Архип
2014-11-28
Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға әза болалмиған милләтләрдин тәркиб тапқан вакаләтсиз милләтләр тәшкилатиниң 18-нөвәтлик йиғини 27-28-ноябир күнлири шивитсарийәниң җәнвә шәһиридә чақирилди.
2014-11-28
Йеқиндин буян түрк мәтбуати вә түрк сиясий сәһнисидә уйғур мәсилиси җиддий рәвиштә тилған елинишқа башлиди.
2014-11-26
Йеқинда өзбекистан президенти ислам кәримоф қазақистанда рәсмий сәпәрдә болуп, астанада мәмликәт президенти нурсултан назарбайеф билән икки дөләт мунасивәтлирини муһакимә қилди.
2014-11-25
Дуня уйғур қурултийиниң уюштуруши вә мәркизи җәнвәдики “кишилик һоқуқ үчүн җәнвә” намлиқ хәлқаралиқ кишилик һоқуқ тәшкилатиниң һәмкарлиқида чақирилған 9 - нөвәтлик уйғур рәһбәрлирини демократийә вә кишилик һоқуқ бойичә тәрбийиләш курсиниң 2 - күни, йәни 11 - айниң 25 - күнидики дәрстә уйғур яшлириға уйғур дәвасини елип беришта бирләшкән дөләтләр тәшкилатидин қандақ пайдилиниш вә йәрлик хәлқләрниң һәқ - һоқуқлири тоғрисида мәлумат бәрди.
2014-11-21
Дуня уйғур қурултийиң муавин рәиси илһам маһмутниң билдүрүшичә, 27 - ноябир кәчтә токйода уйғур он икки муқами һәққидә мәхсус доклат сөзләш муһакимә йиғини өткүзүлидикән.
2014-11-21
Һазир дуняниң көплигән аммиви ахбарат васитилиридә аталмиш “ислам дөлити” тәшкилатиниң болупму ирақ вә сүрийә территорийилиридә елип бериватқан уруш һәрикәтлири һәм уларниң әмәлгә ашуруватқан қанлиқ җазалашлири һәққидә мәлуматлар көпәймәктә.
2014-11-20
Миң җйәнҗу башчилиқидики хитай өмикини түркийә рәис җумһури рәҗәп таййип әрдоған, баш министири әхмәт давутоғлу қобул қилғандин сирт, ички ишлар министири әфған әла, хәвпсизлик комитети башлиқи сәйпуллаһ һаҗимүфтүоғлу қатарлиқларму улар билән учрашқан.
2014-11-19
18- Ноябир сәйшәнбә күни хитай коммунист партийәси мәркизий комитети сиясий бюросиниң әзаси миң җйәнҗу башчилиқидики бир өмәк түркийәдә зиярәттә болди.
2014-11-17
Йеқинда қазақистан президенти нурсултан назарбайеф өзиниң қазақистан хәлқигә нөвәттики мәктупи билән мураҗиәт қилди. Игилишимизчә, мәмликәт рәһбириниң мәзкур мәктупида, әлниң хәлқ игиликиниң барлиқ саһәлирини өз ичигә алған келәчәктики тәрәққият пиланлири бәлгиләнгән.
2014-11-16
16 - Ноябир күни германийәниң миюнхен шәһридә өткүзүлгән шәрқий түркистан җумһурийитини хатириләш мурасимида икки җумһурийәтни хатириләш билән биргә икки җумһурийәтниң қурулуш җәряни вә йимирилиштики сәвәбләр тоғрисида муһакимә елип берилди.
2014-11-16
Америка уйғурлири бирләшмисиниң тәшкиллиши билән 15 - ноябир күни америка пайтәхти вашингтон йенидики фәйирфакис шәһиридә уйғур җамаити бир йәргә җәм болуп, 1933 - йили, 12 - ноябир күни қәшқәрдә қурулған шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң 81 йиллиқи вә 1944 - йили, 12 - ноябир күни ғулҗида қурулған шәрқий түркистан җумһурийитиниң 70 йиллиқини хатирилиди.
2014-11-14
Тайландтики бир мусапирлар лагеридин қечип мөкүнүп йүрүватқан бирәйләнниң билдүрүшичә, улар лагердики ачарчилиқ, начар турмуш шараити вә кесәллик сәвәбидин лагерни тәрк етишкә мәҗбур болған.
2014-11-14
Японийәдики уйғур сиясий паалийәтчи илһам мәхмут мақалә елан қилип, хитайниң мустәмликә сияситини әйиблиди вә японийә хәлқни уйғурларниң мәғлубийитидин савақ елишқа чақириди
2014-11-12
Шәрқи түркистан ислам җумһурийитиниң 81 йиллиқи вә шәрқи түркистан җумһурийитиниң 70 йиллиқи мунасивити билән қирғизистанниң бишкәк шәһиридә тәнтәнилик хатириләш паалийити өткүзүлди.
2014-11-10
Учтурпан имамлиримда вәқә пәйда қилғандин кейин қечип йүрүп һәрикәт елип бериватқан икки нәпәр қапйүрәк пидаий абдуреһим абдулла билән сулайман тохтиниң ақивитини ениқлаш үчүн, мухбиримиз бүгүн учтурпандики аһалиләргә қайтидин телефон қилди.