“хитай ишлири бойичә хәлқара парламентлар һәмкарлиқи” хәлқара җинайи ишлар сотини уйғур қирғинчилиқиға аит әрзгә қарап чиқишқа чақирди

Мухбиримиз ирадә
2020.11.09
rodniy-dikson-Rodney-Dixon.jpg Әнглийәлик адвокат родний диксон(Rodney Dixon) әпәнди (солдин иккинчи) “шәрқий түркистан сүргүн һөкүмити” билән “шәрқий түркистан миллий ойғиниш һәрикити” билән син арқилиқ өткүзгән соһбити. 2020-Йили 7-июл.
AFP

“хитай ишлири бойичә хәлқара парламентлар һәмкарлиқи” йәни (IPAC) 2020-йили 6-айда демократик дөләтләрниң парламент әзалириниң хитайға мунасивәтлик мәсилиләрдә өз-ара һәмкарлишиши мәқситидә қурулған һәмкарлиқ тәшкилатидур. Бу тәшкилат 9-ноябир күни бу һәмкарлиқтики 14 дөләткә вәкиллик қилидиған җәмий 63 нәпәр парламент әзаси бирликтә хәлқара җинайи ишлар сотиниң баш тәптишигә мәктуп әвәтип, хитайниң уйғурларға ирқий қирғинчилиқ йүргүзүватқанлиқи һәққидә сунулған әрзни қобул қилип тәкшүрүшини тәләп қилди.

Бу йил 7-айда әнглийәдики бир адвокатлар гурупписи “шәрқий түркистан сүргүн һөкүмити” билән “шәрқий түркистан миллий ойғиниш һәрикити” гә вакалитән хәлқара җинайи ишлар сотиға 80 бәтлик бир әрзнамә сунуп, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қарита ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт садир қиливатқанлиқини вә хәлқара сотниң хитай үстидин тәкшүрүш елип беришини тәләп қилған иди. юқириқи 63 нәпәр парламент әзаси әнглийәлик адвокат родний диксон башчилиқида сунулған бу әрзнамидә хитай һөкүмитиниң уйғур вә башқа түркий хәлқлиригә қаритилған ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши башқа җинайәтләрни садир қилидиғанлиқи тоғрисида тәпсилий вә кәң пакитлар мәвҗутлуқини тәкитләп, хәлқара җинайи ишлар сотини бу әрзни қобул қилишқа чақирған.

Мәктупта мунулар дейилгән: “хәлқара җинайи ишлар сот мәһкимиси хәлқарада инсанийәткә қаритилған ирқий қирғинчилиқ вә җинайәтләргә һөкүм қилишта өзгичә иқтидарға игә. Биз хәлқара җинайи ишлар сот мәһкимисиниң кишилик һоқуқни дәпсәндә қилиш қилмишлирини садир қилғучиларниң җавабкарлиққа тартилшиға капаләтлик қилишини үмид қилимиз, шундақла бундақларниң тегишлик җазаға тартилмаслиқиниң алдини елишта өз ролини җари қилдурушини сораймиз.”

Хитай һөкүмити әслидә хәлқара җинайи ишлар сот мәһкимисигә әза болған дөләт әмәс, әмма әнглийәлик адвокатлар йоллиған әрзнамисидә хәлқара җинайи ишлар сотиға әза дөләтләрниң земинида йүз бәргән җинайәтләрниң илгири қобул қилинип баққанлиқидәк мисалдин чиқиш қилип туруп, хитайни әрз қилған икән. Мәсилән, улар әрзнамисидә хәлқара җинайи ишлар сотиға әза болған таҗикистан вә камбоджа қатарлиқ дөләтләрниң уйғурларни хитай һөкүмитигә өткүзүп бериватқанлиқини нуқтилиқ түрдә оттуриға қоюш арқилиқ хитайниң чегра һалқип өз һоқуқини иҗра қилиш урунушиға қарита хәлқара назарәтни күчәйтмәкчи болған. Әрзнамидә уйғурларни бастурушта җавабкарлиқи бар дәп қариливатқан ши җинпиң қатарлиқ 30 дин артуқ хитай әмәлдариниң исми тилға елинған.

Дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса уйғурлар учраватқан зулумниң сориқини қилиш йолида көрситилгән бу парламентлар ара тиришчанлиқни қарши алди вә буниңға күч чиқарған һәрқайси уйғур тәшкилатлири вә парламент әзалирини тәбриклиди. У демократик әлләрниң парламент әзалириниң уйғур мәсилисидә бирликкә келип бундақ чақириқни қилиши бизгә зор илһам бериду, деди.

“хитай ишлири бойичә хәлқара парламентлар һәмкарлиқи” ниң рәислириниң бири, хәлқара адвокатлар җәмийити кишилик һоқуқ институтиниң мудири баронес хелена кенниди ханим бу һәқтә мундақ дегән:

“шинҗаң районидики уйғур вә башқа аз санлиқ милләтләргә қаритилған дәһшәтлик зиянкәшликни ашкарилаватқан дәлил-испатлар көпәймәктә. Хәлқара җинайи ишлар сот мәһкимиси бу һәқтики әйибләшләрни вә дәлил-испатларни толуқ тәкшүрүши керәк, һоқуқ берилгән тәқдирдә, җинайәтчиләрниң сотқа тартилишиға капаләтлик қилиш керәк.”

Уйғур мәсилиси һәққидә хәлқара җинайи ишлар сотиға әрз сунған әнглийәлик адовкат родний диксон “хитай ишлири бойичә хәлқара парламентлар һәмкарлиқи” (IPAC) ичидики парламент әзалири көрсәткән қоллашниң интайин муһимлиқини тәкитләп: “хәлқара җинайи ишлар сот мәһкимисигә әза дөләтләрдин кәлгән нурғун парламент әзалири хәлқара җинайи ишлар сотиниң баш тәптишини хитай һөкүмити әмәлдарлири үстидин уйғур вә башқа түркий хәлқләргә қиливатқан вәһшийлики тоғрисида тәкшүрүш елип бериши керәк дәп қарайду. Бу бир бөсүш характерлик иш вә муһим пурсәт, биз хәлқара җинайи ишлар мәһкимиси тәптишлирини бу мәсилини кечиктүрмәсликкә чақиримиз,” дегән.

Долқун әйса әпәнди һазир уйғурлар учраватқан зулумни ирқий қирғинчилиқ дәп аташ вә хитай һөкүмитини мушу җәһәттин җавабкарлиққа тартиш йолида көп тиришчанлиқлар көрситиливатқанлиқини әскәртип, буниң кишигә зор үмид беғишлайдиған бир йүзлиниш икәнликини билдүрди.

Юқириқи бу чақириққа имза қойған 63 нәпәр парламент әзаси ичидә әнглийә консерватиплар партийәсиниң сабиқ рәһбири сирлиин данкан симис, австралийә әмгәкчиләр партийәсиниң кеңәш палата әзаси кимберлей китчиң вә германийә йешиллар партийәсиниң әзаси маргарети бовзиң һәм шундақла йәнә канада, голландийә, италийә, данийә, фирансийә, латвийә, шиветсийә, шиветсарийә, йеңи зиландийә, чехийә, белгийә қатарлиқ дөләтләрниң парламент әзалиридин тәркиб тапқан.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.