Архип
2014-12-31
Түркийәдики аммивий тәшкилатлар тайландтики 300 уйғурни түркийәгә елип келишни тәләп қилип, һәр хил паалийәтләрни оюштурмақта. 12 - Айниң 27 - күни түркийә доған хәвәр агентлиқи тайланд һөкүмитиниң 300 уйғурни хитайға қайтуруп беришни қарар қилғанлиқи тоғрисидики хәвәрни илан қилғандин кейин, түркийәдики аммивий тәшкилатлар түркийәниң һәрқайси вилайәтлиридә арқа - арқидин намайиш, мухбирларға баянат бериш вә қол қоюш паалийәтлири өткүзүп, түрк һөкүмитини тайландтики 300 уйғурни түркийәгә елип келишкә чақирмақта.
2014-12-30
Түркийә ситар гезитиниң 29 - декабир санида “гунаһсиз вә мәзлум уйғурлар” дегән темида бир мақалә елан қилинди. Бу мақалини ситар гезитиниң обзурчиси севил нурийева ханим язған болуп, мақалидә асаслиқи уйғурларниң наһәқчиликкә учраватқанлиқи, болупму тайландта тутуп турулуватқан уйғурларниң паҗиәлик әһвали тоғрисида тохталған.
2014-12-30
Шиветсийә “уйғуристан мәшрипи” дики яшлар туркийәгә шәрқий җәнуби асия дөләтлиридин келип йәрлишиватқан уйғурларниң қийнчилиқта қалғанлиқи һәққидики хәвәрни аңлап, өзлириниң һәр айлиқ мәшрипидә сахавәт ишлири үчүн йиғилған пуллириға мәшрәптики балиларни вә әтраптидики уйғурларни сәпәрвәр қилип иқтисади җәһәттин ярдәм бериш паалийитини башлиған иди.
2014-12-29
23-Декабир күни москвада русийә, қазақистан, беларусийәдин тәркиб тапқан үч дөләтни өз ичигә алған йеңи район характерлик тәшкилат “явро-асия иқтисадий иттипақи”ниң йиғини болуп өтти.
2014-12-26
Түркийә дөләт рәиси рәҗәп таййип әрдоған 12 - айниң 25 - күни ахшам бәргән катта зияпәткә шәрқий түркистан аммивий тәшкилатлириниң рәһбәрлириму алаһидә тәклип бойичә қатнашти. Әрдоған түркийә хәлқ ирадиси мунбириниму өз ичигә алған 173 чоң аммивий тәшкилатниң мәсуллириға йеңи селинған ордисиниң зияпәт залида зияпәт бәрди. Мәзкур зияпәткә шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ тәшкилати башлиқи һидайәтуллаһ оғузхан әпәнди билән сутуқ буғрахан илим вә мәдәнийәт фонди җәмийити башлиқи алимҗан боғда әпәнди алаһидә тәклип бойичә қатнашти. Мухбирларға йепиқ өткүзүлгән бу зияпәткә түркийә сияситигә зор тәсир көрситиватқан әң чоң аммивий тәшкилатларниң мәсуллири, дөләтниң алий рәһбәрлиридин болуп, 250 әтрапида киши қатнашти.
2014-12-26
Америка җүмә күни пакистанниң шималий вәзиристан районидики исламчи қораллиқ күчләргә учқучисиз айропиланда һава һуҗуми қилип, һуҗумда 30 дәк қораллиқ күчни өлтүргән. Һава һуҗуми талибан вә өзбек қораллиқ күчләрниң афғанистан чеграсиға йеқин җайдики базисини нишан қилған.
2014-12-26
Түркийиниң әң чоң тәшкилатлиридин бири болған үлкү оҗақлири тәшкилати тәрипидин тайландта тутуп турулуватқан 300 уйғурни түркийигә кәлтүрүш үчүн башлитилған имза топлаш паалийити түркийиниң һәр қайси шәһәр вә районлирида давам қиливатиду.
2014-12-26
Украина вәзийити пәқәт украинлиқларнила әмәс, бәлки башқа хәлиқләрниң, җүмлидин қазақистанлиқларниңму диққәт мәркизидә болуватқини мәлум. Болупму дөләт дәриҗисидә русийә вә украина охшаш икки сабиқ қериндаш совет җумһурийити оттурисида йүз бәргән тоқунуш явропа вә пүткүл дуня вәзийитигә қаттиқ тәсир қилмақта. Шуни алаһидә тәкитләш керәкки, украина вәзийитидин һәр ким өзичә савақ алмақта.
2014-12-22
2014 - Йили 15 - декабир дүшәнбә күни истанбулниң топқапи райониға җайлашқан истанбул йеңи әсир универистетида “қаниған яримиз - шәрқий түркситанниң йенида биз” намлиқ йиғин вә рәсим көргәзмиси ечлди.
2014-12-19
Қирғизистан призиденти алмасбек атамбайиф сәуди әрәбистанда зиярәттә болған мәзгилдә, әрәб шеркәтлирини қурулуш пиланлиниватқан хитай - қирғизистан - таҗикистан - афғанистан - иран төмүр йолиға мәбләғ селишқа чақирған иди.
2014-12-15
Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң,йәни русийә, хитай, қазақистан, қирғизистан, өзбекистан, таҗикистан баш министирлири15 - декабир күни қазақистан пайтәхти астанаға җәм болуп, мәзкур тәшкилатниң бир қатар мәсилилирини муһакимә қилди. Бу йиғинға йәнә көзәткүчи дөләтләр вәкиллириму иштирак қилди.
2014-12-15
Хитай һакимийитиниң уйғурларға қаратқан бесим сияситиниң күндин - күнгә күчийип бериши, германийәдә яшаватқан түркләрниң мустәбит коммунист хитай һакимийитигә болған наразилиқини йәниму ашурди.
2014-12-15
14 - Декабир голландийиниң аместрдам шәһиридики бир залда, маҗаристандики “һонлар қурултийи” дин вәкил болуп кәлгән андрас әпәндиниң һонлар вә маҗарлар тарихини тонутуш программиси билән голландийидә яшаватқан түрк тарихи тәтқиқатчиси мәмәт тунҗәр әпәндиниң тәқдим қилишида инсан һәқлири күни мунасивити билән шәрқий түркситандики уйғурларниң нөвәттики вәзийитини тонутуш программиси мәзмун қилинған бир паалийәт өткүзүлди.
2014-12-12
10 - Декабир дуня кишилик һоқуқ күни мунасивити билән истанбулда үлкү оҗақлири тәшкилатиниң уюштуруши билән шәрқий түркистан, қирим, сүрийә вә түркмән елида йүз бериватқан кишилик һоқуқ дәпсәндиликлири вә зулумға қарши намайиш елип берилди.
2014-12-05
Түркийәгә көп санда йеңидин келиватқан уйғур муһаҗирлар гәрчә әркин дуняға чиқип һөрлүккә еришкән болсиму, иҗтимаий һаятта уларниң һәр хил қийинчилиққа дуч келиватқанлиқи илгири сүрүлмәктә.