Хәлқара музика чолпанлири һәсән вә ирпан: “уйғурниң қәдимий музика туйғусини келәчәкниң музика еқимиға туташтурдуқ”

Вашингтондин мухбиримиз гүлчеһрә тәйярлиди
2023.07.18
none-sound-hesen-irpan-muzika-01 “үнсиз” музика әтритиниң қурғучилири һәсән мәхмут билән ирпан туғрул
None-Sound

7-Айниң 13-күнидин 17-күнигичә, хәлқара даңлиқ музика фестиваллиридин “вейи шағғу музика фестивали” (Festival Des Vieilles Charrues) ға қатнашқан “Non Sounds” (үнсиз) музика әтритидин һәсән билән ирпан орунлиған електиронлуқ музика бу фестивалға қатнашқан йүз миңлиған музика мәстанилирини һаяҗанға салған.

Йеқинқи йиллардин башлап дуня електиронлуқ музика саһәсидә көзгә көрүнүшкә башлиған һәсән вә ирпан бу музика фестивалиниң иккинчи күни, йәни 14-июл фирансийә дөләт байримида, тамашибинларға өзлириниң нәқ мәйданда орунлаш маһаритини көрсәткән. Музика ритимиға мас һалда, арилап улар биз “үнсиз әтрити” , “биз уйғур” дегән җараңлиқ садаларни яңратқан.

Мәзкур фестивалниң тор бетидики учурларға қариғанда, шу күнидики бу музика фестивалиға қатнашқан тамашибинлар сани 350 миңға йәткән болуп, дунядики әң көп артис-сәнәткар вә тамашибинлар йиғилған музика фестивали болған.

“вейе шағғу музика фестивали” ” (Festival Des Vieilles Charrues) 1992-йилдин бери өткүзүлүп келиватқан хәлқаралиқ даңлиқ музика фестивали. Униңға дуняға даңлиқ рок, поп, електирон, хип-хоп қатарлиқ музика түрлиридә етирап қилинған, һазир бу саһәдә башламчи болуватқан явропа вә америкиниң даңлиқ музика әтрәтлири, дуняви нахша музика чолпанлири тәклип қилиниду. Бу нөвәтлик музика фестивалиға, икки уйғур яш тәрипидин қурулған None Sounds (үнсиз) музика әтритиму тәклип билән қатнашқан.

“уйғур мәшрәплиридики кәйпиятни дуня музика фестивалида һасил қилдуқ”

Әмдила фирансийәдики оюнлирини түгитип испанийәгә қайтип кәлгән “үнсиз” музика әтритиниң қурғучилири һәсән мәхмут билән ирпан туғрул зияритимизни қобул қилип, шу күндики сәһнә кәйпиятини тәсвирләп: “биз өтмүш, һазир вә кәлгүсини музика арқилиқ ипадиләп чиқтуқ, музика ретемимиз чәксизликниң сезимини һасил қилди. Тамашибинлар худди мәшрәплиримиздики юқири кәйпиятни һасил қилған шу ретимдикидәк бир кәйпиятқа кирди” дәйду.

“None Sounds” (үнсиз) намлиқ музика әтритиниң башлиқи һәсәнниң ейтишичә, бу уйғурларниң тунҗи қетим бу фестивалға таллиниши болуп, асиядинму техи бу фестивалға қатнишиш салаһийитигә игә болған әтрәт йоқ икән.

Уларниң чүшәндүрүшичә, електиронлуқ музикини орунлаш, пүтүнләй тәбиий талант вә музика сезимигә бағлиқ болупла қалмай, йәнә әң йеңи тәрәққий қилған үскүнә-әсвабларни, пишқан кәспий маһарәт, юқири техникилиқ маслишишчанлиқни тәләп қилидиған болуп, бу икки талантлиқ уйғур яшниң нәқ мәйданда чалған 70 минутлуқ мелодийәлирини, фестивал музика сәһниси қурулған путбол мәйданиға лиқ толған йүз миңларчә тамашибин тәң алқишлиған.

 Һәсән билән ирпан “биз, нәқ мәйданда орунлиған юқири маһарәтлик музикилиримиз билән уйғур музика сезимлирини дуняви музика ритимлириға туташтурдуқ, бизниң яңратқинимиз уйғурниң қәдимий музика туйғуси вә сезими” дәйду.

Юқири пән техникиниң тәрәққияти музика саһәсигиму йеңи бөсүшләрни елип кәлгән болуп, електиронлуқ музика, рок музикилири, хип-хоп музикилири әнә шу тәрәққиятниң нәтиҗилиридур. Бу йеңи еқимдики музикилар дуняда тамашибинлири әң тез көпийиватқан, болупму яшларни мәркәз қилған аммиви асасқа игә болғачқа тәсир даирисиму интайин зор. Күчлүк риқабәткә толған бу саһәдә йетишип чиққан талант игилири болса бу саһәниң чолпанлири, һәтта дуняви чолпанлар һесаблиниду.

Фирансийәдә өткүзүлгән хәлқара даңлиқ музика фестиваллиридин “вейе шағғу” музика фестивалида уйғур яшлиридин ерпан вә һәсән маһарәт көрсәтмәктә. 2023-Йили июн.
Фирансийәдә өткүзүлгән хәлқара даңлиқ музика фестиваллиридин “вейе шағғу” музика фестивалида уйғур яшлиридин ерпан вә һәсән маһарәт көрсәтмәктә. 2023-Йили июн.

“музика сәнити нам-шөһрәт әмәс, әркинлик истәйду”

“үнсиз” музика әтритиниң қурғучиси һәсән мәхмут електиронлуқ музика сәһнилиридә Aishan яки Aishan Rock дегән исим билән даңдар. У буниң алдидила хитайда “рок музика падишаһи” дегән намларни алғаниди.

У көп қетим чәтәл сәһнилирини көргән, асияғиму тонулған йеңи еқимдики музика саһәсиниң чолпини һесаблиниду. У “үнсиз” музика әтритиниң асаслиқ мелодийә иҗадийәтчиси вә чалғучиси. У 1987 йили үрүмчидики дөңкөврүк мәһәллисидә туғулған болуп, турмуштики қийинчилиқи түпәйли 14 йешидила өйдин айрилип, музика өгиниш арзусида тохтимай тиришқан. Һәсән өзиниң тунҗи музика әтритини 2004-йили, шаңхәйдә икки фирансуз музикант билән бирликтә қурған.

 Бала чағлирида дап вә чаң челип, башланғуч мәктәптә оқуватқан чағлиридила уйғур диярида кичик чолпанлардин болуп қалған һәсән бара-бара електиронлуқ музикиға қизиқип қалған. “мәнму дуняви сәһниләрдә музика чалалайдиған чолпанлардин болимән” дегән бир балиларчә арзу ахири ғайигә, мана әмди реаллиққа айланған.

“бу йәргичә келиш һәргизму асанға тохтимиди” дәйду һәсән еғир тинип.

 Һәсән мәхмут тоғрулуқ хитай таратқулири вә башқиларда сақланған хәвәр архиплиридин мәлум болушичә, һәсән шу мәзгилләрдила, рок вә електиронлуқ музикиларни челип фестивалларға қатнашқан; -2009 йили тунҗи қетим хитайдин вәкил болуп хәлқара мусабиқиләргә қатнишип, гепсин мукапатиға еришип хитай мәтбуатлардиму тонуштурулған. Уни хитайда кишиләр җими һендрикс (Jimi Hendrix) дейишидикән. Җими һендрикс 1942-йилдин 1979-йилғичә яшиған лондондики даңлиқ музикант икән.

Гәрчә һәсән хитайда, електиронлуқ музика саһәсидә әң алдинқи қатарда санилидиған музикантқа айлинип болған болсиму, милләт кимлики сәвәблик йәнила кәмситиш вә наһәқ муамилиләргә учриғанлиқи үчүн, 2015-йилиниң оттурилири чәтәлгә чиқип кетишни қарар қилған; 2015-йили 5-айда шаңхәйдә хошлишиш музика кечилики өткүзүп, испанийәгә чиқип кәткән. Көп қирлиқ, талантлиқ музикант һәсәнниң чалған музикилиридин башқа, өзи ейтқан иҗадий нахшилириму хели зор алқишқа еришмәктә икән.

“үнсиз” музика әтритиниң қурғучилири һәсән мәхмут билән ирпан туғрул сәһнидә турған көрүнүш. 2023-Йили
“үнсиз” музика әтритиниң қурғучилири һәсән мәхмут билән ирпан туғрул сәһнидә турған көрүнүш. 2023-Йили

 “ортақ ғайә, өз ара-ишәнч вә һәмкарлиқ нәтиҗә яритиду”

Ирпан тоғрул, сәһнә нами (Hesher) , “үнсиз” музика әтритидә мелодийәниң техника вә үскүнә лайиһәсигә мәсул.

Ирпан, 1993-йили хотәнниң керийә наһийәсидә туғулған. Електиронлуқ музикилар әмди мода болуватқан вақитларда туғулған ирпан, кичикидинла електиронлуқ музикиға иштияқ бағлиған. У чәтәл йеңи мода еқим музикилирини аңлап йүргинидә, бу саһәдә Aishan Rock исимлик бир уйғурниң хитайда етирап қилинған чолпан икәнликини билгән, униң музикилирини тордин көрүп толиму һаяҗанланған. Ирпан ахири музикиға болған иштияқиниң түрткисидә ғәйрәткә келип бейҗиңдики алий мәктәптики оқушини ташлап, қәлбидики музика чолпани һәсәнни издәп барған. 2015-Йили улар шаңхәйдә бирликтә “үнсиз” әтритини қуруп, 1-айниң 1-күни шаңхәйдә тунҗи мәйдан оюнини көрсәткән. Һәсән хитайдин айрилғандин кейин ирпанму 2016-йили японға чиқип кәткәникән.

Һәсән билән ирпан бири музика ретимиға мәсул болса йәнә бир үн техникиси лайиһәсигә мәсул болуп ишләп келиватқили 10 йил бопту. Улар қайта җәм болушниң алдида, айрим-айрим икки дөләттә турупму тор арқилиқ мәшиқни давамлаштурған һәмдә уйғурларниң музика сәнитини дуня сәһнилиридә тонутуш арзусида тохтимай издәнгән. Улар бирликтә явропа, америка, биразилийә қатарлиқ җайларда һазирғичә 50 мәйдандин артуқ маһарәт көрсәткән.

  Бири үрүмчидә, бири керийәдә туғулған, йеши пәрқлинидиған бу икки музикантниң кәсип җәһәттики зич һәмкарлиқи, чин достлуқи вә ака-инидәк бир-биригә көйүнүши уларниң кәсип җәһәттә юқири пәллигә чиқишида муһим рол ойниған.

“һәр қандақ қийинчилиқтиму ғайимиз, мурад-мәқсәтлиримиздин ваз кәчмидуқ”

Ирпанниң ейтип беришичә, 10 йил мабәйнидә улар сәргәрдан музикантлар қатарида ятқудәк җай тапалмиған, ач қалған қийин күнлириму болған. Чүнки електиронлуқ музика саһәсидә тәрәққий қилиш хели зор мәбләғ тәләп қилидиған иш болуп, илғар музика үскүнилирини сетивелиш һәмдә уларни өзлириниң алаһидиликигә асасән лайиһәләп қураштуруш керәк болидикән.

Улар мушәққәтни йеңип давамлиқ тиришқан һәмдә електиронлуқ музика саһәсидики йеңи-йеңи иҗадийәтлири, өзгичә алаһидилики билән диққәт қозғап, хәлқара музика фестиваллириға қатнишиш салаһийитигә еришкән.

 “үнсиз” музика әтрити 2022-йили 12-айда фирансийәниң ғәңс шәһиридә өткүзүлгән електиронлуқ музика фестивалиға қатнишип йәрлик таратқуларниң диққитини қозғиған икән. Бу йилқи фестивалниң еланлиридики тонуштурушқа қариғанда, “үнсиз” музика әтритиниң қәдимийлик билән заманивилиқ бирләшкән музикилири өзгичә сеһрий күчкә игә икән.

Бу қетимлиқ фестивалда йүз миңлиған мәстаниләрни өзигә җәлп қилған һәсән билән ирпан йәнила кәмтәрлик билән: “әҗдадлиримизниң мирасини тонутуш бизниң бурчимиз, уйғур хәлқимизни дуняға тонутуш үчүн давамлиқ тиришимиз. Биз алди билән өз миллитимиз, уйғурларниң қоллишиға моһтаҗ” дәйду.

Фирансийәдә өткүзүлгән хәлқара даңлиқ музика фестиваллиридин “вейе шағғу” музика фестивалидин көрүнүш. 2023-Йили июн.
Фирансийәдә өткүзүлгән хәлқара даңлиқ музика фестиваллиридин “вейе шағғу” музика фестивалидин көрүнүш. 2023-Йили июн.

“тамашибинларниң садалирини чоқум бовилиримиз мән билән тәң аңлиди”

Електиронлуқ музика дегинимиз һазирқи заман ун техника үскүнилири арқилиқ, аваз тивишниң өзгириши, ретими арқилиқ мелодийә һасил қилидиған музика болуп, бу хил музика пәйда қилидиған сезимни һәсән мундақ тәсвирләйду: “биз илғар үскүнә вә аваз системиси арқилиқ, қәдимки уйғур музикилирини бүгүнки һәтта кәлгүсидики йеңи дуня музика еқимлириға башлап киримиз. Бу хил електиронлуқ музика пәйда қилидиған туйғу интайин чоңқур вә күчлүк болуп, худди бизниң уйғур мәшрәплиримизниң әвҗигә чиққан пәйттики һәммини унтулдуридиған қәдимий музика кәйпиятиға охшайду” .

Һәсән йәнә һаяҗанда сөзини мундақ давам қилди: “биз шу тәсәввурни дуняви илғар сәһнидә көрсәттуқ. Тамашибинларниң музика туйғуси юқири кәйпиятқа көтүрүлгән пәйттә “биз унсиз” , “биз уйғур” дәп товлидуқ. Шу пәйттә пәйда болған тамашибинлардики һаяҗанлиқ кәйпият мән үчүн әң зор утуқ. Бу 10 йиллиқ мусапирлиқтики тиришчанлиқимизниң бир нәтиҗиси. Бизла әмәс, пүтүн уйғурниң әслидә қенида бар болған музика туйғулириниң дуня сәһнисидә намайәндә қилиниши” .

Һәсән билән ирпан өзлириниң таланти вә тиришчанлиқи билән билән тонулғандин кейин, хәлқара сәһниләрдә өзини намаян қилип, дуняниң уйғурларға болған қариши вә чүшәнчисини өзгәртишкә тиришмақта икән.

Һәсән бу һәқтә тохтилип: “дуня биз уйғурларниң гүзәл тәрәплириниму чүшиниши керәк, биз тоғрулуқ сөзлиниватқан гүзәл нәрсиләр бәк аз, чүнки һәр қанчә мүшкүлатларға учриған инсанму бәл қоювәтмәй тиришса һаман утуқ қазиниду, һәммә инсанни қайил қилиду. Биз “үнсиз” шуниң бир мисали, сәһнидә “биз уйғур” дәп товлиған вақтимда миңлиған инсанларниң музикимизға җор болғанлиқини, уларниң шавқун-садалирини, чоқум ата-бовилиримиз мән билән тәң аңлиди...” дәйду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.