Архип
2014-07-31
Пүтүн дунядики мусулманлар “11 айниң султани” дәп аталған муқәддәс рамизан ейини ибадәт вә сахавәт билән тамамлап, рози һейтини шад - хурамлиқ ичидә күтүвалған болсиму, түркийәдики уйғурлар матәм ичидә күтүвалди.
2014-07-31
2014-Йили 10-авғуст йәкшәнбә күни түркийә хәлқи җумһур рәисини сайлап чиқиду, түркийәдә һазирқи баш министир әрдоған вә сабиқ ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң рәиси әкмәлиддин еһсан оғли түркийә җумһурийитиниң җумһур рәислик намзатлири болуп елан қилинди.
2014-07-31
26-Июн японийәниң окинава өлкисиниң наһа шәһиридики өлкилик музийханиниң йиғин залида “окинаваниң әркинликини қоғдаш комитети”ниң саһибханилиқида “хитайниң нөвәттики вәзийити вә окинава” намлиқ муһакимә йиғини өткүзүлгән.
2014-07-24
Хитай һөкүмити, ши җинпиң билән шинзо абениң бу йил 11-айдики учришишини әмәлгә ашуруш үчүн, японийә тәрәпкә бәзи мәсилиләрдә шәрт қойған вә бу шәртләр һазирланғандила икки тәрәп сөһбәт елип баридиғанлиқини оттуриға қойған.
2014-07-24
Мәлуматларға қариғанда, қазақистан даирилири террорлуққа зәрбә бериш даирисини кеңәйтип, бир қисим гумандарини сотлиған болуп, буларниң ичидә һәтта сүрийәдә җәң қилип қайтип кәлгәнләрму бар икән.
2014-07-22
Инглиз тилидики тайим журнилиниң токйодики мәхсус сәһипә язғучиси брян валш йеқинда мәзкур журналда “нефит үчүн төкүлүватқан қан” намлиқ мақалисини елан қилған.
2014-07-18
Рамизан ейида хитай һөкүмитиниң уйғурларға елип бериватқан диний бесим сияситини яни уйғурларни рози тутқузмаслиқ сияситигә наразилиқ билдүрүш үчүн 7 - айниң 17 - күни йүзлигән түрк намайишчи хитай әлчиханиси алдида еғиз ачти. Иптар вақтидин бурун мухбирларға баянат бәргән кадирлар уюшмисиниң муавин башлиқи һаҗи байрам тонбул әпәнди хитай зулумини әйиблиди.
2014-07-18
Қирғизистан пайтәхти бишкәктә өткән “мәркизий асия+японийә” сөһбитигә қатнашқан мәмликәтләр ташқи ишлар министирлириниң 5-мәҗлисидә мәркизий асия мәмликәтлири вә японийә оттурисида йеңи 10 йиллиқ өзара пайдилиқ һәмкарлиқ келишими имзаланди.
2014-07-17
6 - Нөвәтлик “шәрқий түркистанлиқлар қериндашлиқ учришиши йиғинида” да асаслиқи уйғур хәлқи нөвәттә дуч келиватқан тәһдитләргә тақабил туруш чарилири музакирә қилинидикән.
2014-07-17
Қайта нәшр қилинишқа башлиған “шәрқий түркистан авази” намлиқ журналниң йеңи сани һәққидә тохталған журнал муһәррири журнал чиқиришниңму бир дәва икәнлики, мәзкур журналниң шәрқий түркистанда болуватқан вәқәләрни җамаәтчиликкә аңлитишта муһим рол ойнайдиғанлиқини билдүрди.
2014-07-16
15 - Июл күни, америка пайтәхти вашингтонда өткүзүлгән “америка - хитай террорлуққа қарши туруш сөһбити” дә хитай тәрәп америкидин өзиниң “шәрқий түркистан күчлири” ни бастурушини қоллиши вә чүшинишини тәләп қилған. Бирақ бәзи көзәткүчиләр америка - хитай антитеррорлуқ һәмкарлиқ саһәсиниң чәклик икәнликини билдүрди.
2014-07-15
Хитайниң уйғур елини түркийәгә туташтуридиған бир тиз сүрәтлик төмүрйол қурулушиға тәйярлиқ қиливатқанлиқи һәққидә пикир йүргүзгән түркийәдики бәзи мулаһизичиләр хитайниң мәзкур хәвәрни пәқәт түркийә хәлқиниң диққитини шәрқий түркистан мәсилидин бураш үчүн оттуриға чиқарғанлиқини илгири сүрмәктә.
2014-07-11
Йеқинда голландийәдә зиярәттә болған бир қисим уйғур сиясий паалийәтчиләр шу дөләттики уйғур җамаитигә нутуқ сөзләп, уларни намайиш қатарлиқ сиясий паалийәтләргә актип қатнишишқа дәвәт қилған.
2014-07-11
Оттура асия ахбарат васитилири қирғизистан вә таҗикистан чеграсида қораллиқ тоқунуш йүз бәргәнликини вә униң нәтиҗисидә өлгән вә яридар болғанларниң барлиқини хәвәр қилди.
2014-07-02
Түркийәниң сайлам қануни бойичә бурун дөләт рәисини парламент әзалири сайлайтти, йеқинда түркийәниң сайлам қануниға түзитиш киргүзүлүп, дөләт рәисини хәлқ сайлайдиған болди.