Архип
2013-12-13
Һазир дуняниң, болупму мәркизий асияниң көплигән аммиви ахбарат васитилиридә елан қилиниватқан мақалиләргә қариғанда, анализчилар афғанистанниң келәчәк тәқдири әтрапида җиддий бәс-муназириләрни елип бериватмақта.
2013-12-11
2014-Йилниң ахирида америка башчилиқидики хәлқаралиқ күчләр афғанистандин чиқип кәткәндин кейинки афғанистан һәм оттура асияниң хәвпсизлики мәсилиси муһакимә қилинған хәлқаралиқ йиғин йеқинда қирғизистан пайтәхти бишкәктә өткүзүлди.
2013-12-10
Инсан һәқлири күни мунасивити билән түркийәниң пайтәхти әнқәрәдә өткүзүлгән “күнимиздә инсан һәқлири” мавзулуқ йиғинда хитай һөкүмитиниң уйғурларға қарита елип бериватқан бесим сиясити қаттиқ әйибләнди.
2013-12-08
Германийәниң мюнхен шәһиридә 6 - декабир күни өткүзүлгән 9 - нөвәтлик милләтләр мәдәнийити көргәзмисигә қатнаштурулған уйғур мәдәнийитигә аит буюмлар вә уйғур сәнити юқири баһаға еришти.
2013-12-06
Бүгүн америка дөләт мәҗилисидә ечилған 2013 - йиллиқ лантос кишилик һоқуқ мукапати йиғинида уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим йәнә қизғин алқишқа еришти. Америка дөләт әрбаблири, һәрқайси дөләтләрниң әлчилири вә дунявий кишилик һоқуқ паалийәтчилири болуп 500дин артуқ киши қатнашқан бу мурасимда, рабийә ханим алдинқи рәттә орун алғандин башқа, йиғин риясәтчисиниң алаһидә тонуштурушиға вә йиғин қатнашчилириниң қизғин алқишиға еришти.
2013-12-06
Түркийәниң әң яхши үниверситетлиридин бири болған оттура шәрқ техника үниверситетида оқуш җәрянида нурғун йеңи иш пиланлирини оттуриға қоюп мукапатларға еришкән дилһаят баришчи ханим, 2013 - йиллиқ түркийәниң әң муваппәқийәтлик 10 яш қатариға кирди.
2013-12-06
2014 - Йили нато вә америка күчлириниң афғанистандин чекидинғанлиқи илгири сүрүлди, әмма афғанистан әскәрлирини һәрбий мәшиқ қилдуруш, мәслиһәт бериш вә һәмкарлишиш үчүн бир қисим әскири күчниң афғанистанда қалидиғанлиқи билдүрүлди.
2013-12-05
Америка муавин президенти җов байден пәйшәнбә күни хитай америка сода уюшмисида қилған сөзидә америка билән хитайниң универсал кишилик һоқуқ вә ахбарат әркинлики қатарлиқ мәсилиләрдә ихтилапи барлиқини билдүрүп, хитайда турушлуқ америка мухбирлириға қандақ муамилә қилиш мәсилиси оттуридики еғир ихтилапларниң бири икәнликини билдүрди.
2013-12-05
2013 - Йили тунҗи қетим түркийәниң әскишәһир шәһиридә түрк дуняси нахша мусабиқиси өткүзүлмәкчи. Бу мусабиқигә 20 дөләттин нахшичилар қатнишиду. Мәзкур мусабиқигә қатнишидиған нахшичилар сани түркий милләтләрниң нопусиниң аз - көпликигә қарап бәлгиләнгән. Мусабиқә икки шаллаш мусабиқиси, бир һәл қилғуч мусабиқидин тәркип тапқан.
2013-12-04
Оттура асиядики “5 стан” бойичә әң зор топ вә парчә сетиш түрлүк маллар базири болған, алмутаға җайлашқан барахолкида 17-ноябир сәһәр 6 тидә от апити йүз берип, от 14 саәт көйгән.
2013-12-04
Мәркизи истанбулға җайлашқан яш академикләр мәдәнийәт җәмийитиниң уюштуруши билән, “шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримизни унтумаймиз” дегән темида йиғин өткүзүлди.
2013-12-03
Программилирида шәрқий түркистан мәсилисини күн тәртипкә елип келиватқан журналист нәҗмәттин чуһадароғлу әпәнди шәрқий түркистан мәсилисини дуняға қандақ аңлитиш, ахбарат васитилиридин қандақ пайдилиниш тоғрисидики көз қарашлирини биз билән ортақлашти.
2013-12-03
Өзбекистан пайтәхти ташкәнттә өткүзүлгән шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләр һөкүмәт башлиқлириниң 12-мәҗлисидә, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати конкрет лайиһиләрни хираҗәт билән тәминләйдиған ортақ банка қурмақчи икәнлики оттуриға қоюлған.
2013-12-02
29-Ноябир күнидин 1-декабир күнигичә түрк дунясиниң күлтүр пайтәхти дәп елан қилинған түркийәниң әскишәһир шәһиридә чақирилған түрк дуняси яшлири қурултийида уйғур мәсилиси аңлитилди.
2013-11-29
Идиқут асмида чақниған әркинлик, мәрипәт юлтузлириниң ахириқиси, муһитилар аилисиниң роһиға варислиқ қиливатқан биридин - бир оғли, пишқәдәм зиялий, маарипчи ибраһим муһити мушу айниң 22 - күни үрүмчидә 93 йешида аләмдин өтти.