Архип
2019-02-11
Явропа иттипақиниң мәркизи җайлашқан белгийә пайтәхти бирюсселда хитай җасуслириниң җанлинишқа башлиғанлиқи илгири сүрүлди.
2019-02-09
Түркийә ташқи ишлар министирлиқи баянат елан қилип, хитай һөкүмитиниң бир милйондин артуқ уйғурларни җаза лагерлириға солиғанлиқини қаттиқ әйибләп, буни “инсанийәт үчүн бир бүйүк номус” дәп билдүрди.
2019-02-08
Керәм мамутниң хоңкоңдики “җәнубий хитай сәһәр почтиси” гезитигә билдүрүшичә, у “террорлуқ тәшкилати билән бағлинишлиқ икки киши билән телефон алақиси қилған”, дегән сәвәб билән тутқун қилинған икән.
2019-02-06
“өмәр уйғур вәхпи” ниң паалийәтлири чәклимигә учрапла қалмастин, өмәр уйғур әпәндиниң өзиму биваситә тәһдитләргә дуч кәлмәктикән.
2019-02-01
ATV Америкиниң сүрийәдә ғайиб болған 25 миң даеш қораллиқ террорчилирини айропилан арқилиқ уйғур аптоном райониниң чеграсидики “вахан каридори” ға йөткигәнлики, америкиниң пилани даешни ишқа селип, хитайға қарши “шәрқий түркистан фронти” ечиш икәнликини илгири сүргән.
2019-02-01
Адилайд шәһиридики “шинҗаң җәмийити” тәрипидин тәшкилләнгән хитайлар уйғурларниң әнәниви миллий кийимлирини кийип, “австралийә күни” дики паратқа қатнашқан.
2019-01-30
Америкидики йел университетиниң қанунчилиқ мәктипидә уйғур дияридики лагерлар мәсилиси һәққидә муһакимә йиғини өткүзүлди.
2019-01-30
2017-Йили 7-айда 5 нәпәр уйғур, түркийә чеграсидин булғарийәгә қанунсиз кирди дәп булғарийә сақчилири тәрипидин солап қоюлған иди.
2019-01-28
Австралийәниң “шакичик қизил подкаст” суписидики радио сөһбитидә нөвәттә хитай һәққидики асасий чоң хәвәрләрниң бири тәбиий һалда уйғурларға бағлинип қалидиғанлиқи алға сүрүлди.
2019-01-28
Америкадики блумберг хәвәрлири гезитиниң бейҗиңда турушлуқ мухбири питир мартен йеқинда уйғур елиниң үрүмчи, қәшқәр, хотән вә қорғас қатарлиқ җайлирида зиярәттә болған.
2019-01-28
Пакистанлиқ бир содигәрниң уйғур аяли йеқинда радийомиз зияритини қобул қилип, өзиниң 2017-йили уйғур диярида тутқун қилинғанлиқи вә йиғивелиш лагерида чидиғусиз азабларни бешидин өткүзгәнликини аңлатти.
2019-01-28
Түркийәниң һәр қайси җайлирида хитайға қарши наразилиқ паалийәтлири вә уйғурларниң һазирқи вәзийитини оттуриға қоюш үчүн доклат бериш, мәтбуат баянати елан қилиш паалийәтлири күнсайин көпәймәктә.
2019-01-28
“зәйтинбурну қериндашлиқ мунбири” билән “шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики” ниң һәмкарлиқида өткүзүлгән бу намайишқа уйғур, түркләрдин болуп 2000 дин артуқ кишиниң қатнашқанлиқи илгири сүрүлди.
2019-01-25
Түркийә ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу түркийәниң уйғур мәсилиси һәққидики көз қарашлири вә сәзгүрлүкини хитай даирилиригә йәткүзүватқанлиқини билдүргән.
2019-01-24
Гилгит вә равалпиннидики бир қисим уйғурлар “хитай пуқралири җәмийити” тәрипидин тарқитилған җәдвәл тапшурувалған.