сентәбир бу һәқтики зияритимизни қобул қилип мундақ деди: “мениң билишимчә, мән алақидә болған һечқандақ бир уйғур тәшкилати вә кишилик һоқуқ тәшкилати бу зиярәттин хәвәрләндүрүлмигән. Бу зиярәт пүтүнләй туюқсиз болди. Бу зиярәтниң һечкимгә хәвәр қилинмай елип берилишини интайин ғәлитә дейишкә болиду. Мениңчә, хәлқара әмгәк тәшкилатиниң кишилик һоқуқ тәшкилатлириға мәслиһәт салмай уйғур районида зиярәттә болуши, бәк тоғра қарар әмәс.”

Җәвһәр илһамниң ейтишичә, бу йәрдики һалқилиқ мәсилә-бу тәшкилатниң қандақ вақитта уйғур районида зиярәттә болуши әмәс, бәлки униң зиярәттә қандақ йол тутқанлиқиға бағлиқ икән. Җәвһәр илһам мундақ деди: “мән зиярәтниң вақтини яхши яки яман дәп қаримаймән, лекин бу йәрдә зиярәтниң пәқәт тоғра йоли яки хата йолила бар. Бу мениң қаришим. Мениң демәкчи болғиним шуки, бу районда зиярәттә болушқа болиду, лекин бу зиярәт чоқум мувапиқ шәртләрдә елип берилиши керәк. Буниңдики биринчи шәрт, вәкилләр чоқум уйғур вә қазақ қатарлиқ хәлқләр билән әркин сөзлишәлиши, һөкүмәтниң һәрқандақ шәкилдики тәсирисиз, һәтта һөкүмәтниң хәвирисиз улар билән алақә қуралиши керәк.”

Лекин хитай таратқулириниң бу мәзкур зиярәткә аит хәвәрлиридики учурлар интайин чәклик болуп, бу һәқтики хәвәрләрдә уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари ма шиңрүй билән уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң рәиси әркин туниязниң вәкилләр өмики билән көрүшкәнлики, ма шиңруйниң уйғур районида кишилик һоқуқ дәпсәндичилики вә мәҗбурий әмгәкниң мәвҗутлуқини рәт қилғанлиқи тәкитләнгән. “шинҗаң гезити” ниң бу һәқтики хәвиридә қәйт қилинишичә, ма шиңрүй вәкилләр өмики билән көрүшкәндә американи тәнқидләп, уйғур районида мәҗбурий әмгәк мәвҗут дейиш, “америка башлиқ ғәрб әллиридики хитайға қарши күчләрниң тоқуған боһтани” дегән. Хитай һөкүмити уйғур районида мәҗбурий әмгәк вә ирқий қирғинчилиқ елип берилғанлиқини изчил инкар қилиш билән бир вақитта, хәлқара җәмийәтниң мәзкур районда мустәқил вә тәрәпсиз тәкшүрүш елип бериш тәләплирини рәт қилип кәлгән.

Дуня уйғур қурултийи берлин ишханисиниң мудири ғәюр қурбанниң ейтишичә, бу зиярәт әмәлийәт нуқтисидин тоғра болмисиму, әмма нәзәрийә җәһәттин хата әмәс икән. У, бу сөзләрни 5-сентәбир бу һәқтики зияритимизни қобул қилғанда тәкитлиди. Лекин униң агаһландурушичә, әмәлийәт нуқтисидин ейтқанда, хитай һөкүмити хәлқара әмгәк тәшкилати вәкиллириниң зияритини өзиниң тәшвиқати үчүн ишлитип, уларниң райондики хәлқләр билән әркин учришишиға йол қоймайдикән. Лекин хәлқара кәчүрүм тәшкилатидики сараһ бруксниң қаришичә, бу зиярәт хитай һөкүмити уларниң районда мустәқил көзитиш елип беришини чәкләп қойған бир вақитта, хәлқара әмгәк тәшкилатиниң райондин игилигән әһвалларни қисмән болсиму сөзләш имканийитигә игә қилидикән.

 Сараһ брукс мундақ дәйду: “хәлқара әмгәк тәшкилати вәкилләр өмикиниң вәзиписи кашилиға учриған тәқдирдиму, лекин улар вәкилләр өмики еришкән яки еришәлмигән хитайниң шинҗаңдики мәҗбурий әмгикигә даир учурлар һәққидә сөзләш имканийитигә еришиду. Чүнки, хитай кишилик һоқуқ назарәтчилиринила әмәс, хәлқара кишилик һоқуқ көзәтчилириниңму шинҗаңда көзитиш елип беришини рәт қилғачқа, биз доклатлиримизни мустәқил дәлилләшкиму амалсиз қалдуқ.”

Хәлқара әмгәк тәшкилатиниң 5-сентәбир радийомизға әвәткән язма баянатида қәйт қилишичә, әза дөләтләрниң “хәлқара әмгәк әһдинамиси” ни толуқ иҗра қилишиға техникилиқ мәслиһәт бериш, бу тәшкилатниң назарәтчилик хизмитиниң бир парчиси икән. Баянатта, хитайниң 2066-йили мәзкур тәшкилатниң кәсип вә ишқа орунлишишта кәмситишкә хатимә бериш һәққидики 111-номурлуқ әһдинамисини, шундақла униң йәнә 2022-йили мәҗбурий әмгәккә хатимә бериш һәққидики 29-номурлуқ әһдинамиси вә 105-номурлуқ әһдинамисини тәстиқлиғанлиқини билдүргән. Һалбуки, хәлқара әмгәк тәшкилати бу йил 2-айда елан қилған доклатида, хитайниң уйғур районида йолға қоюп кәлгән дөләт һамийлиқидики “намратлиқтин қутқузуш” вә “йөткәп ишқа орунлаштуруш” пирограммилирини тәнқидлигән. Районда ишқа орунлишиш җәһәттики кәмситиш вә мәҗбурий әмгәкниң омумйүзлүк мәвҗутлуқи тәкитләнгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.